Голландийәдә диний зат абдулһәким мәхсумһаҗим әсләнди вә уйғурлар иттипақлиққа чақирилди
2014.05.08

4-Май голландийәдики уйғурлар җәм болуп, йеқинқи заман уйғурлар тарихида муһим орун тутидиған диний зат абдулһәким мәхсумһаҗимниң қисқичә тарихи, вәз-нәсиһәтлири вә риязәтлик кәчмишлири билән тонутушуп чиқти. Паалийәттә йәнә уйғурлар бирлик вә иттипақлиққа чақирилди.
Паалийәткә түркийәдә турушлуқ доктор атавулла шаяр әпәнди алаһидә тәклип билән келип, мәхсус лексийә бәрди.
Атавулла шаяр әпәнди мәрһум абдулһәким мәхсумһаҗимдин тәлим алған вә униң езини бесиш үчүн теришип елим тәһсил қилип, түркийәдики мәлум бир университетта муддәрслик қилиш шәрипигә еришкән һәдис илми тәтқиқатчисидур.
У, устази абдулһәким мәхсумһаҗимниң тарихи вә кәчмишлиригә алақидар билгәнлири җамаәткә аңлатқандин кейин, мәрһум һәққидә ишләнгән филимни тәқдим қилди. Андин исламниң һәқиқитигә интилип келиватқан паалийәт әһлигә универсал темиларда нутуқ сөзлиди.
Бир қисим инкасчилардин мәлум болушичә, униң бәкрәк тәкитлигини пүтүн шәрқий түркистанлиқларниң ортақ иттипақлиқи болуп, униң иттипақлиқ һәққидики алаһидә шәрһлиридин биридә мундақ ипадиләнгән: иттипақлиқ күч. Чүнки иттипақлиқ бир топламниң зичлиқ массисиға тәмсил болуп, һәрқандақ бир җисимниң зичлиқи, униң қаршисидики җисимниң зичлиқидин чоң болса, уни йеңәләйдиғанлиқидин ибарәт алланиң тәбиәттики қанунийәтлиригә уйғун бир һәқиқәт икәнликини “нәйзә билән қалқан” ниң мунасивитигә охшитишқа болиду.
Униң үчүн бизниң иттипақлиқимиз дүшмәнлиримизниң иттипақлиқидин мустәһкәм вә чиң болса, дүшмәнни тармар қилғили болиду.
Доктор атавулла шаяр түркийәдики “шәрқий түркистан маарип җәмийити” ниң дәсләпки қурғучилиридин бири болуп, тәшкилатлишиш һәққидиму мол тәҗрибә саһиби болған. У голландийәгә җүмә күни кәлгән болуп, икки-үч күнлүк бу зияритидә вәтәндашлириға қиммәтлик пикир-тәклипләрни бәргән.
Явропа шәрқий түркистан маарип җәмийити тәрипидин тәшкилләнгән мәзкур паалийәт, шу йәр вақти чүш саәт 2 йеримдә башлинип, кәч саәт 8 гичә давам қилди. Паалийәткә голландийәдики мәсулийәтчан шәхсләр билән “голландийә уйғур бирлики” тәшкилатиниң вәкиллириму қатнашти.
Паалийәт әһли йерим күнлүк дидарлишиш пурситидә бирликтә намаз қилди. Тамақланди вә вәтән ичи-сиртидики уйғурларниң тәқдиригә мунасивәтлик саһәләрдә өз-ара пикир алмаштуруп, хушал-хурам қайтишти.
Паалийәт ахирлашқандин кейин зияритимизни қобул қилған атавулла шаяр әпәнди радио аңлиғучиларға қиммәтлик тәвсийиләрдә болди.