Истанбулда “ислам дунясиниң қаниған яриси шәрқий түркстан” дегән темида йиғин ечилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2014.11.06
kanighan-yara-sherqiy-turkistan-yighin-islam.jpg Истанбулдики “ислам дунясиниң қаниған яриси шәрқий түркстан” дегән темида йиғиндин бир көрүнүш
RFA/Arslan


Истанбулда паалийәт қиливатқан “һамлә гәнчлик җәмийити” тәрипидин “ислам дунясиниң қаниған яриси шәрқий түркистан” дегән темида бир йиғин өткүзүлди.

2014 - Йили 2 - ноябир йәкшәнбә күни истанбулниң өскүдәр яшлар мәркизи йиғин залида өткүзүлгән бу йиғинға шәрқий түркистан вәхипиниң сабиқ баш катипи һамут көктүрк, әлихан төрәниң оғли қутлуқхан шакируф тәклип билән қатнашти вә йиғинда уйғурлар вә шәрқий түркистан мәсилиси тоғрисида сөз қилди.

Қуран кәрим тилавәт қилиш билән башланған бу йиғинда истиқлал марши оқулғандин кейин “һамлә гәнчлик җәмийити”ниң рәиси әкрәм кубулай қарадеңиз ечилиш нутиқи сөзлиди. У мундақ деди: “шәрқий түркистан ислам дунясиниң әң муһим бир дияри вә үммәтниң әң муһим мәсилилиридин бири. Шәрқий түркистан мәсилиси әпсуслинарлиқ билән ташлап қоюлди. Бу болса бизниң чоң бир кәмчиликимиз дәп қараймән.Түркийидики мусулманлар болуш сүпитимиз билән ислам дунясиниң әң аҗиз вә мәзлум хәлқи болған мусулман уйғур қериндашлиримизға игә чиқишимиз керәк.”

Йиғинда йәнә 23 - феврал яшлар һәрикитиниң баянатчиси сәрдар фикрәт қилич әпәнди сөз қилип мундақ деди: “әпсуслинарлиқ билән шәрқий түркистан давамлиқ ташлинип қалди. Хусусән исламий аммиви тәшкилатларниң бу мәсилисигә йетәрлик дәриҗидә көңүл бөләлмигәнликимизни қайғу ичидә ипадиләймән. Ғәззә, пәләстин вә башқа мәзлум хәлқләргә әһмийәт бәргәнгә охшаш шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға әһмийәт берәлмидуқ. Бу һәқиқәтән азаблайдиған бир вәзийәт. Әмма буниңдин кейин бу мәсилигә һәр заман күнтәртипкә кәлтүрүп шәрқий түркистан мәсилисигә сәл қараштин ибарәт кәмчилликлиримизни түзитишимиз керәк.”

Кейин бир яш йигит сәһнигә чиқип шәрқий түркистан үчүн йезилған бир шеирни оқуди вә қисқичә бир һөҗҗәтлик филим көрситилди.

Йиғинға тәклип билән қатнашқан қутлуқхан шакируф әпәнди, 1944 - йили қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң рәиси болған дадиси әлихан төрә тоғрисида сөз қилди вә шәрқий түркистанниң түркистан җуғрапийисидә тарихтин буян давам қилип келиватқан, сиясий, тарихий вә мәдәнийәт җәһәттики әһмийити тоғрисида тохталди.

Йиғинда йәнә шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ баш катипи һамут көктүрк әпәнди сөз қилип, шәрқий түркистан тарихи вә уйғурларниң һазирқи әһвали тоғрисида муһим сөз қилди.

Биз бу йиғин тоғрисида техиму көп мәлуматқа игә болуш үчүн һамут көктүрк әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.