Голландийәдики түрк консулханиси вә диянәт вәхпи орунлаштурған иптар зияпитидә уйғур вәкилләр

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2013.08.05
gollandiye-turk-konsul-iptar-1.jpg Уйғур допписи кийгән түркийә консули орал әпәнди меһманлар билән қизғин параңда. 2013-Йили 3-авғуст, голландийә.
RFA/Ekrem

Йеқинқи йиллардин буян уйғурлар мәсилиси ғәрб әллиридин сирт, болупму түркийә вә явропадики түрк җамаити арисида техиму кәң тонулуп, уйғурларниң тәқдиригә көңүл бөлидиған, уйғур миллий һәрикитини қоллайдиған, тегишлик ярдәмләрдә болидиған түркләрниң сани һәссиләп ешип бармақта.

Явропадики әлләрдә яшаватқан түрк җамаити вә тәшкилатлири йиллардин буян әтрапидики уйғурларға имкан яр бәргән даиридә ғәмхорлуқ қилишни қериндашлиқ мәҗбурийити санап кәлди. явропаға йеңидин кәлгән уйғурларниң мутләқ көп қисминиң, һаят йоли тепишниң тунҗи қәдимидә түркләр билән алақидә болуп вә уларниң қолида ишләп кәлгәнлики һәммигә мәлум. Бирақ, түрк һөкүмәт хадимлири түркийә - хитай мунасивәтлирини көздә тутуп, уйғурларға ашкара һесдашлиқ қилиштин һаман өзини тартатти. 5 - Июл вәқәсидин кейин бу хил кәйпият өзгирип, түрк консуллири һәтта баш әлчилири уйғур сиясий актиплири билән қериндашларчә учришишларни өткүзидиған вәзийәт яралди. Көзәткүчиләр, уйғур илида төкүлгән қанлар, давам қиливатқан миллий зулумларниң түркләрниң қериндашлиқ һессиятлирини һаман бир күни ғидиқлайдиғанлиқини тәкитләп келишкән иди.

3 - Авғуст күни, голландийәниң роттирдам шәһиридики түрк консулханиси һәрсаһә түркий қериндашлириға иптарлиқ паалийәт уюштурған болуп, бу сорунға уйғурларға вакалитән голландийә уйғур бирлики тәшкилатиниң үч нәпәр хадиминиму алаһидә тәклип қилған. Бу мурасимға дахил болған голландийә уйғур бирлики тәшкилатиниң мәсули бәхтияр әпәндиниң билдүрүшичә, иптар мәзгилидә түрк консули орал әпәнди улардин сәмимий һал сориған, голландийәдики уйғурларниң вәзийити тоғрисида учур истигән вә өзлириниң уйғур миллитигә болған һөрмәт, һесдашлиқлирини билдүргән. Уйғур тәшкилати хадимлириму баш консулға уйғур допписи тәқдим қилип, уйғурларниң түрк миллитигә болған қериндашлиқ һеслирини ипадилигән.

Голландийә уйғур бирлики тәшкилати мәсуллиридин ғәйрәт әпәндиниң билдүрүшичә, уйғур бирлики йиллардин буян голландийә парламенти, голландийәдики аммиви тәшкилатлар вә һәрқайси әлләрниң консуллири билән йеқин алақә орнитишқа теришип келиватқан болуп, бу тиришчанлиқиниң нәтиҗиси сүпитидә голландийә парламенти вәкилләр өмики хитайда зиярәттә болғанда уйғурлар мәсилисини нуқтилиқ оттуриға қойған вә голландийәдики икки нәпәр хитай җасуси мәсилиси тоғрисида сөһбәт өткүзгән.

Ғәйрәт әпәндиниң илгири сүрүшичә, голландийә көчмәнләр идарисидә тәрҗиманлиқ қиливатқан икки нәпәр уйғурниң хитайға җасуслуқ қилғанлиқ җинайитиниң паш болуп оттуриға чиқиши, йиллардин буян сиясий панаһлиқ мәсилиси һәл болмай кәлгән голландийәдики уйғурларниң тәқдиридә өзгириш ясиған. Қисқиғина бир нәччә айда 200 әтрапидики уйғурниң олтурум мәсилиси һәл болған. У сөзидә, голландийәдики муһаҗирлар идариси вә голландийә ахбарат васитилириниң йеқинқи мәзгилләрдин буян уйғурлар мәсилисигә көңүл бөлүватқанлиқини, улар елан қилған доклат һәмдә мақалиләрниң тегишлик инкас қозғиғанлиқини тилға алди. Ғәйрәт әпәнди йәнә, голландийә уйғур бирлики тәшкилатиниң уйғурлар үчүн қолидин келишичә хизмәт қилишқа теришиватқанлиқини тәкитлиди.

Түзитиш:
Бу хәвәрдики иптар зияпити түркийә консулханиси вә диянәт вәхпиниң һәмкарлиқида орунлаштурулған һәм бу иптар зияпити түркийә консулханисида әмәс, бәлки мәвланә җамәсидә өткүзүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.