Мәккидики журналист сираҗидин: “ислам дуняси шавкәт иминниң сөзигә чоқум инкас қайтуриду”
2015.10.06

24-Сентәбир бейҗиңда уйғур аптоном райони қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини тәбрикләш мунасивити билән нәшр қилинған “шинҗаңдики һәр милләт хәлқиниң баравәрлик, иттипақлиқ, тәрәққият ақ ташлиқ китаби” һәққидә ахбарат елан қилиш йиғинида, уйғур аптоном районлуқ парткомниң даимий һәйәт әзаси шавкәт имин мухбирларниң немә үчүн уйғур аптоном районида һиҗаплиниш вә сақал қоюшниң йәрлик даириләр тәрипидин қаттиқ чәклинидиғанлиқи һәққидики соаллириға җаваб бәргәндә “һиҗаплиниш вә сақал қоюш қалақлиқ, радикаллиқ” дегән.
Шавкәт иминниң бу сөзи хәлқара мәтбуатларда елан қилинғандин кейин, сәуди әрәбистанниң мәккә вә мәдинә шәһәрлиридә яшаватқан муһаҗирәттики уйғурларниң күчлүк инкасини қозғиған.
Нөвәттә, сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридә муһаҗирәттә яшаватқан, җиддә хәлқара радио истансиси түркистан бөлүминиң мухбири шундақла узундин буян уйғурлар вәзийитигә даир әрәб тилида елан қилған түрлүк сиясий анализ мақаллири билән әрәб дунясиға тонулған атақлиқ журналист сираҗидин әзизи әпәнди, бүгүн радиойимизниң зияритини қобул қилип, шавкәт иминниң бу сөзлиригә ислам дунясиниң җүмлидин хәлқарадики мусулман тәшкилатлириниң чоқум җаваб қайтуридиғанлиқини вә униң ейтқанлиридин уйғурларниң диний етиқад җәһәттә хитай һөкүмитиниң қаттиқ тәһдитигә дуч келиватқанлиқини көрүвелишқа болидиғанлиқини илгири сүрди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.