Алтайдики оқуғучиларниң наразилиқ һәрикитигә ашханиларда тамақ җәдвилиниң әмәлдин қалдурулғанлиқи сәвәб болған
2018.12.26

Өткән һәптидики ениқлашлиримиз давамида алтайда бир түркүм оқуғучиларниң тамақлирида һалал-һарамни сүрүштә қилип наразилиқ билдүргәнлики үчүн тутқун қилинғанлиқи ашкариланған иди. Мухбиримизниң бу һәқтә йәниму илгириләп әһвал ениқлиши давамида алтайда бир қисим мәктәп ашханилирида адәттә күндилик тамақ тәркиби билдүрүлидиған доскиларниң әмәлдин қалдурғанлиқи, бу сәвәбтин тамақлирида чошқа гөши бар-йоқлуқини биләлмигән оқуғучиларниң әһвалға наразилиқ билдүргәнлики илгири сүрүлди.
Өткән һәптә иҗтимаий таратқуларда алтайниң қаба вә бурчин наһийәлиридә чошқа гөши йейишни рәт қилған вә униңға қарши наразилиқ намайиши өткүзгән 400 дин артуқ қазақ оқуғучиниң тутқун қилинғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқалған иди. Бу һәқтики ениқлашлиримиз давамида намайишниң йүз бәргәнлики дәлилләнмигән болсиму, әмма алтай шәһәрлик 1-оттура мәктәп вә бурчин наһийәлик 1-оттура мәктәпләрдин бир түркүм оқуғучиларниң тутқун қилинғанлиқи, тутқунлардин 20 нәччә нәпириниң бурчин наһийәсиниң қолтуқ базириға тәвә оқуғучилар икәнлики дәлилләнгән иди.
Бу һәқтики хәвиримиз елан қилинғандин кейин аңлиғучилиримиздин бири радийомизға инкас йоллап, мәзкур оқуғучиларниң тутқун қилиниш сәвәби һәққидә бир қисим учурларни мәлум қилди. Инкаста дейилишичә, адәттә алтайдики қазақ оттура мәктәп ашханилирида һәр күни доскида тамақ тәркиби җәдвили чиқириливатқан болуп, йеқинда бир қисим мәктәпләрдә бу хил җәдвәл әмәлдин қалдурулған. Бу әһвал алақидар мәктәпләрдики қазақ-оқуғучиларниң кәң-көләмлики наразилиқини қозғиған.
Биз бу учурниң тоғра-хаталиқини айдиңлаштуруш үчүн алтай наһийәсидики бир оттура мәктәпкә телефон қилдуқ. Мәктәпниң бир қазақ хадими адәттә мәктәпләрдә тамақ тәркиби җәдвилиниң доскиға чиқирилидиғанлиқи, мушуниңға қарап өзлириниң тамақ таллайдиғанлиқини билдүрди. Әмма у алтайда бир қисим мәктәпләрдә бу хил тамақ доскилириниң әмәлдин қалдурулғанлиқи һәққидики соалимизға җаваб бәрмиди. Бу хадим бу әһвални дөләт аманлиқ сақчилиридин игилишимизни тәвсийә қилди. Алтай вилайәтлик дөләт аманлиқи сақчи идарисиниң долқун исимлик бир қазақ башлиқи бу әһваллардин, һәтта қазақ оқуғучиларниң тутқун қилинишидин өзиниң хәвири йоқлуқини ейтти.
Радийомизға кәлгән инкаста дейилишичә, оқуғучилар бу җәдвәл болмиғанлиқи үчүн қайси хил тамақта чошқа гөши барлиқини биләлмигән. Нәтиҗидә зор бир түркүм оқуғучилар ятақлирида өзлири тамақ етип йейишкә яки сирттин тамақ йейишкә мәҗбур болған. ятақта тамақ йейиш уларниң дәрскә вақтида қатнишишиға тәсир қилипла қалмастин, бәлки ятақ бинасиниң бир қисим түзүмлиригиму тоғра кәлмигән. Нәтиҗидә мәктәп рәһбәрлири уларни ятақта тамақ етиштин чәклигән. Бу чәклимиләр уларни васитилик һалда тамақлирида һалал-һарамни айримаслиққа вә чошқа гөшини йәверишкә мәҗбурлиған. Оқуғучилар бу хил мәҗбурлинишқа қарита өз наразилиқини ипадилигән. Әмма инкаста оқуғучиларниң бу наразилиқини қандақ шәклидә ипадилигәнлики билдүрүлмигән.
Қаба наһийә сарбулақ йезисиниң бир сақчи хадими бир түркүм оттура мәктәпләрдики қазақ оқуғучилар арисида наразилиқ қозғалғанлиқи вә буниңға қарита бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтиш һәққидә наһийәдин уқтуруш тапшурувалғанлиқини ашкарилиди. Әмма у уқтурушта конкрет немиләр дейилгәнлики һәққидә мәлумат бәрмиди. Биз униңдин өзимизгә кәлгән инкасларға асасән бир қисим мәктәпләрдә тамақ тәркибий җәдвилиниң әмәлдин қалдурулғанлиқи, нәтиҗидә оқуғучиларниң васитилик һалда чошқа йейишкә мәҗбурланғанлиқи вә буниңға қарита қазақ оқуғучиларниң наразилиқ билдүргәнликини тилға алдуқ.
Мәзкур хадим әһвалниң бундақ болушиниң мумкинсизликини, мәктәпләрдә кишиләрниң етиқадиға һөрмәт қилинидиғанлиқини билдүрди. Биз униңға бу һәқтә җәмийәткә тарқалған учурлар барлиқини ейтқинимизда у бу хил учурларни өзлириниңму тапшуруп алғанлиқи вә тәкшүрүш елип барғанлиқи, тәкшүрүш нәтиҗисиниң мәзкур учурларда дейилгәндәк әмәсликини оттуриға қойди. Биз униңға бир қисим оқуғучиларниң тутқун қилинғанлиқиниң дәлиллинип болғанлиқини ейтқинимизда у мәзкур оқуғучиларниң тутулуш сәвәбиниң башқа икәнликини вә чошқа гөши йейиш билән алақиси йоқлуқини ейтти. Биз униңдин өзлири тутулғанлиқидин хәвәр тапқан оқуғучиларниң тутулуш сәвәбини сориғинимизда у хадим сақчихана башлиқиниң тәлимати бойичә бу һәқтә мәлумат беришкә, һәтта сөзлишишкә болмайдиғанлиқини ейтти.
Радийомизға кәлгән инкаста алтайда йүзлигән қазақ оқуғучи тутқун қилинишниң алди-кәйнидә көп сандики мәктәпләрдә бир һәптичә дәрс тохтиғанлиқи, мәктәп вә коча доқмушлириниң хитай қораллиқ күчлири тәрипидин қоршалғанлиқи илгири сүрүлгән.