“явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” голландийәдики қериндаш милләтләргә иптар бәрди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2016.06.20
gollandiye-iptar-qerindash-millet-1.jpg “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” голландийәдики қериндаш милләтләргә бәргән иптар паалийитидә миллий гөрүш тәшкилатиниң ғәрбий район мәсули иптардин илгири сөз қилмақта. 2016-Йили 18-июн, голландийә.
RFA/Pida’iy

Паалийәт 2016‏-йили18- июн күни голландийәниң зәйст шәһиригә җайлашқан мәзкур җәмийәт йеғин залида елип берилди. Паалийәткә алаһидә тәклип билән голландийәдики “миллий гөрүш тәшкилати”, зәйст шәһәрлик хәлқ һөкүмитиниң чәтәлликләргә алақидар мәсуллиридин каст схүрен әпәнди, шу әтраптики түрк вә әрәб мәсчитлириниң вәкиллири қатарлиқлардин башқа уйғурларму аилә әзалири билән қатнашти.

Паалийәт шу йәр вақти саәт 9 да қуран кәрим тилавити билән башланди. Җәмийәт мәсули обулқасим әпәнди меһманларни қарши елиш сөзи қилғандин кейин, уйғур диярида болуватқан диний бесимларниң барғансери еғирлаватқанлиқини шикайәт қилип, пүтүн дуня хәлқиниң көңүл бөлүшигә моһтаҗлиқини илгири сүрди.

Голландийәдики миллий гөрүш тәшкилатиниң ғәрбий район мәсули октай долмаз әпәнди, сөз қилип уйғур қериндашлириға һесдашлиқ қилидиғанлиқини билдүрүш билән биргә; мусулманларға болуватқан бу зулумниң пүтүн дуня миқясидиму йүз бериватқанлиқини, буниңдин омумйүзлүк қутулуш үчүн мусулманлиқта адаққи қәдәр мәһкәм турушниң лазимлиқини билдүрди.

Зәйст шәһәрлик хәлқ һөкүмитиниң чәтәлликләргә алақидар бөлүм вәкили каст схүрен әпәндиму сөз қилип: голландийәдә күнсери көпийиватқан көчмәнләрниң өз миллий вә диний кимликини җари қилдуруш һәққи барлиқини; голландийәниң гүллиниши вә тәрәққияти үчүн, һәммәйләнниң инақ-иттипақ яшишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.

Җәмийәт мәсуллиридин абдурахман қараҗим барлиқ вәтәндашлирини җәмийәт тәрипидин тәсис қилинған түрлүк имканлардин ортақ пайдилинишқа чақирди вә немәтниң қәдригә йетишниң муһимлиқини әскәртти.

Илаһий оқуш вә дуа қилиш билән еғиз ачқан иптарчилардин бәзилири ғизадин кейин шам намизи оқуп қайтишти вә бәзилири таң сәһәргә қәдәр давам қилған-кечилик паалийәтләрдин хуптән, таравиһ вә тәәҗҗүд намизи оқуш, әркин сөһбәтлишиш, соал-җаваблиқ өгиниш, реал мәсилиләр үстидә музакирәлишиш вә муназирлишиштәк әһмийәтлик ишларғиму толуқ қатнишип, соһурлуқ ғизадин кейин бамдат намизи оқуп қайтишти.

Паалийәт ахирида мәзкур җәмийәтниң рәиси обулқасим абдуләзиз әпәнди паалийәт тоғрилиқ тәпсилий мәлумат бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.