Норвегийәдики уйғур җамаити
2014.04.24
Явропаниң көпинчә дөләтлиридә уйғурлар яшаватқан болуп, игилинишичә, һазир норвегийәдә 1500дин артуқ уйғур яшимақта, булар охшимиған шәһәрләрдә тарқақ яшаватқан болсиму, лекин көп санлиқи норвегийәниң ослу шәһиридә икән, ослу шәһиридики уйғурларниң тиришчанлиқи билән қурулған нурвегийә уйғур ислам мәдәнийәт мәркизи вә бу мәркәзниң тармиқида уйғур җамаәси намда бир мәсчит тәсис қилинған.
Ослудики уйғурлар бу мәсчиткә топлишип бирликтә ибадәт қилиш билән биргә хизмәт - паалийәтлири, айлиқ сөһбәт вә учришиш паалийәтлирини мушу мәркәздә елип баридикән.
Норвегийә уйғур ислам мәдәнийәт мәркизиниң һазир 500 гә йеқин әзаси бар икән, бу җәмийәт һазир асаслиқи уйғурларни бир йәргә җәм қилиш билән биргә тәлим тәрбийә саһәсидә хизмәт елип бериш, өлүп кәткәнләрни йәрликидә қоюш үчүн мәхсус “җиназа фонди” намида бир фонд тәсис қилған. Улар бу фундқа әза қобул қилмақта икән. Бу фонд норвегийидә өлүп кәткән уйғурларни йәрликидә қоюш ишлириға мәсул икән.
Норвегийә уйғур ислам мәдәнийәт мәркизи норвегийә һөкүмити тәрипидин қоллашқа еришкән бир җәмийәт болуп, бу җәмийәт норвегийәдики аз санлиқ милләтләрниң дини етиқадини қоғдаш идарисиниң мадди җәһәттин қоллишиға еришкән вә уйғур мәдәнийәт мәркизи вә уйғур мәсчитиниң айлиқ кирасини мушу идарә тәрипидин берилгән мадди ярдәм билән һәл қилидикән
Бу җәмийәт ослудики вә норвегийәдики уйғурлар арисида бирлик һасил қилиш үчүн алаһидә хизмәт қилмақта икән.
Норвегийидә һазир уйғурлар тәрипидин норвигийә уйғур комитети вә норвегийә уйғур ислам мәдәнийәт мәркизи намида қурулған бу икки җәмийәт паалийәт елип бармақта.
Игилинишичә норвигийә уйғур комитети 2003 - йили қурулған болуп бу җәмийәтниңму 500 дин артуқ әзаси бар икән, бу җәмийәт һазир уйғурлар вә уйғурларниң мәдәнийитини норвигийә һөкүмитигә вә хәлқигә тонутуш үчүн паалийәт қилмақта икән.