Уйғурлардики һиҗрәт сәпәрвәрлики(1)

Ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан
2014.04.12
Islam-dunyasi-ijtimaiy-teshkilatlar-yighinida-uyghurlar-305.jpg Сүрәттә, 2010 ‏- йили 5 ‏- айниң 22 ‏- күнидин 28 ‏- күнигичә малайсийаниң куалалумпур шәһиридә өткүзүлгән ислам дунйаси иҗтимаий тәшкилатлар бирликиниң 9 ‏- нөвәтлик хәлқаралиқ йиғиниға қатнашқан вәкилләр биргә.
RFA Photo / Arslan


Йеқиндин бири уйғурлар арисида һиҗрәт сәпәрвәрлики күчийип кәткәнлики мәлум. Мушу бир қанчә айдин бери чегридин паспортсиз чиққан көплигән уйғурларниң вейтнам, малайшия, тайланд, түркийә қатарлиқ дөләтләрдә топлишип қалғанлиқи һәққидики хәвәрләр тарқалмақта.

Сәуди әрәбистандики ихтиярий мухбиримиз өмәрҗан йоқиридики әһвалларни көздә тутуп, диний затлар билән сөһбәт өткүзүп һиҗрәт вә уйғурларниң һиҗрәт қилиши тоғрисида муһакимә елип барди. Өлималар, һиҗрәткә сәпәрвәр қиливатқанларниң сахтипәзлик билән пул тепиш мәқситидә баш панаһсиз қалған уйғурларни қаймуқтуруп, хитай чегрисиниң сиртидики дөләтләргә елип чиқип ташлаватқанлиқини оттуриға қойди.

Һиҗрәтниң мәниси, шәртлири вә түрлири, шундақла һазирқи уйғурларға елип кәлгән иҗабий вә сәлбий тәрәплири һәққидә мәлумат елиш үчүн сәуди әрәбистан хәлқара радиоси уйғур бөлүмидә бир қанчә он йил ишлигән вә һазир мустәқил тәтқиқат билән шуғуллиниватқан абдуәһәд һаҗим билән мәккә мукәррәмә шәһиридики дарулһәдис билимгаһида илим тәһсил қилиш билән биргә, сәуди әрәбистан хәлқара радиоси уйғур бөлүмидә ишләватқан ясин һаҗим иккәйләнгә мураҗиәт қилған идуқ.

Ясин һаҗим мундақ деди:“әрәб тилидики һиҗрәт сөзи луғәт етибари билән тәрк етиш дегәнни билдүриду. Әмма ислам аталғусида болса, һиҗрәт куфри диярини тәрк етип ислам дияриға көч қилиш дегәнни ипадиләйду. Һиҗрәт ислам динида орни алаһидә интайин чоң, дәриҗиси юқири вә саваби көп болған бир катта ибадәттур. Һиҗрәт ислам дининиң қудрәт тепишида, мусулманларниң қәд көтүрүшидә һәл қилғуч рол ойниған муһим бир әмәлдур. Әмма униң шәртлири бар. Һиҗрәт қилиш үчүн һиҗрәт қилип баридиған җайдики һакимийәтниң һиҗрәт қилип кәлгүчиләрни қобул қилиши вә муһаҗирларниң җени билән мал - мүлкиниң аманлиқиға капаләт қилиши шәрттур. Чүнки, пәйғәмбәр әләйһиссалам саһабилирини һиҗрәт қилишқа буйруштин аввал улар һиҗрәт қилип барса болидиған бир җайни таллиған вә у җайдики һакимийәтниң мусулманларға аманлиқ беридиғанлиқидин көңли тамамән хатирҗәм болған. Андин саһабиләрниң һиҗрәт қилишиға рухсәт қилған. Мәсилән: биринчи қетим һиҗрәт қилишқа буйриғинида, уларни һәбәшистанға беришқа буйриған вә уларға “у җайда йениға барғанларға зулум қилмайдиған, адаләтлик бир падишаһ бар” дәп уларниң көңлини хатирҗәм қилған. Һәтта мәдинә һиҗритидин илгириму пәйғәмбәр әләйһиссалам мәдинидә ислам динини қобул қилған кишиләрдин һиҗрәт қилип барғучиларни қоғдиши тоғрилиқ әһди алған. Мәсилән: мәдинилик мусулманлар биринчи қетим әқәбә дегән җайда пәйғәмбәр әләйһиссаламға бәйәт қилғанда, мәдиниликләрниң мәккидин баридиған муһаҗирларни җан тикип қоғдайдиғанлиқиға даир улардин әһди алғандин кейин, мәдинигә уларға динни өгитиш үчүн саһабилиридин абдулла ибин умму мәктум билән мусәб ибин умәйрни әвәткән. Иккинчи қетимлиқ бәйәттә пәйғәмбәр әләйһиссалам мәдинилик мусулманлардин өзини вә өзи билән биргә һиҗрәт қилип баридиғанларни, өз балилирини вә аяллирини қоғдиғандәк қоғдайдиғанлиқиға даир әһди алған. Пәйғәмбәр әләйһиссалам йәнә буниңға купайә қилмастин, мәдинилик 75 кишидин 12 кишини таллап чиқип, уларниң өз қәвминиң мусулманларни қоғдишиға капаләт беришини тәләп қилиду вә улар капаләт бериду. Һәбәшистан һиҗритигә кәлсәк, пәйғәмбәр әләйһиссаламниң саһабилирини һәбәшистанға тунҗи қетим әвәткинидә, уларға“у җайда йениға барғанлар зулумға учримайдиған, адаләтлик бир падишаһ бар” дегән сөзи саһабилириға бәргән бир капаләт иди. Әгәр пәйғәмбиримиздә саһабилириниң һәбәшистанда аманлиққа еришидиғанлиқи һәққидә бу ишәнч болмиса иди, саһабилириниң уҗайға һиҗрәт қилишиға һәргиз йол қоймиған болар иди. Демәк, һиҗрәт қилиш үчүн баридиған җайдики һакимийәтниң уларни қобул қилиши шәрт. Әмма һазир бу шәрт нәдә болсун!”

Абдуәһәд һаҗим мундақ деди: “пәйғәмбәр әләйһиссалам һиҗрәт қилишқа рухсәт қилған, буйруған вә униңдин мәни қилған һәдисләргә асасланғанда, һиҗрәтни төвәндикидәк үчкә бөлүшкә болиду: биринчиси, диний әқидә хәтәргә учриған вә мусулманлар ибадәтлирини әркин - азадә қилалмайдиған шараитқа дуч кәлгән җайдин пәқәт динни қоғдаш вә мусулманларниң аманлиқини капаләтләндүрүш вә күчлинип қайтип келиш мәқсити билән диний әқидә қоғдилидиған, мусулманларниң җени вә мал - мүлки аманлиққа еришидиған башқа бир җайға көчүш дегәнликтур. Бу пәйғәмбәр әләйһиссалам рухсәт қилған һиҗрәт болуп, саһабиләрниң һәбәсистанға қилған биринчи вә иккинчи қетимлиқ һиҗритини көрситиду. Иккинчиси, мусулманлар диний әркинликтин мәһрум қилинған җайдин ислам қанунлири тәтбиқ қилинидиған, муһаҗирлар қизғин қарши елинидиған вә уларниң җени, мал - мүлүки дөләт тәрәптин қоғдилидиған бир ислам дияриға шу җайда исламниң гүллинишигә һәссә қошуш мәқсити билән һиҗрәт қилип бериш болуп, бу мусулманларниң мәдинә мунәввәрә шәһиригә қилған һиҗритини көрситиду. Чүнки бу вақитта мәдинә мунәввәрә шәһиридә ислам байриқи тикләнгән, ислам қанунлири тәтбиқ қилинишқа башлиға вә мусулманлар бирлишип күчлинишкә әң зор муһтаҗ болуватқан бир вақит иди. Шу сәвәбтин, бу вақитта мусулманларниң мәккини тәрк етип мәдинигә һиҗрәт қилиши пәрз болуп бәлгиләнгән вә қаттиқ тәшәббус қилинған. Үчинчиси, ислам диниға яки мусулманларниң омумий мәнпәитигә мунасивәтлик болмастин, пәқәт шу шәхсниң өзигә мунасивәтлик болған вә әркин - азадә бир ислам дөлитигә берип, диний һаятини кәңташа давам қилдуруши мәқсәт қилинған һиҗрәт болуп, буни пәйғәмбәр әләйһиссалам мәни қилған. Чүнки мәккә фәтһи болғандин кейин, көп кишиләр мәккидин вә башқа җайлардин мәдинигә һиҗрәт қилмақчи болғанда, пәйғәмбәр әләйһиссалам уларни мәдинигә һиҗрәт қилиштин тосуп, турған җайлирида қелишқа вә исламни шу җайларда қанат яйдурушқа буйруған.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.