Уйғурлар мюнхен шәһиридә роза һейт намизини бирликтә оқуди
2013.08.08
Германийиниң мюнхен шәһиридики уйғур җамаити 30 күнлүк рамизанни көңүллүк ахирлаштурғандин кейин, 8-авғуст күни роза һейт намизини әр, аяллар бирликтә өтиди.
8-Авғусттики роза һейт намизи явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң тиришчанлиқи билән шәһәр мәркизидики хәлқара тәшкилатларниң паалийәт орни болған “бир дуня өйи” гә орунлаштурулған болуп, бу қетимқи намазға әрләр вә һәр хил яш-қорамдики оғул пәрзәнтләрдин сирт, бир қисим аялларму қатнашти. Йиллардин буян мюнхен шәһиридики һейт намазлири д у қ ниң паалийәт залида өткүзүлүп келиниватқан иди. Мюнхендики уйғурлар саниниң йилсери көпийип бериши билән, қурултай зали һейт намазханлирини сиғдуралмайдиған болуп қалған.
Намаздин илгири мюнхендики уйғур җамаитиниң имами һәбибуллаһ қари қурани кәримидин тәпсирләп қилип, җамаәтни яхшилиқ йоллириға дәвәт қилди, андин йетим-йесирларниң һәққи үчүн питир-сәдиқиләр йиғилди вә андин намаз наһайити азадилик ичидә оқулди.
Бу қетимқи намаз үчүн айрим зал орунлаштурған явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси әнивәрҗан әпәнди намаздин кейин зияритимизни қобул қилип, тәсиратлирини баян қилип өтти. Германийәдики диний затлардин абдуҗелил әпәндиму ипадә билдүрүп, бу қетимқи һейт намизиға болған қарашлирини шәрһийилиди. Д у қ диний ишлар комитети рәиси турғунҗан алавудунһаҗим қурултай намидин пүтүн уйғурларға болған саламлирини йоллиди.
Мюнхен җамаити намаздин кейин топ-топ болушуп, алди билән қаза қилғанларниң қәбрисини йоқлап дуа-тилавәт қилиш үчүн қәбристанлиққа йүрүп кәтти вә қәбрә зияритини ахирлаштуруп, һейт пәтисини башлашни орунлаштурушти.