Илһам тохти уйғурларниң диний етиқад вә пикир әркинликиниң капаләткә игә қилинишини тәләп қилди
2013.10.14
Илһам тохти әпәнди, бу йиллиқ қурбан һейтлиқ салимида, даириләрдин уйғурларға қаритилған пикир әркинлики вә диний етиқад чәклимилирини бикар қилип, уйғурларниң қанунда бәлгиләнгән кишилик һоқуқ әркинликиниң капаләткә игә қилинишини тәләп қилди.
Уйғурлар бу йиллиқ қурбан һейт байримини хитай һөкүмитиниң түрлүк диний чәклимилири күчәйгән бир мәзгилдә күтүвалди. Җүмлидин уйғурлар вәзийити вә уйғурларниң кишилик һәқ-һоқуқлири һәққидики издиниши вә тәшәббуси билән хәлқарада тонулған, әмма хитай һөкүмәт даирилири тәрипидин сәзгүр шәхс дәп қаралған илһам тохти әпәнди 14-өктәбир қурбан һейт һарписида,радиомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилип,' өзиниң вә “уйғурбиз ”ториниң бу йиллиқ қурбан һейтлиқ салимини йоллиди.
Илһам тохти әпәнди һейтлиқ салимида өзиниң вә “уйғурбиз” ториниң вәтәндә вә дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан барлиқ уйғур қериндашларға һейтлиқ салам йоллаш билән биллә, уйғурларниң кишилик һәқ-һоқуқлирини тәләп қилғини үчүн җазаға учриған ғәйрәт ниязға охшаш виҗдан мәһбуслирини, уйғур үчүн тәр төккән әҗир қилған барлиқ кишиләрни унтуп қалмаслиққа чақирди.
Илһам тохти әпәнди йәнә бу йиллиқ қурбан һейт мәзгилидики уйғур вәзийити һәққидә тохтилип, уйғурларға қаритилған нөвәттики сиясәтниң түзитилишини, уйғурларниң диний етиқад әркинликиниң капаләткә игә қилинишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Илһам тохти әпәнди пүтүн дуня мусулманлириниң муқәддәс диний байрими болған қурбан һейт мәзгилидә, уйғур елидә давамлишиватқан, түрлүк диний чәклимиләр сәвәбидин, мәктәпләрдики оқутқучи-оқуғучилар вә һөкүмәт органлирида ишләватқан уйғур кадирлириниң мәсчиткә берип, һейт намизи қатарлиқ диний етиқад паалийәтлиригә әркин қатнишиш пурситигә игә болалмиғанлиқини билдүрүп, уйғур аптоном районидики йәрлик һөкүмәт даирилириниң уйғурларниң нормал диний етиқад паалийәтлирини әркин елип бериштәк кишилик һоқуқ әркинликини капаләткә игә қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
Йеқиндин буян уйғурбиз торида елан қилинған хәвәрләр вә радиомиз игилигән башқа әһваллардин мәлум болушичә, даириләр йеқиндин буян илһам тохтиға қаратқан тәқиб қилиш вә назарәтни күчәйткәндин башқа, илһам тохти игидарчилиқидики “уйғурбиз ”тори үчүн пидаий болуп ишлигән, бу тор бекитигә мақалә-әсәрләрни йоллиған яки илгири илһам-тохтиниң дәрсини аңлиған бир қисим оқуғучиларға қарита тутқун қилиш яки “чай ичиш” намида уларни сорақ қилип, уларниң аилисидикиләргә бесим ишләткәнлики ашкариланған иди.