Голландийәдики уйғурлар роза һейт намизида җәм болуп, миллий вә диний кимликини җари қилдурди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2016.07.06
gollandiye-roza-heyt-namaz.jpg Голландийәдики уйғурлар роза һейт намизиға һазирлинип, намазни қандақ оқуш тоғрилиқ сават алмақта. 2016-Йили 6-июл.
RFA/Pida’iy

Голландийәдики уйғурлар 5-июл явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә җәм болуп, 2016-йиллиқ роза һейт намизини биргә оқуди вә һейтлашти.

Паалийәтни явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити тәшкиллиди. Паалийәткә голландийәниң һәрқайси җайлирида яшаватқан уйғурлар қатнашти. Җамаәт мәзкур җәмийәтниң икки қәвәтлик хизмәт бинасиға сиғишмай қалди. Шу йәр вақти әтигән саәт 9 йеримда һейт намизи оқулғандин кейин, имам мусулмандарчилиқтики силә-рәһимниң баяни һәққидә тохтилип, җамаәтни хеш-әқрибалири, дост-ярәнлири, уруқ-туғқанлири вә йирақ-йеқин тонуш-билишлиригә һейтлиқ салам йоллаш вә һал-әһваллишишқа әһмийәт бәргәндәк, нормал чағлардиму давамлиқ издишип турушқа чақирди.

Җамаәт хутбидин кейин өз-ара саламлишип бир-бириниң һейтини мубарәклиди вә бирликтә ғизалинип тарқилишти.

Җамаәткә вакалитән зияритимизни қобул қилғанлар радиойимиз арқилиқ пүтүн дунядики вәтәндашлириниң байримини тәбриклиди вә һейтлиқ саламлирини йоллиди.

Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң тәшвиқат бөлүм мәсули һүсәйин тәҗәллий әпәнди паалийәткә мунасивәтлик туйғу вә чүшәнчилирини радийо аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.

Игилишимизчә, шу күни чүштин кейиндин башлап, һәрқайси җайлардики уйғурлар арисида өз-ара пәтилишип байрамниң кәйпини сүрүш кәч саәт 10 ларға қәдәр давам қилған вә шу минутларда пәтичиләр вәтәндики қериндашлириниң бу хил имканлардин мәһрум қалғанлиқлириға еғир хорсинип, дуалар қилишти вә аччиқ-чүчүк туйғулирини ортақлишип муңдишишти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.