Голландийәдики уйғур аяллар зулум чекиватқан қериндашлириға чидам-ғәйрәт тилиди
2014.04.28

24-Апрел голландийәдә яшаватқан бир қисим уйғур ханим-қизлар бир йәргә җәм болуп хитайниң диний бастурушлири астида зулум чекиватқан қериндашлириға чидам-ғәйрәт вә шәрқий түркистанға азадлиқ тилигән.
Голландийә уйғур маарип җәмийити тәшкиллигән бу йиғилиш йиғин әһлиниң һәммисини толиму һаяҗанға салған.
Пидаий: әссаламуәләйкум әләйкум. Ким билән көрүшүватимән?
Нигарә: вәәләйкум әссалам. Бүгүн явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә аялларниң мәхсус сөһбити болуватиду. Шу йәрдики ханимларға вакалитән нигарә билән көрүшүватисиз.
Пидаий: паалийитиңлар һәққидә радио аңлиғучилиримизға мәлумат берәләмсиләр, немә иш қиливатисиләр, паалийәт қандақ өтти, дәп берәләмсиз?
Нигарә: болиду. Бүгүн бу йәрдики 50 дин артуқ шәрқий түркистанлиқ ханим-қизлар җәм болуп, узундин бери йүз көрүшәлмәйватқан һәмшириләр дидарлишиш вә қериндашлиқни күчәйтиш мәқситидә, диний сөһбәт елип бардуқ.
Пидаий: билишимизчә бурун тор арқилиқ өтүлүватқан дәрсниң йүз туранә елип берилишиму, қандақ?
Нигарә: бүгүнки бу паалийитимиз башқичирәк болди. Һәқиқәтән узундин бери скайпе вә башқа учур-алақә системилири билән қуран өгиниш, исламни чүшиниш вә һаятимизға тәтбиқлаш мәзмун қилинған дәрсликлиримиз болуп келиватқан, униңдин башқа һәр айда бир қетим мушу йәрдә давам қиливатқан “айлиқ сөһбәт” паалийитигиму қатнишиватқан идуқ. Әмма, пәқәт аялларға мәхсус қилинған диний мәқсәтләрдә тунҗи қетим җәм болуватимиз.
Пидаий: қандақ кәйпиятта болди?
Нигарә: устаз қериндашлиримиз диний сөһбәтләрни, вәз-нәсиһәтләрни қилди. Ихтияр қилғанлар йүрәк сөзлирини баян қилди. Мәхсус дәрсликму болди. Униңдин башқа бу қетим йеңи сәпкә қетилған һәмширилиримиз муһаҗирәттики ғерибчилиқта мушундақ бир кәйпиятни көргәнликидин хурсән болғанлиқини билдүрди. Бундин кейинму йәнә давам қилишқа бәл бағлидуқ.
Пидаий: ундақта, бу хил паалийәттә җәм болуш арқилиқ қериндашлиқни чиңитиштин башқа, муһаҗирәттики азабларниң йәңгиллиши үчүнму пайдиси болуветипту- дә?
Нигарә: һәқиқәтән шундақ болди. Бу йәрдә һәммәйләнниң өйлири һәр тәрәпләрдә болғач бир йәргә җәм болмиқимизму бәк тәс. Қериндашлиримиз бундақ бир пурсәтниң қиммитигә юқири баһа бәрди. Болупму вәтәнни, уруқ-туғқан, дост-ярәнлирини сеғиниш һессияти бу хил паалийәт арқилиқ азрақ болсиму қанаәт тапқачқа, бәзи һәмширилиримиз һаяҗанда өзлирини туталмай йиғлапму кәтти. Һәммимиз дуа қилип, ана вәтинимизгә тезрәк қайтишниң несип болушини тилидуқ. Униңдин башқа вәтинимизниң азадлиқи, хәлқимизниң һөрлүки вә саадити үчүн көп дуаларни қилдуқ. Қоллиримизни егиз көтүрүп, вәтән ичидики һәмширимизниң һиҗаблири, иппәт-номуслирини техиму бәкрәк һөрмәткә сазавәр болушини тилидуқ. Гәрчә вәтән ичидики қериндашлиримизға түзүкрәк ярдәм қилалмисақму, бизниң есил дуалиримиз бар. Саламлиримиз бар.
Пидаий: әссаламуәләйкум.
-Вәәләйкум әссалам.
Пидаий: ким болисиз? қандақ тәсиратта болдиңиз?
Гүлпийә: исмим гүлпийә, бүгүнки мушу паалийәтниң риясәтчиликини қилдим. Биз дәсләп бу паалийәтни орунлаштурғанда явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити бизни қоллап бәрди. Бизму барлиқ тәйярлиқлиримизни пухта қилип болуп, һәмширилиримиз келәләрму? дәп, бир аз әнсиригән идуқ. Әмма, бизниң ойлиғинимиздинму көп яхши болди. Вәз-нәсиһәтләр вә дәрсликләр болуп өтүлгәндин кейин, иштиракчилиридин йүрәк сөзлирини алған идуқ. Аҗайип бир һаяҗан билән шундақ тәсирлик нидалар чиқти. Әлһәмдулиллаһ!
Намсиз: әссаламуәләйкум. Бүгүнки бу паалийәттин алған тәсиратим шундақ қизғин сәмимий, тәсирлик бир кәйпиятта. Худди вәтәндики туғқанлирим билән олтурған бир туйғуға кәлдим.