Әнқәрәдә өткүзүлгән хәлқаралиқ рамизан паалийитигә уйғур өсмүрләрму қатнашти

Мухбиримиз әркин
2017.06.19
enqere-ramizan-paaliyiti.jpg Әнқәрәдә өткүзүлгән хәлқаралиқ рамзан паалийитидин көрүнүш. 2017-Йили 17-июн, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Мусулманларниң муқәддәс рамизан ейи мунасивити билән 17-июн күни түркийәниң пайтәхти әнқәрә шәһиридә өткүзүлгән 8-нөвәтлик хәлқаралиқ рамизан паалийитигә истанбулдин кәлгән уйғур өсмүрләр иштирак қилип, уйғур нахша-усуллиридин өрнәкләр көрсәткән. Булардин башқа “уйғур мәдәнийәт өйи” намида мәхсус бөлүм ечилип уйғур мәдәнийәт буюмлири тонуштурулди.

Рамзанниң 22-күнидики паалийәткә түркий милләтләрдин қарақалпақлар билән уйғурларға орун берилгән болуп, кечиөгән районлуқ һөкүмәт башлиқи мустафа ақниң саһибханилиқида өткүзүлгән мәзкур хәлқаралиқ паалийәткә түркийә парламент әзалиридин мурат алпарслан, йүсүф салаһиддин бәйликбәй, сабиқ парламент әзалиридин мурат йилдирим, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити аяллар комитети мәсули мунәввәр өзуйғур ханим, қарақалқаплар қурултийи рәиси сәйфуллаһ түрксой вә әнқәрәдики уйғурлар һәм түрк аммисидин болуп көп санда киши иштирак қилди.

Һазир һакимийәт бешида туруватқан адаләт вә тәрәққият партийәсиниң муавин рәиси мурат йилдирим әпәнди, ечилиш мурасимида қилған нутқида, түркийәниң һәр даим бесим астида езиливатқан мәзлум милләтләргә игә чиқидиғанлиқини, уларни қоллап қуввәтләйдиғанлиқини тәкитлиди.

Уйғур яш-өсмүрләрни елип берип бу паалийәткә иштирак қилған вә “уйғур мәдәнийәт өйи” ни ачқан мунәввәр өзуйғур ханим ечилиш мурасимида қилған нутқида, шәрқий түркистанға болған сеғинишиниң түгимәйдиғанлиқини, өзлириниң түркийәдә өз вәтинидә яшаватқандәк һес қиливатқанлиқини, түрк хәлқиниң уйғурларға болған ғәмхорлуқиға рәһмәт ейтидиғанлиқини тәкитлиди.

Мурат йилдирим әпәнди ечилиш мурасимида қилған нутқида уйғурлар тоғрисида тохтилип мундақ деди: “түркийәниң қанчилик муһим икәнликини күнсайин һес қиливатимиз. Түркийә дунядики мәзлум езилгән хәлқләрниң үмиди болушқа давам қиливатиду. Бизни бу йәрдә бир йәргә җәм қилған районлуқ һөкүмәт башлиқиға рәһмәт ейтимән, алдимизда келәй дәп қалған рози һейтиниң түркий милләтләргә вә дөлитимизгә хәйрлик болушини тиләймән”.

Түркийәниң пайтәхти әнқәрәдики кечиөрән райони 8 йилдин бери хәлқаралиқ рамзан мәдәнийәт паалийити өткүзүп кәлмәктә. 10 Күн давамлишидиған паалийәткә 10 дөләттин сәнәт өмики тәклип қилип қатнаштурулмақта. Бу йилқиға уйғурларға вакалитән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити аяллар комитети мәсули мунәввәр өзуйғур ханим қатнашқан.

Мунәввәр өзуйғур ханим 8-нөвәтлик хәлқаралиқ рамзан паалийитидә уйғур өсмүрләрниң сәнәт номурлирини көрсәткәнликини, кичик муҗаһит қәшқәрлиниң шеир декламатсийә қилғанлиқини, яхши бир паалийәт болғанлиқини баян қилди.

8-Нөвәтлик хәлқаралиқ рамзан паалийитигә қатнашқан уйғур зиялийси рәна қарахан ханим бу қетимқи паалийәтниң интайин яхши өткәнликини баян қилди.

Рәна қарахан ханим бу паалийәт уйғурларниң пәқәтла зулум астида яшиған бир милләтла әмәс, бәлки өз мәдәнийитини қоғдап қалған бир милләт икәнликини түрк җамаәтчиликигә аңлитишта зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.
7-Июн күнидин 17-июн күнигичә давамлашқан 8-нөвәтлик хәлқаралиқ рамзан паалийитигә әзәрбәйҗан, қазақистан, өзбекистан, түркмәнистан, боснийә қатарлиқ 10 дөләттин сәнәт өмәклири қатнашқан. Бу паалийәткә уйғурлар тунҗи қетим қатнашқан болуп, уларниң сәнәт номурлири тамашибинларниң алқишиға еришкән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.