Истанбулдики уйғурлар қурбан һейтлиқ паалийәт елип барди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2015.09.28
istanbul-qurban-heyt-uyghur-5.jpg

Истанбулдики уйғурлар қурбан һейтни қизғин күтүвалди. 2015-Йили 25-сентәбир, түркийә. RFA/Arslan

istanbul-qurban-heyt-uyghur-4.jpg

Истанбулдики уйғурлар қурбан һейтни қизғин күтүвалди. 2015-Йили 25-сентәбир, түркийә. RFA/Arslan

istanbul-qurban-heyt-uyghur-3.jpg

Истанбулдики уйғурлар қурбан һейтни қизғин күтүвалди. 2015-Йили 25-сентәбир, түркийә. RFA/Arslan

istanbul-qurban-heyt-uyghur-2.jpg

Истанбулдики уйғурлар қурбан һейтни қизғин күтүвалди. 2015-Йили 25-сентәбир, түркийә. RFA/Arslan

istanbul-qurban-heyt-uyghur-1.jpg

Истанбулдики уйғурлар қурбан һейтни қизғин күтүвалди. 2015-Йили 25-сентәбир, түркийә. RFA/Arslan

Қурбан һейт йетип келиши билән дуня мусулманлириға охшаш истанбулдики уйғурларму қурбан һейтни қизғин күтүвалди вә бир йәргә җәм болуп бирликтә қурбан һейтлиқ паалийәт уюштурди.

Қурбан һейтниң 2-күни йәни җүмә күни чүштин кейин истанбулдики уйғурлардин әр-аял вә кичик балилар болуп нурғун уйғурлар истанбул топқапидики түрк дуняси бағчисиға җайлашқан зиннәт рестораниға йиғилип, қурбан һейтлиқ паалийәт елип барди.

Шәрқий түркистан маарип в ә һәмкарлиқ җәмийити тәрипидин уюштурулған бу паалийәт җүмә намизидин кейин башланған болуп 3 саәт давам қилди. Паалийәттә аяллар үчүн ресторан ичидә, әрләр үчүн сирттики мәйданда дастихан селинған болуп, өсмүрләр әтраптики чимлиқ мәйданда һәр хил оюн ойниди.

Паалийәттә алди билән қуран кәрим тилавәт қилинди, кейин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан ечилиш нутқи сөзлиди вә йиғин әһлиниң қурбан мейитини қизғин тәбриклиди. Арқидин диний алим абдулһәкимхан сөз қилип уйғурларниң қурбан һейтини тәбриклиди. Униңдин башқа йәнә хәлқара адвокатлар бирликиниң рәиси профессор ниҗати җәйлан әпәнди байрам тәбрик сөзи қилди.

Кейин уйғур өсмүрләр гурупписи сәһнигә чиқип һәр хил номур көрсәтти. Шеир оқуди, қурбан һейтни тәбрикләп шеир декламатсийә қилди. Нәсир оқуди. Қуран кәрим тилавәт қилди.

Қурбан һейтни тәбрикләш паалийитидә уйғур қизи мәнзурәниң қурбан һейтлиқ тәбрик нәсри йиғин әһлини һаяҗанға салди. Мәнзурә қизимиз алди билән һәммәйләнниң қурбан һейтини тәбриклиди вә ана вәтәнни ипадиләп һессиятлиқ вә җанлиқ оқулған қурбан һейтлиқ нәсир кишиләргә вәтәнни әсләтти вә көзлиридин яш аққузди.

Паалийәт ахирида һәммәйлән бирликтә дуа қилди. Түрмиләрдә наһәқ йетиватқанларниң қутулуши үчүн вә шеһит болуп кәткәнләрниң роһиға атап дуа оқулди шундақла вәтининиң азадлиқи үчүн һәм дуа қилинди.

Биз қурбан һейт мунасивити билән бу паалийәтни уюштурған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд абдурахман, мармара университетиниң оқутқучиси доктор атавуллаһ шәһяр вә уйғур зиялий абдурешит әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.