Голландийәдики уйғурлар исламдики кишилик һоқуқ һәққидә сөһбәт өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2014.12.10
kishilik-hoquq-islam-gollandiye.jpg Уйғурлар исламдики кишилик һоқуқ һәққидә өткүзгән сөһбәттин көрүнүш. 2014-Йили 7-декабир, голландийәдики.
RFA/Pidaiy

7-Декабир күни явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитидә җәм болған уйғурлар дуня кишилик һоқуқ күни мунасивити билән инсанниң кишилик һоқуқлири һәққидә исламдики бәлгилимиләр билән тонушуп чиқти.

Қуран керим телавити билән башланған бу паалийәткә голландийәдә яшаватқан бир түркүм шәрқий түркистанлиқлар билән, германийәдин кәлгән “уйғуристан азадлиқ тәшкилати” ниң мәсуллириму иштирак қилди.

Паалийәткә риясәтчилик қилған обулқасим абдуләзиз әпәнди алди билән йерақ-йеқиндин кәлгән барлиқ вәтәндашларниң қәдәмлиригә бәрикәтләр тиләп, тәбрик сөзи қилди. Андин бүгүнки паалийәтниң күн тәртипини елан қилди.

Җәмийәт рәиси ийса қараҗим исламдики кишилик һоқуққа алақидар көрсәтмиләрниң 1400 нәччә йил илгири мукәммәл бир шәкилдә оттуриға қоюлғанлиқи; бүгүнки дуня әллири тәқәзза болуватқан кишилик һоқуққа алақидар нурғун қанун- низамларни һәрқайси районлардики вә тәбиқиләрдики инсанлар арисида адаләт билән йүргүзүштә тосалғуларниң көп болуватқанлиқи; униңдики сәвәбләрниң, инсанларниң өз-өзини тонушиниң тоғра вә чуңқур болмиғанлиқидин келип чиққанлиқи қатарлиқларни бир қатар мисаллар билән чүшәндүрүп өтти.

Униң ейтишичә: исламда инсанға берилгән кишилик һоқуқлар-исанниң тәрбийә елиш һоқуқи, мал-мүлүк сәрп қилиш һоқуқи, саяһәт қилиш һоқуқи, шан-шәрипи, җени, мели вә нәпсидин тартип, инсанниң иҗтимаий, сиясий, иқтисадий қатарлиқ барлиқ саһәлиригә қәдәр бағлинишлиқ болған көп тәрәплимилик һоқуқ болуп, бу җәһәттә чәклимигә учриғучиниң өз һәққини қоғдиши тамамән йоллуқ икән.

Униңдин кейин көпчиликниң тәқәззаси билән сөзгә тәклип қилинған “уйғуристан азадлиқ тәшкилати”ниң рәиси османҗан турсун әпәнди мәзкур тәшкилатниң қурулуш тарихи вә мәқсәт-ғайиси һәққидә чүшәнчә берип өтти вә өзлири тәйярлап кәлгән байрақ, езнак вә китаб қатарлиқларни голландийәдики вәтәндашлириға достлуқ совғиси сүпитидә тарқитип бәрди.

Арилиқтики дәм елишларда ғизалиниш, намаз оқуш вә рәсимгә чүшүп хатирә қалдурушлар болди. Вәтән, миллитиниң истиқбали, муһаҗирәттә яшаватқан уйғурларниң нөвәттә дуч келиватқан мәсилилири, кәлгүси һәққидә тәсәввур-ғайилири талаш-тартиш қилинди. Болупму германийәдин кәлгән паалийәтчи абдуреһимҗанниң барин инқилаби һәққидики баянлиридин һаяҗанланған көпчилик, бәс-муназирә билән қизип кетип, таки йерим кечигә қәдәр муңдашти.

Арилиқтики пурсәттә зияритимизгә инкас бәргүчиләр йүрәк сөзлирини аңлатти.

Биз паалийәт ахирлашқандин кийин, алдимизда келиватқан “дуня кишилик һоқуқ күни” мунасивити билән, исламдики кишилик һоқуққа алақидар бәлгилимиләрдин радио аңлиғучилиримизни вақипландуруш мәқситидә ийса қараҗимни зиярәт қилдуқ. У бу һәқтики чүшәнчилирини, радио аңлиғучилиримиз билән қисқичә ортақлашти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.