Исламға әң чоң зиянкәшлик мусулманлардин кәлмәктә
2013.11.27

Дунядики динларниң һәммиси кишиләрни гүзәл әхлаққа чақиришта вә һәр ишта дуруслуққа тәшәббус қилишта бирдәктур. Чүнки мәйли һәқ болсун, мәйли батил болсун, һәрбир милләтниң дини шу милләтниң мәниви күчлиридин бири болуп кәлгән.
Йеқинда ливанда нәшр қилинип, уйғурлар арисида тарқилишқа башлиған “пәрзәнтлиримизни қандақ тәрбийиләймиз” дегән китабта мундақ дәп йезилған: әпсуски, бу динни кишиләргә қийин көрситип қойғанлар вә униң шәнигә дағ қондуруватқанлар йәнила мусулманлардур. Бу һәқиқәтән әпсуслинарлиқ бир иш. Чүнки һазирқи замандики мусулманлар дуняниң қандақла йеридә болмисун, һәргизму ислам дининиң гүзәлликлирини вә әвзәллик тәрәплирини намаян қилалмиған. Әксичә, ислам динини башқиларниң көзигә сәт көрситиш вә уни һазирқи әсир билән маслишалмайдиған бир дин қилип көрситиш арқилиқ исламға әң чоң зиянкәшликләрни қилған.
Ислам мутәпәккури әлламә муһәммәд ғазали бу һәқтә мундақ дегән: әгәр муһәммәд әләйһиссалам тирилип келип, мусулманларниң һазирқи әһвалини көргән болса, уларни тонумай қалған болатти, уларниң ичидә ислам динини тапалмайтти, уларда қуран билән сүннәтниму көрәлмигән болатти.
Чүнки, һазирқи мусулманларда омумлашқан шәхсийәтчилик, ачкөзлүк, мәнмәнчилик қатарлиқ әхлақий җәһәттики бузулушлар уларни башқа бир үммәткә өзгәртип қойған. Уларда исламниң бирла нами вә шәклий ибадәтлирила қалған болуп, иман роһи уларда ипадиләнмәйдиған болуп қалған. Бу буһран сода-сетиқ ишлирида қәсәм қилип туруп бир-бирини алдаштин башлап, йол маңғанда йол талишишқа қәдәр берип омумлашқан. Бу вәзийәт бизниң уйғур җәмийитимиздә техиму еғир, техиму ечинишлиқ болмақта. Биздә һәрәмгә баридиғанлар билән исламий кийинидиғанларниң сани ашқан билән ислам әхлақи омумлашқини йоқ. Йәнила шәхсийәтчиликимиз һәммини бесип чүшмәктә.
Қисқиси, мусулманларда шу заһирий ибадәтләрдин башқа һеч нәрсә қалмиған, улардики иманниң күчи дуня һәләкчилики алдида йеңилип қалған.
Мусулман аилисидә туғулуп қалғанлиқи үчүнла мусулман дәп атилип қалған бәзи уйғурлар бәзи диндарлардики шәхсийәтчилик, алдамчилиқ вә ялғанчилиқларни көрүп, сәскәнгән йәрдә, башқа диндикиләр бизгә қандақ баһа берәр? өтмүшләрдә өзлириниң тоғрилиқи, раст сөзлүки вә гүзәл әхлақи билән асия вә африқа қитәлиридики кишиләрни тәсирләндүрүвәткән вә уларниң мусулман болушиға сәвәб болған мусулманлар билән һазирқи замандики намдики мусулманлар оттурисидики пәрқниң қанчилик чоңлуқини биләмсиз? бизниң бу әһвалимизни көрүп кимму мусулман болсун? кимму биздин тәсират алсун?
Бу орунда мундақ бир қиссини қистуруп қойғум кәлди. Йеңидин мусулман болған ғәрбликләрдин бири мусулманларниң юртлиридин биригә кәлгән икән, у җайда мусулманларниң әһвалини көрүп, “аллаһқа шүкрики, мән мусулманларни көрмәй туруп мусулман болған икәнмән” дегән икән.
Чүнки, һазирқи мусулманларниң көп санлиқиниң мусулманчилиқидин мәсчитләрдә бәш вах намазни җамаәт болуп оқуштин вә тәкрар һәҗ қилиштин башқисини көргили болмайду. Уларниң турмуш әһвалида мусулманға хас өзгичиликләрни тапқили болмайду. Бурунқи мусулманлар исламий қериндашлиқта камалиға йетип өзлириниң қиммәтлик шәхсий мал-мүлкини бир-бири билән бөлүшүшкән дәриҗисигә, урушларда бир-бирини асриғанлиқтин, “сән һаят қалғин, сениң орнуңға мән өләй” дегән мәқсәт билән байрақни вә алдинқи сәпни талишиш дәриҗисигә йәткән болса, һазирқи мусулманлардики шәхсийәтчиликтин ибарәт бу начар роһий һаләт һаятлиқниң пүтүн саһәлиригичә берип сиңип кәткән. Буларни санап түгитиш мумкин әмәс. Аддийси, һазирқи мусулманлардики шәхсийәтчилик аптомобил һәйдәштә әдәпсизләрчә йол талишиштин башлап, мәсчитләрдә кишиләрниң мүрисигә дәссәп өтүп җамаәтләргә азар беришкичилик пүтүн ишлирида ипадилинип турмақта.”