Онсу чағрақта һиҗрәт филими көргән ача-сиңил, уруқ-туғқанлар тутқун қилинған

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.05.04
hijap-romal-yaghliq-reshatka-jaza-305.jpg Төмүр решаткилиқ һойлиға соланған һиҗапланған уйғур аяллири.
RFA/Ruqiye

Мухбиримизниң йәрлик әмәлдарлардин игилишичә, онсу наһийисиниң чағрақ йезисида бир аилигә җәм болуп һиҗрәт филими көргән уруқ-туғқанлардин рошәнгүл ясин, арзугүл ясин, ели ясин вә уларниң җорилири болуп 5 киши өткән йили 5‏-айда тутқун қилинған. Улардин бири 7 йиллиқ кесилгән, әмма қалғанлириниң ақивити мәлум әмәс.

Бүгүн бу һадисә һәққидә пикир баян қилған сиясий көзәткүчи мәмәт тохти әпәнди, вәқәниң йәрлик әмәлдарларниң хаһиши билән көп алақиси йоқлуқини, пәқәт хитай мәркизи һөкүмитиниң муқимлиқ һәммини бесип чүшиду дегән йолйоруқиниң бу хил аилә паҗиәлиригә сәвәб болуватқанлиқини оттуриға қойди.

Юқиридики аваз улинишидин, мухбиримизниң бу һәқтә тәйярлиған программиси диққитиңларда болсун.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.