Истанбулдики уйғурлар қурбан һейтни күтүвалди вә җәм болуп бирликтә қурбанлиқ қилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2013.10.15

Истанбулдики уйғурлар қурбан һейт байрими йетип келиш билән уйғурлар үчүн мәхсус тәйярланған қойларни сетивелип уйғурлар үчүн мәхсус тәйярланған қурбанлиқ қилиш мәркизидә уйғур қассапларниң қой союп бериши билән қурбанлиқ қилди.

Бүгүн қурбан һейт байрими йетип кәлди. Бу мунасивәт билән дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулманларға охшаш уйғур мусулманлириму қурбан һейтни күтүвалди. Қурбан һейтта қурбанлиқ қилиш алланиң буйруқи болуп, мусулманлар бу буйруқни бәҗа кәлтүрүш үчүн қурбанлиқ қилиду. Қой яки кала дегәнгә охшаш һайванларни боғузлап қурбанлиқ қилиду. Бу арқилиқ алланиң разилиқиға еришишни мәқсәт қилиду. Мусулманлар дост-бурадәрлири, уруқ-туғқанлириға қурбанлиқ қилинған қой яки калиниң гөши зияпәт бериду. Бу арқилиқ оруқ-туғқанчилиқ вә қериндашлиқ һәм достлуқ мунасивәтни күчәйтиду. Қурбан қилиш имкани болған мусулманлар қурбан һейт күни қурбанлиқ қилиш имкани болмиған мусулман қериндашларға ярдәм қолини узитип уларға маддий җәһәттин қурбанлиқ қилиш имкани яритип бериш арқилиқ уларниңму һейт байрамни хушал өткүзүшкә тиләкдашлиқ билдүриду.

Бүгүн йәни 15-өктәбир сәйшәнбә күни истанбулдики мусулманлар қурбан һейт байрими өткүзгән болуп, истанбулда яшаватқан уйғур мусулманлириму қурбан һейтни қизғин күтүвалди. Болупму уйғурлар әң көп олтурақлашқан зәйтинбурну районидики уйғурлар әтигәндә аминә инанч җамәсигә йиғилип нәччә миңлиған түрк мусулманлар билән қурбан һейт намизини биргә оқуди. Намаздин кейин уйғурлар җамә алдиға йиғилип, өз ара саламлашти вә бир-бириниң байримини тәбриклиди. Ахирида вәтән ичи вә сиртидики мусулманларниң қурбан һейтни хушал өткүзүшкә тиләкдашлиқ билдүрүп дуа қилди.

Аминә инанч җамәниң имами қурбан намизи хутбисидә сөз қилип мундақ деди: бүгүн һейт байрими күнидур. Байрамлар һаят йолимизда рәббимизниң бизгә илтипат қилған қериндашлиқ вә хушаллиқ мәвсумидур. Һейтлишиш иҗтимаий җәмийәттә қериндашлиқ роһини күчәйтиштә әң яхши васитидур. Һейтлишиш алди билән биздин яхши дуа күтүватқан қәбристанлиқтики әҗдадлиримизни зиярәт қилиш билән башлиниши керәк. Қуран оқуш вә дуа қилиш билән уларниң роһини шад қилишимиз керәк. Кейин хушал болушни унтуған ғәмкин көңүлләрни, бесим астидики йүрәкләрни, чарисиз вә ялғуз қалғанлар билән һейтлишиш керәк. Һейт хушаллиқини улар билән ортақлишиш керәк. Байрам силә-рәһим қилиш демәктур. Йоқсулларға, игә чақисиз қалғанларға силә рәһим қилиш уларға шәпқәт қилиш, уларни байрамда хушал қилиш арқилиқ қериндашлиқ меһрини күчәйтиш керәк.

Иман хутбисини йәнә мундақ давам қилди: әзиз қериндашлирим, пүтүн мусулманларниң хушаллиқи дәп қаралған бу байрамда охшимиған сәвәбләр түпәйли зулумға учриған, юртлирини тәрк етишкә мәҗбур қалған сүрийәлик қериндашлиримиз үчүн немә қилип берәләймиз? дөлитимиздә панаһланған муһаҗир қериндашлиримизға қанчилик ярдәм қилалидуқ? дуняниң охшимиған җайлирида нурғун қериндашлиримиз, бесим, зулум вә шиддәт вә өлүм асарәт астида қалған бир вәзийәттә икән бизниң байрам қилиш һәққимиз барму? дәп ойлишимиз керәк.

Бүгүнки күндә дөлитимиз түркийәдә, көңүл җуғрапийәмиз болған балқанлар, кавказийә, оттура асия вә африқида йоқсул вә еһтияҗлиқ инсанлар бар, бизниң уларға сунған қурбан гөшлири вә дуалиримиз әрши әлаға йүксилидиған әң гүзәл байрам һәдийәлиримиз болиду.

Истанбулдики қурбан намаздин кейин бир қисим уйғурлар истанбулдин 50 километир узақлиқтики сәлимпаша районида уйғурлар үчүн мәхсус ясалған қурбанлиқ қилиш мәркизигә йетип барди қурбанлиқ үчүн тәйярланған қой вә калилардин өзлири таллап сетивелип қурбанлиқ қилди.

Сәлимпаша районида 3 йилдин буян абдулкәрим вә аблимит қарим қатарлиқ уйғур яшлар 200 дин артуқ қой беқип һәр йили қурбан һейтта уйғурлар үчүн мәхсус қурбанлиқ қилиш шараити һазирлиған болуп, уйғурлар бу йәрдә өзлири таллиған қой яки калиларни қурбанлиқ қилип кәлмәктә.

Бу йилму йәни 2013-йили 10-айниң 15-күни истанбулда яшаватқан уйғурлардин көпинчә кишиләр сәлимпашадики қурбанлиқ қилиш мәркизигә берип қурбанлиқ қилди.

Биз бир йилдин буян 200 дин артуқ қойни беқип, қурбанлиқ үчүн қой тәйярлиған уйғур яш абдулкәрим қарим билән сөһбәт елип бардуқ. Абдулкәрим қарим, бу йил қурбан һейтниң 1-күни 100 дин артуқ қойни сатқанлиқини көпинчисини уйғурлар сетивелип қурбанлиқ қилғанлиқини билдүрди.

Қурбанлиқ қилиш мәркизигә түрк байриқи билән ай юлтузлуқ көк байрақ есилған. Қурбанлиқ қой сетивалғанлар үчүн қурбанлиқ қилишқа яхши шараит һазирланған болуп, халиғанлар өзи союп, халиғанлар уйғур қассапларға вакаләт берип сойдурмақта икән.

Әкбәрҗан исимлик уйғур қассап бүгүн чүшкичә 50 дин артуқ қой боғузлап сойғанлиқини, һәммисини уйғурлар сетивелип қурбанлиқ үчүн униңға боғузлап союп беришни тәләп қилип вакаләт бәргәнликини билдүрди.

Уйғурлар қурған қурбанлиқ қилиш мәркизигә барған киши бир қарашта өзини худди уйғур дияриниң мәлум қой базириға берип қалғандәк һес қилиду, чоң қотанда 200 дин артуқ қойлар йүгүрүп йүргән, уйғур яшлар қойларни қоғлап тутуп таллаватқан, бир тәрәптә тәкбир товлап қой боғузлап союватқан, союлған қойларниң гөшлирини машинилириға бесиватқан. Мәйдан үстидә түрк байриқи билән ай юлтузлуқ көк байрақ есилған көрүнүш инсанға худди уйғур диярниң мәлум бир қой базириға яки қассап базириға берип қалғандәк туйғу бериду.

Биз бу қурбанлиқ мәйданида, бир йилдин буян 200 дин артуқ қой беқип қурбанлиқ үчүн тәйярлиқ қилған уйғур қойчи абдулкәрим қарим вә бир қисим қурбанлиқ қилғучилар вә уйғур қассаплар билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.