Голландийәдики уйғурлар рамизанлиқ мәзмунлуқ паалийәтләрни елип барди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2016.07.04
gollandiye-iptar-ramizan-Dua.jpg Иптарда һәмдастихан болған голландийәдики уйғурлар дуа қилмақта. 2015-Йили рамизан.
RFA/Pida’iy

Голландийәдики уйғурлар рамизанниң 27‏-күни вә 28‏-күнлири явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә җәм болуп, түнәк паалийити қилди.

Паалийәтни явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити орунлаштурди. Паалийәт голландийәниң зәйст шәһиригә җайлашқан мәзкур җәмийәттә елип берилди. Паалийәткә әр-аял, чоң-кичик болуп көп санда адәм қатнашти.

Паалийәттә вәз-тәблиғ, намаз-қираәт, дуа-салам, достлуқ-қириндашлиқ, һал-әһваллишиш вә ифтар-соһурлуқта һәмдастихан болуштәк мол мәзмунлуқ программилар орунлаштурулған болуп, иштиракчилар өзлириниң бу йәрдә биргә ибадәт қилип өткүзгән чағлиридин рази болғанлиқини билдүрди.

Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити 2013‏-йилдин бери мәзкур орунда муқимлишип маарип, тәлим-тәрбийә, диний, миллий вә сиясий паалийәтләрни давам қилип кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.