Истанбулда 1000 ға йеқин уйғур җәм болуп роза һейтни тәбриклиди
2016.07.07

Истанбулдики “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” ниң уюштуруши билән 6-июл (роза һейтниң 2-күни) истанбулда яшаватқан уйғурлардин әр-аял вә өсмүрләр болуп 1000 ға йеқин киши деңиз бойидики бағчиға җәм болуп, роза һейтни бирликтә тәбрикләш паалийити өткүзди.
Бу һейтлишиш паалийитидә истанбулниң сәфакөй, зәйтунбурну қатарлиқ охшимиған җайларда яшаватқан уйғурлар мәхсус аптобус вә кичик машинилар билән авҗилар деңиз бойидики бағчиға җәм болди вә бир -бириниң роза һейтни тәбрикләшти.
Паалийәткә ибраһим дамоллам риясәтчилик қилди. Кейин “шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити” ниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан ечилиш нутқини сөзлиди вә паалийәткә қәдәм тәшрип қилған меһманларға тәшәккүр ейтидиғанлиқини билдүрди.
У сөзидә роза һейтниң мусулманлар үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини билдүрди вә паалийәткә қатнашқан барлиқ уйғурларниң роза һейтини тәбриклиди.
Кейин паалийәт риясәтчиси ибраһим дамоллам сөз қилип, роза һейтниң уйғурларниң бирлишишигә васитә болушиға тиләкдашлиқ билдүрди.
Паалийәттә йәнә пешқәдәм вәтәнпәрвәр затлардин абдуезиз әпәнди сөз қилип вәтән ичи-сиртидики уйғурларниң роза һейтни тәбриклиди вә уйғурларниң пикир-ихтилапларни һөрмәт қилған асаста, бирлик-баравәрлик һасил қилиши керәклики тоғрисида тохталди.
Паалийәттә йәнә уйғур шаир абдуреһим парач өзиниң роза һейтқа атап язған шеирини җараңлиқ декламатсийә қилди.
Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи абдуләһәд абдурахман, чәтәлләрдин истанбулға келип һейтлишиш паалийитигә қатнашқан бир қисим уйғурлар вә уйғурларниң достлирини тонуштуруп өтти.
Биз бу паалийәт тоғрисида пикир қарашлирини елиш үчүн паалийәтни уюштурған шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң иҗтимаий ишлар бөлүми мәсули абдулкәрим кучар билән сөһбәт елип бардуқ.