Розиниң әхлақни ислаһ қилиштики роли
2013.07.09

“он бир айниң султани”дәп аталған рамзан ейи йетип кәлди. Уйғур елидә, оттура асиядики қазақистан, қирғизистан, өзбекистан қатарлиқ җумһурийәтләрдә вә түркийидә 9-июл сәйшәнбә күни, сәуди әрәбистани вә мисир қатарлиқ ислам әллиридә 10-июл чаршәнбә күни рамзанниң биринчи күни дәп елан қилинди.
Демәк дуняниң һәрқайси җайлиридики мусулманлар улуғ рамзан ейини қизғинлиқ билән күтүвалмақта.
Ислам мутәпәккури әлламә муһәммәд ғазалий“мусулманниң әхлақи”намлиқ әсиридә мундақ дәп язған“һәр йили бир ай роза тутуш ислам пәрзлиридин бири болуп, роза әйни вақитта әхлақни ислаһ қилиш ролиға игә. Чүнки аллаһ таала ибадәтләрни инсанларниң нәпсини паклаш, роһини йүксәлтиш, шу арқилиқ уларни бәхтлик қилиш үчүн буйруған болуп, ибадәт билән әхлақ йетилиду. Чүнки инсан ибадәтләрни көрситилгән бойичә, толуқ вә тәләпкә лайиқ орундиғинида униң ички дуняси парлап нурлиниду, пәзиләт вә әхлақтин болған несивиси көпийиду. Мусулманниң әхлақини яхшилиққа өзгәртидиған ибадәтләрниң ичидә розиниң тәсири күчлүктур. Роза тутқан адәм көплигән дунялиқ вә ахирәтлик пайдиларға еришкинидин ташқири, чидамсизлиқ, сәврсизлик, бехиллиқ, исрапхорлуқларға охшиған яман әхлақ вә начар қилиқлардин нәпсини паклаш, мәрдлик, сехийлиқ, сәврчанлиқ қатарлиқ есилликкә вә пәзиләткә қарап йүксилиш қатарлиқ нәқ пайдиға еришиду. Инсан роза тутуш җәрянида өзини тонуйду, өзиниң нәқәдәр аҗиз бир мәхлуқат болғанлиқини, аллаһ таалаға һәмишә моһтаҗ икәнликини һес қилиду, аллаһ тааланиң немәтлирини, хусусән роза тутуш җәрянида ачлиқниң дәрдини тартқнидин кейин, йил бойи тоқлуқтин ибарәт немәтни ата қилған пәрвәрдигарини әсләйду, бу арида ачлиқтин қийниливатқан қериндашлирини, йоқлуқ дәрдидә ач қалғанларни әскә алиду, уларниң қәдригә йетиду. Нәтиҗидә, аллаһ таалаға болған миннәтдарлиқ бурчини, йоқсулларға өтәшкә тегишлик мусулманлиқ бурчини ада қилишқа тиришиду, рәһим-шәпқәт қилиш роһи йүксилиду, немәткә шүкүр қилиш кәйпияти ашиду. Қуран кәримидики“ и мөминләр! силәрдин илгирикиләркә роза пәрз қилинғандәк, силәрниң тәқвадарлардин болушиңлар үчүн силәргә рамзан розиси пәрз қилинди”дегән айәт розиниң тәқвалиққа вәсилә болидиғанлиқини ипадиләйду.”
Роза тәқвалиқни күчәйтиду
Әлламә муһәммәд ғазалий мәзкур әсиридә йәнә мундақ дәйду:
“тәқвалиқ-аллаһ тааланиң әмр-пәрманлирини орундаш, тосқанлиридин йениш арқилиқ өзини аллаһ тааланиң һимайиси астиға елиш дегән мәнини ипадиләйду. Тәқвалиқниң мукапати бу дуняда һузурлуқ һаят, ахирәттә назунемәтлик җәннәттур. Мәлумки, роза тәқвалиқниң әң өнүмлүк йолидур. Чүнки роза тутқан адәм роза сайисида нәпсини паклап, роһини йүксәлтип ислами тәрбийә алған болиду. Пәйғәмбәр әләйһиссаламниң өйләнмигән яшларни роза тутуш арқилиқ өзлирини җинсий һәвәсниң аздурушлиридин сақлинишқа буйруғанлиқиниң һекмитиму розиниң тәрбийә характерлик ибадәт икәнликигә вә роза сайисида ислами тәрбийә һасил қилғили болидиғанлиқиға ишарәт қилмақта. Чүнки роза тутқан адәмниң нәпсий истәклири аҗизлишиду вә сәврчанлиқ билән өзини нәпсий вә җинсий һәвәсләрниң күчи алдида худди мустәһкәм қәләдәк сақлап қалалайду. Мусулман адәм розини пәқәт аллаһ разилиқини көзләп тутуватқанлиқини һес қилғинида, униңда аллаһ рази болмайдиған қилиқ вә ишлардин йирақ туруп, нәпсини вә барлиқ истәклирини аллаһ тааланиң истики алдида бойсундуруши лазимлиқини чүшинип йетиду. Мундақ адәм өзини ибадәт ичидә дәп билгәнликтин, бу муқәддәс ибадәткә зит келидиған һәвәсләрни йеңиш койида болиду-дә, аллаһ тааладин ярдәм сорайду, нәпсий шәйтандин аллаһ таалаға сеғинип панаһ тиләйду вә өзини аллаһ тааланиң һимайиси астиға киргүзүшкә тиришиду. Мундақ ғәйрәт көрсәткән бирини аллаһ таала өз бешиға һәргиз ялғуз ташлап қоймайду, бәлки уни һимайә қилиду, униң дуасини иҗабәт қилиду, тилигәнлирини бериду, уни ислаһ қилиду вә яхши бәндилири қатариға қошиду. Бу һәр қандақ бир мусулманниң армини вә күндилик тиликидур.”
Роза хәйр-сахавәтни өгитиду
Әлламә муһәммәд ғазалий мәзкур әсиридә йәнә мундақ дәйду:
“ роза тутқан адәм көп йейиш вә көп ичиштин келип чиқидиған ғәпләт вә бихутлуқниң нәқәдәр яман икәнликини роза тутуш җәрянида тонуп йетиду. Чүнки йил бойи бир күнму ачлиқ һес қилмастин, һәр күни вақти саити бойичә ғизалинип кәлгән адәм ачлиқниң азабини вә дәрдини һәргиз һес қилмайду. У қандақму һес қилсун? бирәр күн ач қалмиған турса? шуңа роза тутуш җәрянида күнигә 15саәттин 17саәткә қәдәр, бәлки униңдинму көп вақит ач қелиш арқилиқ ачлиқ дегәнниң немә икәнликини, йоқлуқниң қандақ қаттиқ икәнликини әмәлий тәҗрибә билән яшап билиду вә һес қилиду. Мундақ адәм әгәр розини аллаһ разилиқини елиш вә әхлақини түзитиш нийити билән тутқан болса, чоқум өзгириду, униңдики бехиллиқ сехийлиққа, таш йүрәклик рәһимдиллиққа, ғәпләт һошярлиққа өзгириду-дә, йоқсулларниң, йетимләрниң, бир нанға зар болғанларниң қәдригә толуқ йетиду вә уларға ярдәм қолини созушни мусулманлиқниң вә инсанлиқниң тәлипи дәп билип, қолидин кәлгәнни қилиду. Роза әнә шундақ тәрбийә мәктипидур. Роза тутуп бунчилик өзгириш һасил қилмиған яки роза тутуш биләнму һечқандақ тәрбийә алмиған инсанларниң тутқан розиси биһудә ачлиқ вә уссузлуқ дәрди чәккәндин башқа һеч нәрсә әмәс. Чүнки роза тутуштин болған мәқсәт әмәлгә ашмиса, тутқан розиниң немә әһмийити болсун? ибадәтләр бу дуняда әсқатмиса, ахирәттә қандақ әсқатиду?! шуңа өлималар дәйдуки, бу дуняда җәннәткә кирмигәнләр ахирәтниң җәннәтлиригә кирәлмәйду. Бу дегәнниң мәниси шуки, җәннәт әһлидин болидиған мөмин адәм бу дуняда җәннәт әһлиниң ишини қилиду, униң қәлби иманниң һузур-һалавити билән арам тапқан, әхлақи худди җәннәт әһлиниң әхлақиға өзгәргән, пүтүн йүрүш-турушлири җәннәт әһлиниң йүрүш-турушини алған болиду. Мундақ адәм бу дуняда қиливатқан яхши ишлири вә аллаһ таалаға болған йеқинлиқи сәвәблик өзини җәннәттә туруватқандәк һес қилиду. Шуңа бу дуняниң җәннитигә кирмигән адәм ахирәтниң җәннитигә кирәлмәйду дәп ейтилған. Роза тутқан адәмниң тутқан розиси униң муамилә ишлириға вә гәп-сөзлиригә әлвәттә тәсир қилиду. Чүнки роза тутуп туруп ялған ейтишниң, роза тутуп туруп башқиларға азар беришниң нәқәдәр чоң гунаһ икәнликини билиду-дә, өзини тутувалиду, көнүп қалған яман адәтлирини рамзанда қилмайду вә рамзандин кейинму өмүр бойи бу яман адәтләрни қилмаслиқни адәт қилишқа тиришиду, шуниңға бәл бағлайду. Пәйғәмбәр әләйһиссалам бир һәдистә:“ ялған сөз қилишни ташлимиған адәмниң роза туттум дәп қорсиқини ач қойғанлиқиға аллаһ тааланиң һаҗити йоқ” дәп көрсәткән. Демәкки, роза тутуш дегән қорсақни ач қоюш дегәнлик әмәс. Роза тутқанда бир нәрсә йемәслик вә ичмәслик дегән розиниң ташқи җәһәттики тәлипи. Әмма розиниң һәқиқий тәлипи ички дуняни ислаһ қилиштур.”