Корлидики бир кәнт секретари: “сидам җайнамазларға йол қойдуқ, рәңдарлирини йиғивалдуқ”

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2017.09.27
namaz-meschit-xoten-ashqunluq.jpg Уйғурларниң ресторанлирида һарақ сетиш мәҗбурлиниватқан мәзгилдә, мәлум мәсчиттә намаз өтүватқан уйғурлар. 2015-Йили 16-апрел, хотән.
AFP

Ашкарилинишичә, корлидики йүзлигән кәнттин қара юлғун йезисидики бир кәнтниң өзидинла 250 чә җайнамаз “диний түси қоюқ” дегән сәвәб билән йиғивелинған. Сидам җайнамазларға йол қойғанлиқини баян қилған кәнт секретари, мәсчит вә мәккиниң рәсими чүшүрүлгән рәңдар җайнамазларни йиғивалғанлиқини ашкарилиди. У йәнә кишиләр өйлиридә диний түси қоюқ җайнамазларни сақлиса, буниңға әгишип, оюн-тамашидин қечиш қатарлиқ аталмиш “диний әсәбийлик” аламәтлириниң аһалиләрниң турмушиға сиңип кириш еһтимали барлиқи вә буниң муқимлиққа зиянлиқ икәнликини илгири сүрди.

Өткән һәптә иҗтимаий таратқуларда тарқалған корлиниң каңду мәһәллисидә ечилған өзини ашкарилаш йиғини һәққидики уқтурушта аһалиләр қоллиридики диний китаблар билән бирликтә җайнамазларниму тапшуруп беришкә буйрулған. 

Биз бу йип учиға асасән мәзкур йиғин ечилған кәнт аһалиләр комитети билән алақилишишкә тириштуқ. Ахири телефонимизни қобул қилған корла шәһәр қара юлғун йеза ара буғра кәнт секретари, өз кәнтидин аз дегәндә 250 җайнамазни йиғивалғанлиқини паш қилиш билән бирликтә йиғивелинған җайнамазлар һәққидә мунуларни баян қилди: “ата-бовилиримиз ишлитип келиватқан әнәниви, сидам җайнамазларға йол қойдуқ; мәсчит вә кәбиниң рәсими бар болған, диний түси қоюқ җайнамазларни йиғивалдуқ.” 

Кәнт секретариниң баянлиридин мәлум болушичә, уйғур аптоном районида давам қиливатқан сиясий вәзийәттики кәскинлик сәвәбидин кишиләр аваричиликтин сақлиниш мәқситидә адәттә тапшурулуши тәләп қилинмиған сидам җайнамазларниму өзлүкидин тапшуруп бәргән. 

Өзиниң актип бир партийә әзаси вә “милләтләр иттипақлиқи үлгиси” икәнликини баян қилған бу кәнт секретари, рәңдар җайнамазларни йиғивелишниң сәвәблири үстидиму тохталди. Униң баян қилишичә, җайнамаз сақланған өйдә алди билән пакизлиқ тәләп қилиниду, андин җайнамаздики кәбә вә мәсчитләргә һөрмәт қилиниш тәләп қилиниду; буниң нәтиҗисидә өйдә кәйп-сапа қилмаслиқ еһтияҗи туғулиду.

Мана бу әһвалларниң кишиләрни әсәбийликкә йетәкләйдиғанлиқини илгири сүргән мәзкур секретар, әгәр бу җайнамазлар тәлтөкүс йиғивелинмиса униң җәмийәт муқимлиқи вә хитайниң дөләт бихәтәрликигә тәһдит шәкилләндүридиған амиллардин биригә айлинидиғанлиқини илгири сүрди. 

Кәнт секретари сөзиниң хуласисидә, хитайниң әбәдий әминлики вә муқимлиқни ишқа ашуруш үчүн дөләт бихәтәрликигә тәһдит дәп пәрәз қилинған һәрқандақ нәрсиниң хәтәр еһтималлиқи чоң-кичик болушидин қәтийнәзәр, өзлириниң униңға сәл қаримайватқанлиқи вә җайнамазларни мана мәқсәттә йиғивелип барғанлиқини баян қилди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.