Голландийәдики уйғурлар роза һейт намизида җәм болди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2014.07.28
gollandiye-heyt-namaz.JPG Уйғурлар роза һейт намизида җәм болди. 2014-Йили 28-июл, голландийә.
RFA/Pidaiy

28‏-Июл бир ай рамзан розисини тамамлиған голландийәдики уйғурлар роза һейт намизида йәнә бир қетим җәм болди.

Әр-аял, қиз-йигит вә кичик балилар болуп, 150дин артуқ адәм қатнашқан мәзкур паалийәт, явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә елип берилди.

Һейтлиқ кийимлири билән йирақ-йеқиндин кәлгән вәтәндашлар уйғурчә вәз-нәсиһәтләр муҗәссәмләшкән хутбидә, өз-ара иттипақлишишқа, селә-реһим қилишқа, әпу қилишқа вә достлишишқа чақирилди.

Җамаәт намаздин кейин өз-ара қол елишип көрүшүп, роза һейт байримини мубарәкләшти вә җәмийәт тәрипидин селинған дастихинида ғизалинип қайтишти.

Паалийәт әһлидин зияритимизни қобул қилған кишиләр гүзәл тиләклири вә хушал һес-туйғулирини радио аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.