Истанбулда 1000 дин артуқ уйғур қурбан һейтни бирликтә өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2014.10.06
istanbul-qurban-heyt.jpg Зәйтинбурну районидики деңиз бойи чимлиқ мәйданида қурбан һейт паалийити өткүзүватқан уйғурлар. 2014-Йили 5-өктәбир, истанбул.
RFA/Arslan

Қурбан һейт байрими йетип келиши билән дунядики мусулманларға охшаш истанбулда яшаватқан уйғур мусулманларму һейт байримини хушал-хурам вә бирлик-баравәрлик ичидә өткүзүш үчүн 2014-йили 10-айниң 5-күни йәни қурбан һейтниң 2-күни истанбулниң зәйтинбурну районида деңиз бойидики чимлиқ мәйданға җәм болуп қурбан һейтни бирликтә өткүзди.

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәрипидин уюштурулған һейтлишиш паалийитигә әр-аял вә кичик балилар болуп истанбулда яшаватқан уйғурлардин 1000 дин артуқ киши қатнашқанлиқи билдүрүлди.

Чимлиқ мәйданда уюштурулған һейтлишиш паалийитидә алди билән қуран кәрим тилавәт қилинди. Кейин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан сөз қилип, паалийәткә қатнашқан пүтүн уйғурларниң қурбан һейт байримини тәбриклиди. Кейин җәмийәтниң баш тәптиши абдулһәкимхан сөз қилип қурбан һейтни тәбрикләш билән биргә, һейтниң әһмийити вә бу һейт мунасивити билән өз-ара адавәтни ююп, қериндашлиқ, дост-бурадәрлик мунасивәтни күчәйтиш, бирлишиш, һәмкарлишишиниң муһимлиқи тоғрисида тохталди.

Паалийәт җәрянида йәнә зәйтинбурну шәһәр башлиқиниң мәслиһәтчиси иляз сака, пешқәдәм сиясий паалийәтчи абдуләзиз әпәнди, диний алим ибраһим дамоллам қатарлиқлар муһим сөз қилди.

Паалийәт җәрянида мәйдан әтрапиға ай-юлтузлуқ көк-байрақлар билән чоң һәҗимдә қурбан һейтиңларға мубарәк болсун дегән чоң хәт йезилған лозунка есилған. Мәйданда өсмүр балиларға ай-юлтузлуқ көк байрақ йәни шәрқий түркистан байриқи чүшүрүлгән көк шар тарқитилған болуп байрақ һәммә йәрдә көзгә челиқип турди.

Паалийәт ахирида пүтүн кишиләр бир ‏-бири билән қучақлишип көрүшүп бир-бириниң қурбан һейтини тәбриклиди. Ахирида қурбанлиқ зияпәт берилди вә дуа оқулди.

Биз бу паалийәт тоғрисида паалийәтни уюштурған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң иҗтимаий ишлар мәсули абдулкәрим кучар билән сөһбәт елип бардуқ. Абдулкәрим кучар бу паалийәтни уюштуруштики мәқсити вә әһмийити тоғрисида тохталди. У, истанбулда яшаватқан уйғурларниң өз юртлиридин айрилип муһаҗир болуп яшаватқан уйғурларниң бу қурбан һейтини хушал өткүзүши, қурбан һейтни әл-юрт вә уруқ-туғқанлири билән бирликтә өткүзүлмигәнликиниң қайғусини унтулдуруш үчүн бир йәргә җәм болуп өз-ара қериндашлиқ вә достлуқни күчәйтиш, тонушмиғанларни тонуштуруш, йеңи кәлгәнләр билән илгири кәлгәнләрни учраштуруш вә бирлик-баравәрлик, инақ-иттипақлиқни күчәйтиш мәқситидә бу паалийәтни уюштурғанлиқини ипадилиди.

Биз йәнә бу паалийәткә қатнашқан уйғур яшлардин ибраһим қарим вә алимҗан абитләр билән қурбан һейт паалийити тоғрисида сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.