Розиниң сир - әсрарлири
2013.07.26
Рамизан ейи мусулманларниң роһий тәрбийә елиш ейидур. Бу ай мусулманларниң қәлбидә әң йүксәк орни болған бир ай болуп, уни қәдирлимигәнләр үчүн бу айниң башқа айлардин һечбир пәрқи йоқтур.
Сәуди әрәбистаниниң катта өлималиридин әлламә муһәммәд әрифи “һаятиңизни қәдирләң”намлиқ әсиридә мундақ дәп язиду:“розиниң роза тутқучида гүзәл әхлақларни йетилдүришидә шәк йоқ. Буниң шәрти розини бирдинбир роһий тәрбийә елиш пурсити дегән етиқад билән, шәриәтниң көрсәтмиси бойичә тутуштур. Рамизан ейи баштин ахир рәһмәт ейидур. Рәһим - шәпқәт қилишни өгиниш вә аллаһ тааланиң мәхлуқатлириға ата қиливатқан сансиз рәһим - шәпқәтлирини тонуш ейидур. Рамизанда бай - гадай, рәис - пуқра һәммиси ачлиқниң, уссузлиқниң дәрдини чекиду. Буниңдин башқа һечбир вақитта булар ачлиқ вә уссузлиқ дәрдини чекиштә баравәр болалмайду. Чүнки байларниң күндилик йемәк - ичмәклири вақти - саитидә тәйярланған болиду. Әмма йоқларниң һәр вақит тәйяр болмайду. Бирақ рамизанда һәммисиниң йемәк - ичмики бирла вақитта тәйяр болиду, тоқлуқни, ачлиқни биргә чекиду. Шуңа байлардин ибрәт алидиғанлар бу айда йоқсулларниң, йегили йоқ, ичкили йоқ, йил бойи йоқлуқ ичидә күн өткүзүватқанларниң қәдригә йетиду - дә, уларға һесдашлиқ қилиш, ярдәм қилиш вә йүклирини биргә көтүрүштин ибарәт исламий һәмкарлиқни өгиниду. Пәйғәмбәр әләйһиссалам мундақ дегән:“бирәр розидарни иптар қилдурған адәм униң тутқан розисиниң савабиға охшаш савабқа еришиду”. Бу һәдис йоқсулларға ярдәм қилишниң, уларниң дәрдлиригә дәрман болушниң худди роза тутқанға охшаш саваблиқ иш икәнликини көрситиду. Рамизанда йоқсулларни иптар қилдурған адәм шундақ савабқа еришсә, башқа вақитларда йоқсулларниң һаҗитини рава қилған, йетимләрниң бешини силиған адәм саваб тапмамду? әлвәттә тапиду. Бу һәдис бизгә ярдәм қилишни өгәтмәктә. Рамизандин ибарәт бу илаһий мәктәптә башқиларға ярдәм қилишни өгәнгән адәм рамизандин кейин өгәнгәнлирини ташливәтсә, билгәнлиригә әмәл қилмиса боламду? медитсина факултетиға кирип, дохтурлуқни өгәнгән адәм шу өгәнгәнлиригә әмәл қилмиса, униң дохтурлиқиниң кимгә пайдиси болиду? алған билими пайдисиз қалған болмамду? розиму шуниңға охшаш болуп, бир айлиқ роза тутуш җәрянида адәтләнгән вә өгәнгән яхши ишлирини өмриниң ахириға қәдәр ишқа салалиған адәмләрла ғәлибә қилиду.”
Рамизан розиси бир түрлүк синақтур
Әлламә муһәммәд әрифи мәзкур әсиридә йәнә мундақ дәп язиду:“бу һаятлиқ сәпири бир түрлүк синақлар дуняси болуп, адәм һәр анда синақларға дуч келип туриду. Аллаһ таала йоқсул бәндилириниму бай қиливетишкә қадир. Бәндилиридин йоқсулларға ярдәм қилишини соримастинла өзи ярдәм қилишқа қадир. Әмма бу дуня синақ дуняси болғанлиқтин, инсанларни синайду вә шу синақлардин саламәт өткәнләрни мукапатлайду. Рамизан ейи синалғучилар үчүн әң яхши пурсәттур. Бу айда аллаһ тааланиң синақлиридин толуқ өтүп уни рази қилғанлар ирадисини бушаштурмисла, кейинки синақлардинму саламәт өтүп кетидиғанлар қатаридин болалайду. Әмма рамизанда наһайити яхши, мөмин, мусулман, рамизандин кейинла сахтипәз, алдамчи болуп кәткәнләр синақтин өтәлмигәнләрдур. Өз - ара һәмкарлиқ, бир - биригә ярдәм қилиш вә йоқсулларни йөләш ислам дининиң алдинқи чақириқлиридин бири вә мусулманлиқниң асаслиқ ипадилиридин биридур. Пәйғәмбәр әләйһиссалам бу мәнини ипадиләп:“силәрниң һечбириңлар өзи үчүн яхши көргәнни өзиниң мусулман қериндиши үчүн яхши көрмигичә мөмин болалмайду” дегән. Бу һәдис наһайити көп мәзмунларни вә мавзуларни өз ичигә алиду. Ата - аниға қетирқинип, ихлас билән хизмәт қилиш, мусулманларниң ғәмини йейиш, һаҗәтмәнләрниң һаҗәтлирини рава қилиш, йетимләрниң бешини силаш, қошниларға яхшилиқ қилиш, мусулманларға яхши нәсиһәт қилиш, уруқ - туғқанларға силә - рәһим қилиш, яхши ишларға ярдәмлишиш қатарлиқларниң һәммиси мусулманниң йәнә бир мусулман қериндишиға қилишқа тегишлик хизмәтлиридур. Бу халисанә хизмәт әмәс, бәлки аллаһ тааланиң әмри билән бәлгиләнгән динй вә инсаний хизмәтләрдур.”
Мусулманниң қәдир - қиммити өз нәпсидин ваз кечиш билән болиду
Әлламә муһәммәд әрифи мәзкур әсиридә йәнә мундақ дәп язиду:“мусулманниң қәдир - қиммити өз нәпсидин кечип башқиларниң ғәмини йейиштики дәриҗисигә қарап дәриҗилиниду. Пәйғәмбәрләр бу мавзуда инсанийәтниң үлгилиридур. Улар аллаһ тааланиң һәқ динини кишиләргә йәткүзүш йолида йәһя вә зәкәрия әләйһиссаламларға охшаш суйиқәстләргә учрап һаятидин айрилған. Муһәммәд әләйһиссаламға охшаш нурғунлири өз юртлиридин қоғланған. Улар инсанийәткә аллаһниң һәқ динини йәткүзүш арқилиқ уларға хизмәт қилиш йолида өзлирини унутқан затлар иди. Шуңа уларниң аллаһ тааланиң дәргаһидики мәртибилири интайин юқири болуп, инсанийәтниң әң яхшилири вә үлгилиридур. Әшу пәйғәмбәрләргә иман кәлтүргән мөминләрдин аллаһ таала шу пидакарлиқларни өгинишни вә қолидин кәлгәнчә пидакарлиқ көрситишни тәләб қилиду. Инсанларниң пәйғәмбәрләрдәк болалиши натайин. Әмма уларни күчиниң йетишичә үлгә қилалиғанлири тәләпни орундиған болиду. Шуңа дунядики башқа инсанлар пәқәт өзлири үчүн яшиса, мусулманлар башқилар үчүн яшайду, улар инсанийәт үчүн, мусулманлар үчүн яхши ишларни қилиш йолида яшайду. Һәқиқий мусулманниң пәрқи мана мушундақ муһим мәсилидә айрилиду.”