“қуран кәрим” ниң япон тилида нәшр қилинған тәрҗимә тәпсири японийәдики уйғурларни шадландурди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2014.09.09
hebibe-kaori-nakata-hessan-nakata-ko.jpg “қуран кәрим”ни япон тилиға тәрҗимә қилған японийәлик муслимә исламий алимә һәбибә каори наката ханим билән ери доктор һәссан наката ко. 2014-Йили сентәбир, японийә.
RFA/Qutluq

“қуран кәрим”ниң әрәб тилидин япон тилиға биваситә тәрҗимә қилинған тәрҗимә тәпсири йеқинда японийә сакуһинша нәшрияти тәрипидин нәшр қилинди.

“қуран кәрим” ниң бу йеңи тәрҗимә нәшри японийәдә яшаватқан мусулманларни җүмлидин уйғурларни шадлиққа чөмдүрди.

Көплигән мусулманлар, япон маарипида тәрбийилинип өсүп йетиливатқан өсмүрләрниң вә яшларниң “қуран кәрим” ниң япон тилидики тәрҗимә тәпсиридин бималал пайдилиниши, мусулманларниң ислам диний һәққидә японийә җәмийитидә тәшвиқат елип бериши вә қуранниң әсли маһийитини чүшиниши үчүн зор әвзәлликләрни елип кәлди дәп қаримақта.

Зияритимизни қобул қилған “қуран кәрим”ниң йеңичә бу тәрҗимә тәпсириниң нәшридин сөйүнгән гүлистан ханим бу һәқтә өзиниң хушаллиқини билдүрүп өтти.

“қуран кәрим”ниң кириш сөз қисмиға, әрәб бирләшмә хәлипилики президент ишлири вазаритиниң мәсули әлсәйид бин әлсәйид абдулраһман әл һашимниң мәзкур тәрҗимигә бәргән баһасиму берилгән болуп, униңда: “қуранниң бу тәрҗимә тәпсиригә сөз қистурушқа тилим аҗизлиқ қилиду. Тәрҗимә ишәнчлик киши тәрипидин қәләмгә елинған. Ишинимәнки, алланиң һәқ сөзини тәрҗимә қилған кишигә аллаһ чоқум буниң әҗрини бериду” дейилгән.

Кириш сөз қисмида йәнә пүткүл“қуран кәрим”ниң япон тилидики тәрҗимисини мисир әләзһәр университетиниң профессор докторлири тәкшүрүп чиққанлиқиму алаһидә қәйт қилинған.

Бу қетим нәшр қилинған “қуран кәрим”ниң япон тилидики тәрҗимә тәпсири тили аддий, чүшинишлик, аммибаб қилип йезилған.

Зияритимизни қобул қилған уйғур пәрзәнтлиридин аминә һәр күнлүки ухлаш алдида аниси оқуп бериватқан қуранниң япон тилидики тәрҗимә тәпсири һәққидә өз тәсиратини баян қилип өтти.

“қуран кәрим”ниң япон тилидики тәрҗимә тәпсири японийәлик муслимә исламий алимә һәбибә каори наката ханим тәрипидин тәрҗимә қилинған болуп, бу қетимқиси у, 1999-йили тәрҗимә қилған үч томлуқ қуранниң тәпсиригә асасән ишләнгән.

Ислам дунясиға тонулған алимә һәбибә каори наката ханим 1961-йили японийәниң шизуока өлкисидә бир будда диний аилисидә дуняға кәлгән. Шизуока университетта фирансуз тили әдәбиятини оқуп пүттүрүп кйото университетида мастирлиқта оқуған. Кейин фирансийә париж университетида мастирлиқ унваниға еришкән. Франсийәдә ислам динини қобул қилған.

Бу қетимқи “қуран кәрим”ниң тәрҗимә тәпсириниң тәһрирликини ишлигән японийә дошиша университетиниң профессори доктор һәссан наката ко билән мисирда тойлашқан.

Алимә һәбибә каори наката әрәб тилида “әл-әмәл-авал”, “әлә дарб әл-ислам”, “дарал-салам рияд” намлиқ әсәрләрни язған. У японийәдә “японийә мусулман яшлири” намлиқ айлиқ журнални нәшр қилдурған шундақла япон ханим-қизлириға ислам диний һәққидә тәшвиқат елип барған.

Японийәдә нәшр қилинған ислам тарихиға аит китабларда билдүрүлүшичә, японийәдә “қуран кәрим” тунҗи қетим 1920-йили сакамото кеничи тәрипидин тәрҗимә қилинған. 1938-Йили такаһаши, елига әхмәд, 1958-йили төкүши һеко қатарлиқлар башқа тиллардин япон тилиға тәрҗимә қилған. Пәқәтла 1970-йили бан косай, иккида осамулар әрәб тилидин биваситә тәрҗимә қилған.

Ахирида зияритимизни қобул қилған японийә кюшу университети пәлсәпә пәнлири доктор аспиранти мухтарҗан абдурахман бу қетим нәшр қилинған “қуран кәрим” ниң тәрҗимә тәпсири вә буниң японийә җәмийитигә, японийәдики уйғурларға болған тәсири һәққидә өзиниң қарашлирини баян қилип өтти.

Юқириқи аваз улиништин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.