Хитайниң һалал йемәкликләр бәлгилимиси диний затларниң тәнқидигә учриди

Мухбиримиз әркин
2017.10.17
halal-belgilirining-olchimi-belgilime.jpg Һалал бәлгилириниң өлчими һәққидики бәлгилимә.
Social Media

Уйғур аптоном районлуқ диний ишлар идариси бу йил чиқарған “мусулманчә йемәкликләрни башқуруш чариси” намлиқ һөҗҗитидә, мусулманчә йемәкликләргә тәдбир берилип, мусулманларниң күндилик һаятидики бу уқумниң даириси гөш, сүт вә һайван йеғида пишурулған йемәкликләр билән чәклинидиғанлиқини билдүргән.

Мәзкур һөҗҗәттә, мусулманчә бәлгисини гөш, сүт яки һайван йеғида пишурулған йемәкликләрдин башқа мәһсулатларға ишлитиш чәклинип, буниңға хилаплиқ қилғучиларға җәриманә қоюлидиғанлиқи агаһландурулған.

Уйғур аптоном райони даирилириниң илгири чиқарған бир һөҗҗитидә, “һалал”, дегән бу уқумни кишиләрниң күндилик турмушиға кәң даиридә тәтбиқлап, уни сүт, гөш вә һайван йеғида пишурулған йемәкликләрдин башқа мәһсулатларға яки иш-һәрикәтләргә ишлитиш диний “ашқунлуқ” ниң бир хил ипадиси, дәп тәнқид қилған иди.

Лекин бәзи туңган зиялийлири вә уйғур диний затлириниң билдүрүшичә, мусулманларниң күндилик турмушидики “һалал-һарам”, дегән бу уқумниң истемал мәнисини тарайтип, уни пәқәт гөшлүк йемәкликләргила бағлап қоюши, мусулманларниң диний турмушини контрол қилишни мәқсәт қилған.

Америкада турушлуқ туңган зиялийси, вәзийәт анализчиси сулайман йигу әпәнди, һалал бәлгисини чәкләшниң хитайдики мусулманларға қарши кәйпият билән мунасивәтлик икәнликини билдүрди. Униң көрситишичә, йеқинқи йиллардин бери хитайда һалал мәһсулатларға болған еһтияҗ артқан. У, буниң хитай һөкүмити ейтқандәк диний ашқунлуқ билән мунасивити йоқлуқини әскәртип, буниң базар еһтияҗидин туғулғанлиқини билдүрди.

Сулайман йигу мундақ дәйду: “бу мәсилә шинҗаңдила әмәс, пүтүн хитайда мәвҗут һадисә. Хусусән гәнсу, чиңхәй, ниңшя қатарлиқ туңганлар олтурушлуқ районларда мусулманлишишқа зәрбә берип кәлди. Мусулманлишишқа қарши туруш дегинимиз, йеқинқи икки йилдин бери хитай һөкүмитиниң базарда һалал мәһсулатларниң бундақ көпийиш кетишигә қарап, буни дини ашқунлуқ күчийиватиду, дәп қариди. Униң базардики һалал бәлгиси қоюлған мәһсулатларниң гөш, сүт қатарлиқ йемәкликләр әмәсликигә қарап, буни ашқунлуқниң ипадиси, дәп қариши бимәнилик. Бунчилик көп мәһсулатларға һалал бәлгиси қоюлуши, бу базарниң еһтияҗи билән болған бир сода һадисисидур. Чүнки, һазирқи хитай базирида йемәклик бихәтәрлик интайин еғир һадисә. Лекин, һалал йемәкликләрдә диний етиқадниң чәклимиси бар. Шуңа, у нисбәтән ишәнчлик. Мана бу хитайда һалал йемәкликләрниң көпийишидики сәвәбләрниң бири. Әлвәттә мусулманлар көп олтурушлуқ районларда тиҗарәтчиләр базар тепиш үчүн ишәнчлик мәһсулатни көпрәк базарға салиду. Әсли буниң ислам дининиң кеңийиши билән мунасивити йоқ”.

Д у қ диний ишлар комитетиниң рәиси турғунҗан алавидин әпәнди ислам динида һалал-һарамниң гөш биләнла чәкләнмәйдиғанлиқини билдүрди. У мундақ дәйду: “ислам динидики һалал-һарам пәқәт гөш билән чәкләнмәйду. Һалал, дегәнниң мәниси у ишни қилиш яки йемәклик болса йейиш, ичимлик болса ичиш яки бир паалийәт болса қилиш, бу һәммини өз ичигә алиду. Һарам, дегәнму худди шуниңға охшаш динимизда чәкләнгән йемәккә алақидар нәрсиләрниму өз ичигә алиду вә униңдин башқа яман ишларни қилиш, мәсилән, инсанни өлтүрүш, адәмләрни өлтүрүш һарам. Башқиларниң җениға қәст қилиш һарам. Һарам дегәнниң әсли мәниси дини җәһәттин чәкләнгән ишлар, паалийәтләр вә нәрсә-керәкләр. Һалал-һарам бу динда наһайити муһим. Алла тааллаһ пәйғәмбәр әләйһиссалам арқилиқ мусулманларға қуранниң әмири билән һалал-һарамни ениқ бәлгиләп бәргән”.

Лекин турғунҗан алавидинниң билдүрүшичә, һалал йемәкликләрни тәләп қилиш яки һалал уқумини башқа саһәләрдә қоллинишниң дини ашқунлуқ билән һечқандақ мунасивити йоқ икән. У, хитайниң буни баһанә қилип, уйғурларниң етиқадини аҗизлаштуруш вә уларни ассимилятсийә қилиш икәнликини билдүрди.

Турғунҗан алавидин: “бу һалал-һарамни айриғанлиқ һечқандақ диний радикаллиққа кирмәйду. Хәлқара қанундиму билисиз явропа-америкидиму һалал-һарам, дәп мусулманлар өзиниң етиқади бойичә паалийәт қилип маңиду. Йемәк-ичмәкниму шуниңға қарита бәлгиләйду, ғәрб дөләтлири қопуп сән һалал-һарамни айридиң, сән радикал, демәйду. Һарам -һалални айриш бу диндики асаслиқ уқум. Лекин радикаллиқ дегән башқа бир мәсилә”.

Сулайман йиго әпәндиниң қаришичә, хитай һөкүмитиниң қандақ мәһсулатниң һалал, қандақ мәһсулатниң һалал әмәсликигә арилишиши тоғра әмәс. У, неминиң һалал яки һалал әмәсликини мусулман истемалчиларниң өзи қарар бериши, ислам җәмийәтлириниң назарәт қилиши керәкликини билдүрди.

Сулайман йигу мундақ дәйду: “һөкүмәт бу мәсилини қандақ һәл қилиши керәк. Бу ишниң әслидинла компартийә билән һечқандақ алақиси йоқ. Униң бу мәсилигә қол тиқишиниң һечқандақ зөрүрийити йоқ. Биз бу йәрдә компартийә һөкүмитиниң хитайдики һөкүмранлиқини қанунлуқ яки әмәсликини, униң шинҗаңдики һөкүмранлиқиниң қанунлуқ яки әмәсликини талаш-тартиш қилмайватимиз. Буларниң һәммиси башқа мәсилә. Бу йәрдә мусулманларниң немә йейиши, немә ичиши бу һәр бир пуқраниң шәхсий мәсилиси. Буниңға немә үчүн һөкүмәт қол тиқиши керәк. Мусулманчә мәһсулатлар бир хил тавар. У бир хил базар һәрикити, әгәр бир адәм өзиниң мәһсулатиға һалал, дәп бәлгә қоюп, әмәлийәттә у һалал болмиса, демәк у сахта мәһсулат ишләпчиқирип, истемалчиларни алдиған болиду. Бу әһвал ғәрб дөләтлиридә байқалса, һөкүмәт арилишип қанун арқилиқ һәл қилиду. Хитайму шундақ қилса болиду. Лекин у һалал, һалал әмәс дегәнләргә арилашмаслиқи керәк. Хитайниң сода -санаәт идариси әсли мушундақ ишларни қилиши керәк”.

Уйғур аптоном районлуқ диний ишлар идарисиниң мусулманчә йемәкликләрни башқуруш һәққидики 92-номурлуқ һөҗҗити тарқитилғандин кейин һәр қайси наһийәләр арқа-арқидин өзлириниң бу һәқтики йәрлик һөҗҗәтлирини чиқирип иҗра қилишқа башлиған.

Радийомизниң игилишичә, мори наһийәлик диний ишлар идариси йеқинда буниңға алақидар һөҗҗәт чиқирип, мусулманчә йемәкләр ишләпчиқириш карханилирини дәрһал қайта тизимға алдуруп, мусулманчә йемәклик бәлгисини қайта елишни тәләп қилған. Бәлгилимидә, гөш, сүт вә һайван йеғи болмиған йемәклик вә мәһсулатларға мусулманчә бәлгә қоюш мәни қилинидиғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.