Истанбулдики уйғурлар иптар зияпитидә җәм болди
2013.07.30
Мубарәк рамзан ейи мунасивити билән 2013-йили 25-июл пәйшәнбә күни мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң уюштурушида зәйтинбурну шәһәрлик һөкүмәт бинасиниң ичидики мәйданда истанбулдики уйғурлар үчүн кәң-көләмлик иптар зияпити берилди.
Иптар зияпитигә истанбулда яшаватқан уйғурлардин әр-аял болуп, 1000 ға йеқин киши қатнашти. Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәрипидин уюштурулған бу иптар зияпитигә түркийә парламентиниң сабиқ парламент әзаси, профессор җалал әрбай, зәйтинбурну муавин шәһәр башлиқи иляс сака вә инсан вә мәдәнийәт һәрикити фондиниң мәсуллиридин доктор икрам султан қатарлиқ муһим шәхсләрму қатнашти.
Иптар вақти йеқинлап кәлгәндә, сабиқ парламент әзаси профессор җалал әрбай дуа қилди. Иптарға кәлгән пүтүн кишиләр җалал әрбайға әгишип дуаға қол көтүрди вә уйғурларниң бирлик-баравәрлики, һөрлүк, азадлиқи үчүн дуа қилди.
Йиғин әһли дуадин кийин һәр хил йемәкликләр билән иптар қилди. Кийин җәмийәтниң рәиси һидайәтулла оғузхан қисқичә сөз қилип, уйғурларниң иптар зияпәткә аилә әзалири вә балилири билән қәдәм тәшрип қилғанлиқи үчүн тәшәккүр ейтидиғанлиқини билдүрди.
Биз бу паалийәт тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң иҗтимаий ишлар мәсули абдулкәрим кучар вә мөминҗан билән сөһбәт елип бардуқ.
Абдулкәрим кучар, топлишип иптар қилишниң әһмийити тоғрисида тохталди вә роза-рамизанда җәм болуп иптар қилишниң, бирлик-баравәрлик, достлуқ вә қериндашлиқни күчәйтиш билән биргә, өз юртидин айрилип ғерип-мусапир болуп яшаватқан уйғурларниң бир йәргә җәм болидиғанлиқи бу арқилиқ, азрақ болсиму вәтән һәсритини унтуп хушал өтүшкә түрткә болидиғанлиқини ипадилиди.