Голландийәдики уйғурлар рамизанни мол-мәзмунлуқ өткүзгән
2013.08.05
Голландийәдики уйғурлар бу йиллиқ рамизанлиқ паалийәтләрни мол-мәзмунлуқ вә нәтиҗилик өткүзгән. Бундақ болушида асаслиқи шәрқий түркистан маарип җәмийити тәминлигән муқим паалийәт сөрини алаһидә рол ойниған.
Мәзкур җәмийәт бу йил 1-айдин башлап мәхсус бир паалийәт мәркизини иҗаригә елип, йеқин әтраптики уйғурлар үчүн мулазимәт қилдурушқа башлиған иди.
Мәлум болушичә, голландийәдики уйғурлар бу йиллиқ һейт намизини мушу орунға топлишип уйғур имамниң башчилиқида оқушни пилан қиливетипту. Мәзкур сорунда илгири уйғур ана тил дәрслириму уюштурулған иди.
Голландийәдики бир қисим уйғурлар 2013-йили рамзанниң 25-26 вә 27-күнлири голландийәниң зәсйт шәһиригә җайлашқан явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң хизмәт мәркизигә йиғилип, уда үч күн йәнә ибадәт билән таң атқузди. Шуниң билән явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити тәшкиллигән рамизанлиқ иптар паалийити сәпәрвәрлики, әслидики пилан бойичә мувәппәқийәтлик тамам болди.
Нәтиҗидә, явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң орунлаштурушида иптарлиқ паалийитигә сәпәрвәр қилинған уйғурлар, илгири-кейин болуп, җәмийәт мәркизидә 10 қетим иптар зияпитигә тәшрип қилған болди.
Улар, илгири рамзанларда муқимсиз йәрләрдә қийнилип йүрүп аран бир-икки қетим бирликтә иптарланған болса, бу йил өз алдиға һазирлиған йәрдә хатирҗәмгинә ибадәт қилди вә һәр һәптиниң җүмә -шәнбә күнлири иптарлиниш паалийити тәшкилләп таза пухадин чиқти.
Бу қетим иптар вақтидин башланған паалийәт әтиси сәһәргичә дуа-тәкбирләр, намаз-зикирләр вә тәлим-тәрбийиләр билән мәзмунланди.
Зияритимизни қобул қилған мәзкур җәмийәт мәсули обулқасим әпәнди, гәрчә интайин җапалиқ вә еғир бир җәрян болушиға қаримай рамизанлиқ омуми паалийәтләрниң мувәппәқийәтлик өткәнликини билдүрди вә паалийәткә йетәкчилик қилиш җәрянида һес қилғанлирини радио аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.
Униң билдүрүшичә, рамзанниң 27-кечиси җәм болған уйғурларниң ортақ тәлипигә асасән, роза һейт намизи җәмийәт мәркизидә оқулушқа қарар қилинған болуп, бу голландийәдики уйғурларниң тунҗи һейт намизи икән.
Намаздин кейин вәтәндашларниң тәлипигә қарап, йәнә байрамлиқ паалийәтләр орунлаштурулушиму мумкин икән.