Голландийәдики уйғурлар рамизанлиқ паалийәтлирини яхши орунлаштурди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2013.07.10
Obul-Qasim-jamaetke-notuq.jpg Обулқасим әпәнди җамаәткә нутуқ сөзлимәктә. 2013-Йили июл, голландийә.
RFA/Pidaiy

Йиллардин бири, голландийәдики уйғурларниң рамзан айлиридики паалийәтлири, вақит вә орунниң чәклимисигә учрап җиддийчилик вә хиҗилчилиқ ичидә өткән иди. Бу йил “явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити” уйғурлар үчүн муқим йәр һазирлиғандин бери, улар бу ғәмдин қутулди.

Мана әмди рамзан ейи йетип келиши билән, уйғур җамаәтчилики үчүн әһмийәтлик болған паалийәтләрни орунлаштурушниң шараити һазирланди.

Һәптә ахирида икки күндин давам қиливатқан “ана тил вә мәдәнийәт курси”ниң йерим йиллиқ паалийәт йеғинида, җәмийәт мәсуллири рамзан ейида өткүзүлмәкчи болған паалийәтләрниң зичлиқидин, мәзкур курсниң оқуғучилирини тәтилгә қоюп бәргәнликини елан қилған иди. Шу сәвәб билән, рамзан ейидики паалийәтләрниң тәпсилати, әһмийити вә қиммити һәққидә толуқ мәлумат елиш үчүн, җәмийәт мәсули обулқасим әпәндини зиярәт қилдуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.