Рабийә қадир ханим: “еғир зулумларға баш әгмәй, етиқадидин кәчмигән ғериб хәлқимгә мубарәк болсун!”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2015.07.16
noruz-amerika-rabiye-10-yil.jpg Норуз паалийитидә рабийә қадир ханимниң америкиға кәлгәнликиниң 10 йиллиқи тәбрикләнди. 2015-Йил 22-март, вашингтон.
RFA/Qutlan

Әссаламуәләйкум мөһтәрәм ихласмәнлиримиз, мубарәк роза һейт байрам хасийити билән һәр бириңларни қутлуқлаймиз, пүтүн дуня мусулманлири қатарида өзиниң бу хасийәтлик рамизандики ибадәтлирини иман-ихласи билән тамамлап, роза һейтқа кирип кәлгән уйғурларға һейтлиқ совғимиз сүпитидә, уйғурларниң мәниви аниси, уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимниң һейтлиқ отлуқ салам вә тиләклирини йәткүзмәкчимиз.

Һөрмәтлик рабийә қадир ханим, бу рамизанниң шәрқий түркистандики уйғур хәлқи үчүн хитайниң зулуми әң еғир басқучқа йәткән бир мәзгилдә болғанлиқини билдүрди вә әнә ашундақ еғир күлпәтләргә бәрдашлиқ берип, иман вә етиқадидин, миллий ғуруридин кәчмигән уйғур хәлқигә апирин оқуди. Шундақла йәнә, еғир күнләрдә уйғурларға яр йөләктә болуп кәлгән түрк қериндашлар вә пүтүн дунядики уйғурларниң достлириға алаһидә тәшәккүр вә сәмимий саламлирини йоллиди.

Аваз улиниши арқилиқ мухбиримиз рабийә қадир ханимниң роза һейтлиқ аманитини сизләргә тапшуриду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.