Хәлқара мәтбуатларда уйғурлар учраватқан диний бесим кәң хәвәр қилинмақта

Мухбиримиз ирадә
2013.07.16
turpan-meschit-ramazan.jpg Турпандики емин мәсчитидә турған уйғур. 2013-Йили 27-июн.
AFP

Йеқинда уйғур елидә мәйданға кәлгән вәқәләр вә шундақла рамзан ейи башлиниши билән хитай һөкүмәт даирилириниң түрлүк васитиләр арқилиқ уйғурларни рози тутуштин чәкләшкә урунуш һәрикәтлири хәлқарада интайин кәң инкас қозғап, бу һәқтики мулаһизиләр, хәвәрләр көпләп елан қилинмақта. Мәсилән бүгүн, һиндонезийәниң хәлқара хәвәр агентлиқи болған мираҗ агентлиқида хитай өз пуқралирини рози тутуштин чәкләйдиған бирдин-бир дөләт темисида бир тәпсилий хәвәр елан қилинди.

Хәвәрниң аптори сяриф һидайәт бу хәвәрни өзиниң қәшқәрдики зиярити җәрянида көргәнлири вә шундақла хәлқара кишилик һоқуқ органлириниң мәсилә һәққидики баянлири асасида тәйярлап чиққан болуп, у мақалисини мундақ башлиған:
-Ғәрбтики христианлар көп санни тәшкил қилидиған дөләтләр вә мусулман болмиған дөләтләрдики мусулман пуқралар әркин роза тутуш вә башқа диний қаидиләрни бәҗа кәлтүрүш пурситидин бәһримән болуватқан шараитта, дуняда пәқәт коммунист хитайдин ибарәт бир дөләтла өз пуқралирини роза тутуштин чәклимәктә. Хитай һөкүмитиниң диний әркинликни чәклиши бир йеңи хәвәр әмәс, әмма улар рамзан кириши билән уйғур мусулманлириға қаратқан чәклимә вә бесимини қатму-қат ашурди.

Мухбирниң мақалисидә қәшқәр, хотән вә ақсу қатарлиқ вилайәтләрниң һөкүмәт тор бәтлири вә бу вилайәтләргә қарашлиқ һәрқайси наһийиләрниң һөкүмәт тор бәтлиридә кадирлар, оқутқучи-оқуғучиларни рози тутуштин чәкләйдиған, район тәвәсидики ашханиларни рамзан бойичә бир күнму тохтатмай ечиш тоғрисидики уқтурушларниң очуқ-ашкара чаплап қоюлидиғанлиқини билдүргән. Униң ейтишичә, қәшқәр һейтгаһ мәсчитиниң удулидики ашханилар гәрчә херидар кирмәйдиғанлиқини билсиму, ашханилирини күн бойи очуқ тутушқа мәҗбур болидикән. Мухбир бу ашханиларниң биридә бир уйғур билән һәмсөһбәт болған болуп, у уйғур ашпәзләрниң һөкүмәтниң җазалишидин қорқупла тамақ чиқиришқа мәҗбур болуватқанлиқини, уларниң өзи қилған тамақниң тәминиму тетиялмайдиғанлиқини ейтип бәргән. Әмма у һөкүмәтниң өч елишидин қорққанлиқтин мухбирдин өзиниң исмини ашкарилимаслиқни өтүнгән. Мухбирниң баян қилишичә йәнә, қәшқәр педагогика институтиниң 20 яшлардики бир оқуғучиси һәр қетим рамзан мәзгилидә оқутқучиларниң давамлиқ оқуғучилар билән биллә тамақ йәйдиғанлиқини, мәктәпниң бу арқилиқ балиларниң әтигәндә тамақ йәватқан-йемәйватқанлиқини көзитидиғанлиқини инкас қилған.

Аптор мақалиси давамида, һәрқайси хәлқара органларниң хитай һөкүмитини тәнқид қилип елан қилған баянатлири вә шундақла дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң баянатиға йәр берип, хитай һөкүмити уйғурлар үстидин йүргүзүватқан мушундақ сиясәтләр түпәйлидин районда тохтимай вәқә йүз бериватқанлиқини, 2009-йилидики үрүмчи вәқәсиниң булар ичидики әң зор вә әң қанлиқ бир қетимлиқи икәнликини баян қилған.

Бүгүн йәнә америкида нәшрдин чиқидиған малийә вақти гезитидиму хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан диний бесим сиясити һәққидә бир мақалә елан қилинди. Мухбир бен марино тәрипидин елан қилинған “хитайниң бастуруш сиясити рамизанға зәрбә бәрмәктә” намлиқ мақалидә уйғур елидә бир қатар вәқәләр мәйданға кәлгәндин кейин, хитай һөкүмитиниң рамзан мәзгилидики бихәтәрлик тәдбирлирини һәссиләп ашурғанлиқини билдүргән. Мухбир бейҗиңдики уйғур профессор илһам тохти әпәндини зиярәт қилған болуп, илһам тохти әпәнди мухбирға һөкүмәтниң уйғурларни рози тутуштин чәкләйдиған сиясәт-түзүмлириниң даириси вә түриниң барғансери кеңийип кәткәнликини инкас қилған.

Мақалидә хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүз бериватқан вәқәләргә тутқан позитсийиси үстидә тохтилип мундақ дегән: тәбиий газ вә нефит вә түрлүк кан байлиқлириға бай земин болған уйғур ели йеқинқи йиллардин буян нурғун зораванлиқ вәқәлиригә сәһнә болди. Бейҗиң һөкүмити болса радикал исламчиларни вәқәниң җавабкари, дәп илгири сүрмәктә. Хитай сиясий бюрониң даимий әзаси йү җеңшиң вәқәләрдин кейинки баянатида, террорчи гуруппиларға вә радикал тәшкилатларға қаттиқ зәрбә беридиғанлиқини тәкитлиди. Әмма кишилик һоқуқ органлириниң ейтишичә, районға көчүшкә риғбәтләндүрүлүватқан хитай көчмәнләр сүркилишни техиму улғайтивәткән.

Мәзкур мақалидә, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң тәтқиқатчиси николас бикулинниң сөзигә йәр берилгән болуп, у мухбирға “хитай һөкүмити рамзан ейини уйғурларниң партийигә садиқлиқини өлчәйдиған қоралға айландурувалди. Улар адәттә уйғурларға һәтта партийә әзаси уйғурларғиму ишәнмәйду, шуңа улар рамзан ейини кишиләрниң өзигә қанчилик садиқлиқини өлчәйдиған синаққа айландурувалди” дегән.

Мухбир мақалисидә хитайниң башқа районлирида яшайдиған мусулманларниң уйғур мусулманлириға охшаш бесим вә чәклимигә учримайдиғанлиқини, уларниң әркин һалда диний паалийәтләр билән шуғуллинидиғанлиқини әскәртип өткәндин кейин, мақалисини профессор илһам тохти әпәндиниң төвәндики сөзлири билән аяғлаштурған:
-Уйғурлар ниң һазир өзиниң миллий кимликигә болған тонуши барғансери чоңқурлишиватиду, бесим еғирлашқансери динму күчийип кәтти. Шуңа мән хитай һөкүмитиниң бастуруш сиясәтлири билән уйғурларниң динидин ваз кечидиғанлиқиға ишәнмәймән, әксичә дин барғансери күчийип бармақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.