Хәлқара мәтбуатлардики уйғурлар вәзийити

Мухбиримиз ирадә
2014.08.29
toppa-yaghliq-saqal-ramzan.jpg Хитай даирилириниң уйғурларға қаратқан түрлүк бесими вә диний етиқад чәклимилири уйғурларни чүшкүнләштүрмәктә. 2009-Йили 17-июл, үрүмчи.
AFP

Бу һәптә уйғурлар һәққидә ройтерс, бирләшмә вә б б с қатарлиқ хәвәр агентлиқлири, шундақла ташқи сиясәт вә вақит журнили қатарлиқларниң хәвәр мақалилири елан қилинди.

Бу һәптә бешида хитай һөкүмитиниң йәнә 8 нәпәр уйғурни бейҗиңдики 2013-өктәбирдә тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән аптомобил билән һуҗум вәқәсигә четишлиқи барлиқини илгири сүрүп туруп, өлүм җазасиға һөкүм қилиши вә уни иҗра қилғанлиқ хәвири чәтәл ахбаратлирида кәң хәвәр қилинди. Даириләр өлүм җазаси иҗра қилинған бу 8 нәпәр уйғурниң, бейҗиң тйәнәнмен мәйданидики аптомобил һуҗуми делоси һәмдә уйғур елида илгири-кейин йүз бәргән 5 қетимлиқ һуҗум делолири билән четишлиқ икәнликини илгири сүргән иди. Бирақ хәлқара мәтбуатлар хәвәрлиридә буниңға гуман билән қариған. Вақит журнилида елан қилинған “хитайниң үн-тинсиз террорлуқ уруши” намлиқ хәвәрдә аптор юқиридики бу 8 киши тйәнәнмендики вәқәгә четишлиқ болса қандақ четишлиқи бар, улар вәқәни пәйда қилишта қандақ рол ойниған, қандақ һәрикәтләрни қилған? дәп соал қойған вә хитай һөкүмитиниң бу конкрет соалларға қарита һечқандақ пакит көрсәтмигәнликини әскәртип, хитай һөкүмитиниң әйибнамисини тоғра дәп җәзмләштүрүш мумкин әмәс, дегән.

Мақалидә аптор хитай һөкүмитиниң һәр қандақ бир вәқә йүз бәрсә дәрһал уни диний радикаллиқ, террорлуққа четип қойсиму, ишниң арқисидики әмәлийәтниң мурәккәпликини ейтқан. У уйғурларниң ана макани болған бу маканлар 1949-йили коммунист хитай тәрипидин бесивелинғандин буян уйғурларниң һәр җәһәттә бесимға учрап кәлгәнлики, уйғурларниң хитай һөкүмитиниң райондики сиясәтлиридин нарази икәнликидин мәлумат бәргән. У йәкәндә йүз бәргән вәқәниң әсли тәпсилати һәққидә хитай һөкүмити вә чәтәлләрдики уйғур кишилик һоқуқ органлириниң охшимайдиған икки хил вәқәликни илгири сүридиғанлиқини баян қилип туруп “биз бәлким у йәрдә зади немә болғанлиқини биләлмәсликимиз мумкин. Чүнки, хитай һөкүмити наһайити тезлик билән районға киришни чәклиди вә бу һәқтики интернетлардики барлиқ учурларни тазиливәтти. Хитайниң қанунни иҗра қилиш хатирисиниң начарлиқини вә болупму бу мәсилиниң интайин сәзгүрлүкини нәзәрдә тутқанда, вәқә үстидин адил сот әмәс, әң қисқиси бир тәрәпсиз тәкшүрүш елип берилишини күтүшму мумкин әмәстәк көрүнмәктә” дегән. Аптор мулаһизисиниң ахирида уйғурларниң адил сотлиниш мәсилисигә диққәт қилип “тйәнәнмендики вәқәни пәйда қилғучиларниң кимлики һәққидики хәвәрни худди 10 айдин кейин аңлиғандәк, бәлким йәкән вәқәсини пәйда қилғанларниң кимлики һәққидики хәвәрниму он айдин кейин аңлишимиз мумкин. Бейҗиң, күнмиң, үрүмчи вә йәкәндики вәқәдә өлгәнләр һеч болмиғанда адаләт алдиға чиқиш һоқуқиға игә иди. Бирақ бу йәрдики мәсилә, у адаләт зади қандақ адаләт?” дәп соал қойған.

Бу һәптә ичидә йәнә, бирләшмә агентлиқиниң мухбириниң ақсудин бәргән хәвири һәрқайси хәлқара ахбаратлар тәрипидин бесип тарқитилди. Мухбир хәвиригә хитай һөкүмити “адәттики уйғурларни, уларниң бурутини, яғлиқини нишан қилмақта” дәп мавзу қойған. У хәвириниң бешидила мухбирларниң ақсудики һөкүмәт тәрипидин тәйинләнгән имамдин уйғур яшлириниң немә үчүн бурути йоқ, дәп соал сораватқанда, бир уйғур яшниң әтрапта көзитип туруватқан сақчиларға җиддийләшкән һалда бир қаривәткәндин кейин имамға “немишқа һәқиқәтни демәйсән” дәп варқириғанлиқи вә “чүнки, һөкүмәт бурут-сақал қоюшқа рухсәт қилмайду” дегәнликини, шу чағда дәрһал бир уйғур сақчиниң у яшни “ағзиңдин чиқиватқан гәпкә диққәт қил!” дәп агаһландурғанлиқини баян қилған. Мухбир у яш билән сақчи арисида секунт ичидә болуп өткән бу җиддийликниң район вәзийитини интайин яхши сүрәтләп беридиғанлиқини ейтқан. Мухбир хитай һөкүмитиниң пүтүнләй бир кишиниң шәхси таллиши һесаблинидиған бурут-сақал қоюш вә яғлиқ чигишни сиясәткә четивелип, уни қаттиқ контрол қилишқа урунуватқанлиқини вә буниңға болған наразилиқниңму күчлүк икәнликини ейтқан. Мухбир хәвиридә, әнглийәдики нюкәсел университетиниң уйғурларни тәтқиқ қилиш билән шуғуллинидиған мутәхәссиси җонни симис финлийниң мулаһизисини нәқил қилған болуп, у сөзидә “сән уни қанчә чәклигәнсери кишиләр динға шунчә есилиду. Хитай һөкүмити һечқачан террорлуқ билән алақиси болуп бақмиған бир йәрдә һазир өз қоли билән террор тәһдити пәйда қилмақта. Бу йәрдики исламға қарап, йүзлинишни хитай өзи пәйда қилди” дегән. Мухбир уйғур елида илгири сәуди әрәбистанларда аяллар кийидиған қара рәңлик җилбап кийиш адитиниң илгирики йилларда йоқлуқини, уйғур елида бу адәтниң техи йеқинқи йилларда шәкилләнгәнликини, адәттики уйғур аяллириниң нормал кийинип йүридиғанлиқини баян қилған вә йәнә юқиридики тәтқиқатчиниң сөзини нәқил қилип “уйғурлар бундақ кийимләрни вә бурут-сақални кейинки йиллардики йүзлиниш җәрянида өзләштүрүшкә башлиди. У һәм бир җәһәттин хитай һөкүмитигә қаршилиқ көрситишни символ қилса, йәнә бир тәрәптин иҗтимаий баравәрликни қолға кәлтүрүшкә болған арзусини символ қилиду” дәп мулаһизә қилған. Тәтқиқатчи йәнә нурғун уйғурларниң һазир биз яхши мусулман болсақ, худайим бизни бу әһвалдин қутқузиду” дәп қарайдиғанлиқини баян қилған.

Мухбир мақалиси давамида хитай һөкүмити һазир уйғур елида йолға қойған түрлүк кәмситиш характерини алған чәклимиләр, коча-койларға орнитилған камералар, һәр йәрдә қатрап йүргән сақчи вә сақчи аптомобиллири үстидә тәпсилий тохтилип, һазир кишилик һоқуқ органлириниң хитай һөкүмитиниң бу сиясәтлирини қаттиқ тәнқид қиливатқанлиқини әскәрткән.

Ташқи сиясәт журнили болса бу һәптә әсли хоңкоңдики миңпав гезитидә елан қилинған бир хәвәр мақалисини инглизчиға тәрҗимә қилип елан қилған. Бу хәвәрдә, хоңкоңға чиққан бир уйғур қаштеши содигириниң бешиға кәлгәнләр тоғрисида йезилған болуп, бу уйғурларниң күндилик һаятида учраватқан кәмситишләрни яхши сүрәтләп бәргән. Хәвәрни язған мухбир уйғур қаштеши содигириниң һаятида чоң қуруқлуқтин тунҗи қетим айрилиши икәнликини, чүнки уйғуларниң паспорт елишиниң интайин тәсликини баян қилған. Бу уйғур мухбирға йәнә адәттә өзиниң ичкири өлкиләрдә ятақ алалмайдиғанлиқини, шуңа амал йоқ хитай тонушлири арқилиқ ятақ елишқа мәҗбур болидиғанлиқини, уйғур елида һөкүмәт орунлаштурувәткән пуқрачә кийинивалған сақчи-пайлақчиларниң интайин көплүкини, һазир һечкимгә ишәнгили болмайдиғанлиқини, пуқрачә кийинивалидиған сақчиларниң һәр хил қияпәтләргә кирип туруп уйғурларни көзитидиғанлиқини мисал билән сөзләп бәргән. Мухбир бу уйғурниң хоңкоңдики қисқиғинә саяһити җәрянидиму чоң қуруқлуқтин көп әркин нәпәс елиш шараитиға еришкәнликини, һеч болмиғанда намизини әркин оқуш пурситигә еришкәнликини, бирақ уйғур елида болса диний паалийәтләр билән шуғуллинишниң қаттиқ назарәт астиға елинидиғанлиқини баян қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.