Америкилиқ ислам диний тәтқиқатчиси роберт: москва вә мәсчитләр

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2014.03.11
moskwa-meschitler.JPG Америка станфорд университетиниң ислам диний тәтқиқатчиси робертниң “ташқи ишлар” журнилида елан қилинған “москва вә мәсчитләр” намлиқ сиясий анализ мақалиси.
RFA/Qutluq

Америка станфорд университетиниң ислам диний тәтқиқатчиси робертниң “москва вә мәсчитләр” намлиқ сиясий анализ мақалиси йеқинда америкида нәшр қилинидиған “ташқи ишлар” журнилиниң бу йилниң 3-вә 4-айлиқ қошма санида елан қилинған.

Роберт америка станфорд университети ислам тәтқиқати мәркизиниң директори. Униң “ислам, русийә империйиси вә оттура асия” намлиқ әсири кәң оқурмәнләрниң қизғин алқишиға еришкән.

Роберт өзиниң “москва вә мәсчитләр” намлиқ сиясий анализ мақалисидә путин диктаторилиқидики русийә һөкүмитиниң үзлүксиз дуч келиватқан русийә территорийәси ичидики мусулман хәлқләрниң қаршилиқи, болупму татар вә башқуртларниң һазирқи русийә һөкүмитигә қарши елип бериватқан түрлүк һәрикәтлири тоғрисида тохталған.

Аптор мақалисидә өткән йили яз пәслидин башлап җәнуби кафказийә районидики русийәгә қарши исламий күчләрниң шиддәт билән юқири өрләватқан қаршилиқ һәрикәтлирини тилға елип, буниң мисали сүпитидә доку өмәроф рәһбәрликидики татаристан вә башқурдистан муҗаһитлирини көрсәткән.

Мақалидә аптор татаристан билән башқурдистан аптономийә җумһурийәтлириниң москваниң шәрқидин пәқәтла 400 вә 700 мил йирақлиқтики тупрақлар икәнликини алаһидә әскәрткән.

Аптор мақалидә йәнә, мусулманларниң путин һакимийитигә қарита күчлүк өрләватқан ғәзәплирини ипадилиши өмәрофниң йетәкчиликидә елип бериливатқан түрлүк қаршилиқ һәрикәтлири арқилиқ йолға қоюлуватқанлиқини билдүргән.

Аптор мақалидә русийә территорийиси ичидики мусулман хәлқләрниң русийә чеграси чәмбирикидин чиқип кетишни ойлишиватқанлиқини, уларниң бу хилдики өз тупрақлириға болған муһәбититиниң барғанчә ешип бериватқанлиқини илгири сүргән.

Роберт мақалисидә русийә дөлитидики һазирқи ачқучлуқ мәсилә русийә һөкүмити өз ичидики мусулманлар аһалисини қандақ бир тәрәп қилиш вә уларни қандақ орунлаштуруш мәсилиси дәйду шундақла у мақалидә путин һөкүмити русийә җәмийитидә сақлиниватқан мусулманлар мәсилисидә, болупму дөләт ичи вә сиртидики сияситидә көп бәдәл төләшкә тоғра келиду, чүнки русийә ичидики бу мусулманларниң өзлиригә хас сиясий муддиалири бар дәп тәкитләйду.

Мақалидә аптор “москва өзидики мусулманларни күчиниң баричә контрол қилип уларниң барлиқ иш-һәрикәтлиригичә вә һәтта уларниң турмушидики исламий әнәниви қаидә-йосунларғичә қол тиққан болсиму, әмма мусулманлар өзлириниң тинч һәрикәтлири арқилиқ һөкүмәт билән қаршилишип, һөкүмәтни исламни чүшинишкә вә мусулманлар мәсилисини тинчлиқ йоли билән һәл қилишқа дәвәт қилди” дәйду.

Роберт мақалисидә “русийәдики мусулманлар русийә нопусидики иккинчи чоң диний гуруппа болупла қалмастин, бәлки пүткүл явропадики дөләтләр ичидә мусулманларниң сани әң көп болған мәмликәттин биридур. Русийә земини ичидә яшаватқан етник милләтләрдин езәр, башқурт, чечән, қазақ вә татар қатарлиқ милләтләрниң тарихий кимлики ислам билән бағланған болуп, бу мусулман хәлқләрниң рәһбәрлириниң русийә билән болған зиддийити сиясий зиддийәт болмастин, бәлки диний зиддийәттур” дәйду.

Аптор мақалисидә русийәдики бәзи сиясәтчиләрниң вә путинниң бәзидә, дөлитидә 20 милйон мусулманниң барлиқидин пайдилинип, русийә ислам дунясиниң бир қисми дәп атайдиғанлиқиниму оттуриға қойған.

Мақалидә йәнә, русийәдә техи тизимға елинмай йүргән икки милйон мусулманниң барлиқи пәрәз қилинип, уларниң асаслиқи әзәрбәйҗан, таҗикистан, өзбекистан қатарлиқ иқтисади аҗиз әлләрдин русийәгә тирикчилик қилғили кәлгән мусулманлар икәнликини, һазирқи вәзийәттин қариғанда оттура асиядин москваға көчмән болуп келиватқан мусулманлар саниниң бир қәдәр көплүкини билдүргән.

Аптор мақалисидә чечән бөлгүнчилири билән җәнубий кафказийәдики исламий күчләрниң москваға үзлүксиз баш ағриқи болуватқанлиқини билдүрүш билән биргә, өткән йили декабир ейида волградта йүз бәргән бомба вәқәси билән җәнубий кафказийә һуҗумчилириниң һөкүмәт билән қораллиқ тоқунушқанлиқини әслитип өткән.

Мақалидә, бөлгүнчи вә исламий күчләрни уларниң кийинишигә вә сақал қоюшиға қарап тонувелишқа болидиғанлиқини илгири сүрүш билән биргә, бир қисим өлүмаларниң һөкүмәткә маслишип яхши хизмәт қиливатқанлиқини, әмма бир қисим ваһабилар, тәблиғ җамаәт, һизбут-тәһрир вә пан исламчиларниң русийә җәмийитигә йәнила аваричилик елип келиватқанлиқини билдүргән.

Роберт мақалисидә русийә мусулманлириниң өзлиригә толуп ташқан ишәнч билән қарайдиғанлиқини, улардики бу ишәнч коммунизм вә атизмни йеңип, өз диний етиқадлирини қайтидин тапқанлиқидин кәлгәнликини қәйт қилған.

Мақалидә русийә мусулманлири өзлиригә диний тәлим-тәрбийиләрдә болуш үчүн түркийәдин кәлгән вә шундақла сәуди әрәбистан һөкүмитиниң һавалиси билән башқа әлләрдин тәклип қилинип русийәгә кәлгән диний тәрбийичиләрни бәк яқтуруп кәтмәйдиғанлиқини, улар өз алдиға мәдрисиләрни қуруп, русийәдә илгиридин башлап шәкилләнгән исламий йоллар арқилиқ, өз етиқадлирини йетилдүрүшни халайдиғанлиқи баян қилинған.

Мақалидә русийә тәвәсидики башқурдистан билән татаристанда ислам дининиң тиз сүрәттә тәрәққий қиливатқанлиқини, татаристандики ханим-қизлар арисида чүмбәллик вә һиҗаблиқларниң 90-йиллардин башлап көпийишкә башлиғанлиқини, шуниң билән биргә, москва вә петербурглардиму мусулманларниң һәдәп көпийиватқанлиқини билдүргән.

Роберт мақалисидә башқурдистан вә татаристанда өткүзүлгән исламий диний паалийәтләргә русийә президентлиридин путин вә сабиқ президент дмитрй медведеф қатарлиқларниң қатнашқанлиқини тилға елип өткән.

Америкилиқ ислам диний тәтқиқатчиси роберт мақалисини мундақ ахирлаштурған: “русийәдә раһәтсизлик ичидә көп хилдики исламий һәрикәтләр елип берилмақта. Путин һөкүмити болса исламниң тоғра изаһатчилири билән қимарлашмақта. Бу бир мәйдан қимарда руслар уттурса, буниң билән мусулманлар вә руслар арисидики тоқунуш ахирлишип, ақивәттә русийә мусулманлири өз һоқуқини қолға елип немә дейишини өзи бәлгиләйду. Һечқиси йоқ, у чағда бәлким путин мәнмәнчилик билән дөләтләр ара диний мунасивәт орнитишқа урунуши мумкин.”

Ахирида зияритимизни қобул қилған, истанбулдики шәрқий түркистан вәқпиниң мәсуллиридин бири тәтқиқатчи абдуҗелил туран әпәнди бу һәқтә тохтилип тохтилип өтти.

Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.