Хотән қамақханилиридикиләрниң көп қисми диндарлар

Мухбиримиз гүлчеһрә
2017.06.01
urumchi-sheherlik-1-turme-2.jpg Үрүмчи шәһәрлик 1-түрмә. 2014-Йили 24-сентәбир, үрүмчи.
RFA

Рамизан һарписида даириләрниң уйғурларни кәң көләмлик тутқун қилиш, наһәқ җазалаш әһваллириниң барғанчә көпийиватқанлиқи түрлүк йоллар билән инкас қилинмақта. Бу һәқтә мәлумат елиш үчүн хотәнгә қаратқан телефон зиярәтлиримизгә мәлум наһийилик бир қамақханидин җаваб алдуқ.

Наһийилик җамаәт хәвпсиликигә қарашлиқ қамақханида күзәтчилик қиливатқан сақчи, бу қамақханида асаслиқ диний затлар, өлималар, кинишкисиз имамлар қамалғанлиқини, көплүкидин ениқ истатестикисини билгили болмайдиғанлиқини билдүрди.

Униң ашкарилишичә йәнә, бу қамақханида әрләр вә аяллар болуп,улар асасән “топлишип җәмийәт тәртипини қлаймиқанларштурди, террорчиларғақа ярдәм бәрди” дегәндәк сәвәбләр билән тутқун қилинғанлар икән. Даириләр түрмә сақчилиридин рамизан мәзгилидә динға мунасивәтлик бу тутқунларниң роза тутивалмаслиқиға капаләтлик қилишни тәләп қилған.

Хитай һазир йолға қоюлуватқан қамаш орунлири ‏- тутуп туруш орни, қамақхана вә түрмидин ибарәт үч орун болуп, бу үч орунниң характери вә ишлитиш даириси охшимайду. Қамақхана җинайәт гумандари һәм зор гуманлиқ унсурларни вақитлиқ қамайдиған орун болуп, асаслиқи техи җинайи җазаға тартилмиған җинайәт гумандарлири, йәни сот қилиниш басқучиға бармиған җинайәт гумандарлирини қамайду. Қамақханилар наһийә дәриҗиликтин юқири мәмурий раюнларни бирлик қилип тәсис қилиниду, шу дәриҗилик җ х оргининиң башқуруш тәвәликидә болиду.

Хитайниң 1990-йили 3-айниң 17-күни елан қилинған қамақхана низаминиң 23-маддисида: “әйибкарлар қамалған мәзгилидә, бәлгилимидики өлчәм бойичә озуқлуқ билән тәминлиниду. Уларни тутуп қелишқа, башқа ишларға ишилитишкә болмайду.Аз санлиқ милләт әйибкарлири билән чәтәллик әйибкарларниң миллий өрп-адитини көздә тутуп, уларға турмуш җәһәттә мувапиқ етибар берлиши лазим” дәп бәлгиләнгән.

Йеқинда чәтәлдин радийомизға инкас қилғучилардин бири, өзиниң бир мәзгил тутуп туруш орнида туруп чиққанлиқини, у йәрдә хитайниң уйғурларни қанунсиз тутқун қиливатқанлиқини, һазир пүтүн наһийә, йеза, һәтта кәнтләрдиму қамақханилар селинип диний ашқунлуқ, радикаллиқни тазилаш дегәндәк намлар билән, нурғун уйғурларни, өйидин қуран чиққанлиқи вә яки иҗтимаий тартқуларда диний мәзмундики нәрсиләрни көргән яки тарқатқанлиқи, һиҗаб кийгәнлики, сақал қойғанлиқи, өзи яки балиси динда оқиғанлиқи, чәтәлдики уруқ ‏- туғқиниға пул салғанлиқиға охшаш әрзимәс сәвәбләр билән тутқун қилип, наһәқ җазалаватқанлиқини билдүргән иди.

Буниңдин башқа йеқинда техи мухбирлиримизниң ениқлишида, йәкәнниң төм үстәң йезисидики 140 аилилик бир мәһәллидә 53 кишиниң түрмә вә қамақта елинғанлиқи мәлум болған иди. Там үстәң кәнт секретари, қанунсиз диний тәблих аңлиғанлиқи үчүнла 35  киши һәмдә йәнә вәзиписиз диний затлардин 4 кишиниң аталмиш тәрбийиләш мәркизидә тутуп туруливатқанлиқини ашкариланған иди.

Һазир уйғур елиниң җай‏-җайлирида, һәтта йезилардиму бу хил  қара түрмиләр мәвҗут болуп, сақчи даирилири яки наһийилик йезилиқ һөкүмәтләр тәрипидин тутқун қилинған кишиләр “тутуп туруш” яки “тәрбийиләш” намида бу хил түрмиләргә қамилидиған болуп,бу хил тутуп туруш орунлирида йетип чиққан бәзи кишиләрниң инкас қилишичә, қамақханиларға елинғанлар һәр хил қийин-қистақ вә тән җазалириға учрап, җинайити мәҗбурий иқрар қилдурулғандин кейин андин сотлинидикән.

“җәнубий хитай сәһәр почтиси” гезитиниң йеқинқи хәвиридә, чен чүәнго уйғур аптоном райониға партком секретари болуп кәлгәндин буян районда сақчилар билән бихәтәрлик тәкшүрүш орунлирини җиддий рәвиштә көпәйтиливатқанлиқи тилға елинған иди. Даириләрниң уйғур диярида түрмә сақчилирини көпәйтишидиму районда кеңәйтип қурулуватқан түрмиләрниң адәм күчигә болған зор еһтияҗини ашкарилап көрсәтмәктә. 2016-Йилиниң иккинчи йеримида даириләрниң уйғур дияридики түрмиләрни кеңәйтип қуруватқанлиқи һәққидә хәвәр тарқалған иди. Йеқинда хитай һөкүмәт таратқулири мәхсус учур берип, районда түрмә сақчилириниң көпәйтилишкә башлиғанлиқини илгири сүргән. Хәлқ ториниң йеқинқи хәвиригә қариғанда, 2016-йили уйғур аптоном районида йеңидин қобул қилинған 64 нәпәр түрмә сақчиси 17-декабирдин етибарән үрүмчидики қораллиқ сақчи қисим мәшиқ базисида үч айлиқ рәсмий мәшиқни башлиған.

Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим икки күн илгири рамизан мунасивити билән радийомиз зияритини қобул қилғанда: “хитай даирилириниң уйғурларни аталмиш қалаймиқан тутқун қилиши ‛дөләт бихәтәрликигә зиян йәткүзгән‚, ‛бөлгүнчилик, террорлуқ паалийәтлири билән шуғулланған‚ дегән баһаниләрдә еғир җазаларға һөкүм қилиши, уйғурлар үстидин дөләт террорлуқ сиясити йүргүзүватқанлиқиниң ипадиси, әмма хитайниң бу хил бастурушлири уйғурларни уларниң диний етиқади, мустәқиллиқ арзулиридин ваз кәчтүрәлмәйду” деди вә буниңға өзиниңму 6 йиллиқ түрмә һаятида етиқадини сүкүттә давамлаштурғанлиқини мисал қилип өткән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.