Сәуди әрәбистандики уйғурларниң һейт шадлиқи
2013.10.15

Қурбан һейт пүтүн мусулманларниң диний байрам күни болуп, уйғурлар үчүн һәм диний һәм миллий айәм һесаблиниду. Уйғурлар миң йилдин көпрәк тарихтин бири бу һейт күнини һәр йили шундақ қутлап кәлмәктә.
Бүгүнки қурбан һейт күнидә вәтән ичидики уйғурлар айәм тәнтәниси қилғандәк, дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларму айәм тәнтәнисигә чөммәктә. Көп җайларда улар уйғурларға хас җамаәт болуп һейтлаш паалийитини давамлаштурмақта. Сәуди әрәбистанда болса уйғурларниң көп қисми бу күнләрдә һәҗ паалийити билән мәшғул болғанлиқтин, улар һейтлишиш ишлирини һәҗдин кейинки күнләргә кечиктүриду.
Сәуди әрәбистандики һейт шадлиқи вә һейт күнлиридә қилишқа тегишлик ишлар һәққидә мәлумат елиш үчүн сәуди әрәбистанниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ вәтәнпәрвәр зиялий сираҗидин әзизиға мураҗиәт қилған идуқ.
Сираҗидин әзизи билән сөһбәт
Сираҗидин һаҗим сәуди әрәбистандики уйғурларниң һейтлаш паалийити һәққидә мәлумат берип мундақ деди:
“қурбан һейти мусулманларниң чоң байрими. Мусулманларниң рози һейти вә қурбан һейти дәп икки байримимиз бар. Мәккә шәһиридә қурбан һейтида һейт күнлири һейтлишиш йоқ, улар кейинрәк һейтлишиду. Чүнки һейт күнлиридә көп кишиләр һәҗ паалийити билән болиду. Әмма җиддә, таиф, мәдинә қатарлиқ шәһәрләрдә һейт күнлиридә һейтлишиш бар. Бу йәрдики уйғурларда йеқинқи вақиттин бири бирлишип һейтлишиш ишлири қайтидин җанланған иди. Уни давам қилдурушқа тиришимиз. Уйғурлар бу йәрдә уруқ-туғқанлар ара издишишни вә бир-бирини зиярәт қилишни наһайити муһим билиду. Һейт байримидики муһим бир мәсилә биз достлар вә туғқанлар арисидики йеқинлиқ риштимизни күчәйтимиз. Һейтниң асаслиқ ғайиси вә һекмити достлуқ риштисини күчәйтиш үчүндур. Шуңа бу йәрдә буниңға бәкрәк әһмийәт берилиду.”
Уйғур елидики қериндашларға һейтлиқ совғат
Сираҗидин әзизи йәнә мундақ деди:
“ана вәтәндики уйғур қериндашларға һәдийәм шуки, биринчидин, улар бу һейт айәм күнлириниң маһийитини вә мәқситини яхши чүшинишини сораймән. Һейт күнлири дегән туғқанлар вә достлар ара бир-бирини издишиш вә мунасивәтни күчәйтишни тәвсийә қилимән. Мән билип нурғун кишиләрниң азрақ бир сәвәбләр билән адавәтлишидиған ишлар болидикән. Иккинчидин, мушу һейт мунасивити билән бирликни вә инақлиқ күчәйтип туғқанлар ара йеқинлиқни давам қилдурушини, туғқанлар, қошнилар вә җамаәтләр оттурисида адавәткә сәвәб болидиған, бирликни бузидиған ишларни қилмаслиқини тәвсийә қилимән.”
Юқиридики аваз улинишидин сираҗидин әзизи әпәнди билән елип барған сөһбитимизни аңлиғайсиз.