Голландийәдә қурбан һейт өзгичә тәбрикләнди
2013.10.16
Бу йиллиқ қурбан һейт мунасивити билән голландийәдә яшаватқан уйғурлар 15-өктәбир сәһәр саәт 9 да җәм болуп, һейт намизи оқуди.
Һәр йили бир қетим хатирилинип келиватқан мәзкур қурбан һейт байрими бу йил 15-өктәбир сәйшәнбә күнигә тоғра кәлди. Бу мунасивәт билән мәккә шәһиридә һәҗ үчүн топланған мусулманлардин башланған тәкбир вә тәрбийиләр дунядики барлиқ мусулманларниң зекридә садаланди.
Бүгүндин етибарән таки байрамниң 4-күни әсир намизиғичә мусулманлар һәр пәрз намаздин кейин тәкбир оқуйду. Һейт пәтиси қилиду. Пәрвәрдигари тәрипидин инам қилинған бу байрамниң хушаллиқини пүтүн каинатқа намаян қилиду. Әнә шу мусулманлар топи ичидә бәлгилик орун тутуп келиватқан уйғурларму һәм байрам шашлиқида яйрайду.
Шу мунасивәт билән голландийәдә яшаватқан уйғурлар 15-өктәбир сәһәр саәт 9 да җәм болуп, байрам намизи оқуди. Намаздин кейин нашта қилишип, ана тил курсиниң йетиливатқан оқуғучиси абдувәлиниң тәқдим қилишида қурбан һейт байриминиң әһмийитини мулаһизә қилишти.
Кейин, түрлүк тепишмақлар, күлкә-чақчақлар, илаһий вә инқилабий нахшилар билән хушал бир кәйпиятта байрам қилди. Өз-ара сөһбәттә вә бәс-муназириләрдә болушти.
Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған әйса қариһаҗим паалийәтниң омуми кәйпияти һәққидә тохталди.