Тоққузақниң муш йеза вә тоққузақ базиридиму 60 нәччә мәсчитниң чеқилғанлиқи дәлилләнди

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2016.12.13
Qaghiliq-nahiyisidiki-Meschit-305.jpg Қағилиқ наһийисидики мәсчит. 2011-Йили ноябир.
RFA/Mehriban

Тоққузақниң ләнгәр йезисида 86 мәсчиттин  57синиң чеқилғанлиқи ашкариланғандин кейин, мухбиримиз бу наһийәниң башқа йеза базиридики мәсчитләрниң әһвали һәққидиму мәлумат игилиди. Нәтиҗидә , “мәсчитләрни әлалаштуруш” нами астида елип берилған бу мәсчит чеқиш һәрикитиниң наһийә тәвәсидә омумйүзлүк елип берилғанлиқи дәлилләнди.

Тәвәликтики сақчи хадимлириниң ашкарилишичә, муш йезисидики 65 мәсчиттин 40 нәччиси чеқилған, тоққузақ базиридики 37 мәсчиттин 20 си чеқилған. Уйғур миллитиниң диний етиқад вә миллий мәдәнийәт қурулуши саһәсидә елип берилған бундақ зор бир бузуш вә чеқиш һәркитини ахбарат дунясидин йошурун тутулғанлиқи уйғур көзәткүчиләрниң диққитини тартти.

Бу һәқтә радийомизда пикир баян қилған сиясий көзәткүчи мәмәт тохти әпәнди, ибадәт орунлириға чеқилишниң һәм хәлқара қанун һәм инсаний әхлақ нуқтисидин еғир җинайәт икәнликини әскәртип , хитайниң кәң көләмдә елип барған мәсчит чеқиш һәркитини вәһший бир дөләт зораванлиқи вә бузғунчилиқ һәрикити дәп әйиплиди. Хитайниң бу арқилиқ б д т ниң дин вә мәдәнийәткә алақидар бир қатар әһдинамиләрни дәпсәндә қилғанлиқи, шундақла дипломатик мунасивәтлиридә ислам дунясиға бәргән вәдилиригиму хилаплиқ қилғанлиқини баян қилған мәмәт тохти әпәнди вәқәни уйғур тәшкилатлириниң тез вә җиддий һалда хәлқара сәһнигә елип чиқиши керәкликини тәкитлиди.

Юқиридики аваз улиниши арқилиқ программиниң тәпсилатини аңлиғайсиз.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.