Мюнхендики уйғурларниң бу йилқи рамизанлиқ тәсиратлири

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2016.07.04
myunxin-uyghur-iptar-2015-1.jpg Мюнхендики уйғурлар өткүзүлгән иптарлиқ паалийәттин көрүнүшләр. 2015-Йили 25-июн германийә
RFA/Ekrem

Мюнхендики уйғур җамаити дуняниң һәр йеридики уйғурларға охшаш бу йилқи рамизанни опчә иптар вә тилавәт паалийәтлири билән көңүллүк өткүзди.

Мубарәк рамизан ахирлишип роза һейтни күтүвелиш һарписида, мюнхендики уйғур сиясий вә диний затлири тәсиратлирини баян қилишип, бу йилқи рамизанниң опчә иптар вә дуа-тилавәт билән һәр йилқидәк көңүллүк өткәнликини изһар қилишти.

Д у қ диний ишлар комитети мудири турғунҗан алавудун һаҗим бу һәқтә тохталғанда, һәр һәптә ахири мюнхендики уйғур ресторанлирида уюштурулған иптар паалийәтлиридә, зулум астидики уйғур миллити үчүн дуалар қилинғанлиқини тилға алди. У сөзидә, чәтәлдики уйғурлар әркин-азадилик ичидә роза ибадәтлири билән мәшғул болалиған болсиму, уйғур илидики рамизанлиқ ибадәтләрниң бу йилму еғир чәклимиләргә учриғанлиқини тәкитлиди.

Хәлқара мәтбуатлар бу йилқи рамизандиму хитайниң уйғур диярида роза тутушни чәкләш, тарави намазлирини назарәт қилиш, ашханиларни тақашқа йол қоймаслиқ, оқуғучиларниң розисини бузуш, аһалиләрни диний паалийәтләр билән шуғулланмаслиқ әһдинамилиригә қол қоюшқа мәҗбурлаш қатарлиқ тәдбирләрни 2015-йилидики охшашла иҗра қиливатқанлиқини тәкитләшкән иди.

Д у қ иҗраийә комитети мудири долқун әйса әпәнди бу тоғрисида тохталғанда, алди билән бу йилқи рамизанниң мюнхен шәһиридә яхши өткүзүлгәнликини әскәртти. У сөзидә, гәрчә бу йил рамизанда хәлқарада өткән йилқиға охшаш хитайға қарши намайиш паалийәтлири елип берилмиған болсиму, хәлқара мәтбуатниң уйғур илидики рамизанлиқ паалийәтләрни җиддий диққәткә алғанлиқини изаһлиди. Долқун әйса әпәнди йәнә, хәлқара мәтбуатларниң бесими сәвәблик хитай һөкүмитиниң уйғур илидики рамизанлиқ чәклимилирини ақлашқа мәҗбур қалғанлиқиниму қошумчә қилди.

Һалбуки, хитай һөкүмити 2-июн күни шинхуа агентлиқида елан қилған “шинҗаңниң диний етиқад әркинлик әһвали” намлиқ ақташлиқ китабида, уйғурларниң “тарихта мисли көрүлмигән диний әркинлик дәври” ни баштин көчүрүватқанлиқини илгири сүрүп, бу йәрдики милйонлиған һәр милләт хәлқиниң толуқ диний етиқад әркинликигә игә икәнликини илгири сүргән иди.

Д у қ нәшрият-тәшвиқат комитети мудири пәрһат муһәммиди әпәндиму мюнхендики уйғурларниң бу йиллиқ рамизанни инақ-иттипақлиқ ичидә өткүзгәнликидин мәмнун болғанлиқини билдүрди.

Мәтбуатлар вә иҗтимаий таратқулар рамизан башлиништин илгири уйғур диярида бир мәйдан тутқун қилиш һадисилириниң йүз бәргәнликини, тор саһиблири, язарлири вә уйғур актиплирини қолға елишниң әвҗ алғанлиқини баян қилишқан, мисраним ториниң саһиби абабәкри мухтәр, турсунҗан мәмәт, бағдаш ториниң саһиби әкбәрҗан әсәд, бозқир блогиниң саһиби өмәрҗан һәсән қатарлиқ 5 кишиниң қолға елинғанлиқини хәвәр қилишқан иди.

Д у қ баянатчиси дилшат ришитму 6-июн хәлқара мәтбуатларға бәргән баянатида қәшқәр вә ақсу районлирида рамизанға мунасивәтлик һалда 6-айниң 3-күни аз дегәндә 17 уйғурниң қолға елинғанлиқини әскәрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.