Голландийәдики уйғурлар һейтта бир йәргә җәм болди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2016.09.12
Abduraxman-qarihajim-nesihet-anglimaqta.jpg Қурбан һейт намизиға йиғилған җамаәт абдурахман қариһаҗиниң тәқдим қилишида вәз-нәсиһәт аңлимақта. 2016-Йили 12-сентәбир, голландийә.
RFA/Pida’iy


2016 - Йили 12 - сентәбир дүшәнбә күни пүтүн дуня мусулманлири қатарида уйғурларму қурбан һейт хушаллиқиға чөмди. Ана вәтинидә вә чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларниң дуа вә тиләклири һейтлиқ саламлири қошулуп, пүтүн дуня мусулманлириниң һейтлиқ тәнтәнилиригә өз хаслиқи билән җор болди. Бу күн сәһәрдин башлап таратқулар вә учур - алақә васитилиридә қурбан һейтлиқ салам - саәт вә тәбрикләш сөзлири хәтлик, рәсимлик, авазлиқ шәкилләрдә қанатлинип, йеңи дәврдики һейтниң әвзәлликиниму намаян қилди.

Һәқиқәтән бүгүнки һейт хушаллиқи йилда бир қетим келидиған, қәдирләшкә вә махташқа әрзийдиған бир байрамдурки - бу байрам мунасивити билән пәрвәрдигарниң рәһмитидә қәлбләрниң арилири йеқинлишиду; азайи - күлпәтләр тохтитилиду; кишиләр өз - ара әпу қилишиду; пәтилишип, йоқлишиду; һәммидин муһими пүтүн дуня мусулманлириниң иттипақлиқи вә бирдәклики һәҗ паалийитидә намайән болиду. Әнә шу иттипақлиқниң аламәтлиридин йәнә бири һейт намизи болуп, голландийәдә яшаватқан уйғурларму бу пәзиләтләрни һәр йили қолдин бәрмәй, иҗра қилип кәлмәктә.

2016 - Йили 12 - сентәбир дүшәнбә күни шу йәр вақти әтигән саәт 8 дә голландийәниң зәйст шәһиригә җайлашқан явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити залида җәм болған голландийәдики уйғурлар һейт намизини биргә оқуди вә һейтлиқ һәмдастихан болушти.

Җамаәт мәзкур җәмийәтниң назири абдурахман қариһаҗиниң тәқдим қилишида сөзләнгән һейтлиқ вәз - нәсиһәтлиридә һейт байрими мунасивити билән пурсәт билишкә тегишлик әмәлләр вә еһтият қилишқа тегишлик ишлар тоғрисида тәлим алди.

Намаздин кейин өз - ара қол елишип көрүшүп, бир - бирлириниң һейтини мубарәкләшкән җамаәт хушал кәйпиятта һал - муң болушти вә һейтлиқ дастиханда ғизаланди.

Зияритимизни қобул қилғанлар өзлириниң һес - туйғулирини радио аңлиғучилиримиз билән ортақлашти. Қазақистандин тиҗарәт ишлири билән голландийәгә кәлгән нуридин әпәнди голландийәдики уйғурларниң һейт намизиға әһмийәт беришлиридин вә җамаәтлишиштәк иттипақлиқ роһидин тәсирләнгәнликини баян қилди.

Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити йиллардин бири голландийәдики уйғурларниң диний вә миллий әнәнилирини җари қилдурушқа йетәкчилик қилип келиватқан болуп, икки һейт намизини тәшкилләш вә иҗра қилишта голландийәдики уйғурларниң махтишиға сазавәр болуп кәлмәктә.

Голландийә уйғурлар һейт намизидин башқа өз - ара пәтилишишкиму әһмийәт берип, өсүп йетиливатқан әвладларниң уйғур миллий өрп - адәтлиригә варислиқ қилиш еңиниң тиклинишигиму түрткә болмақта. Йәнә бир қисим уйғурлар бу хил байрамларда айрим йиғилиш паалийәтлири тәшкилләп, муһаҗирәттики әркин һаятниң пәйзини сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.