Шиветсийәдики уйғурлар роза һейт намизини бирликтә оқуди
2016.07.06

Шиветсийәдики уйғурлар шималий явропа ислам бирликиниң қарари бойичә, 5-июл күни шиветсийәдә паалийәт қиливатқан тәклимакан ислам мәдәнийәт мәркизиниң орунлаштуруши билән ситокһолм шәһириниң рнкибий районидики мәсчиттә рози һейт намизини бирликтә оқуди.
Бүгүнки рози һейт намизиға шиветсийәниң пайтәхти ситокһолм вә әтрапидики шәһәрләрдин болуп 100 дин артуқ киши қатнашти.
Роза һейт намизидин кейин, тәклимакан ислам мәдәнийәт мәркизиниң мәсули өмәр мәхсум җанаби аллаһдин хитай түрмилиридә йетиватқан уйғурларниң тезрәк түрмидин қутулуп, диний вә сиясий һоқуқиниң пат йеқинда әслигә келишини, һаятидин айрилған уйғурларниң аилә-тавабиатлириға сәбир беришини тиләп дуа қилди.
Зияритимизни қобул қилған уйғур маарип уюшмисиниң рәиси абдулла әһәт алди билән пүтүн уйғурларниң роза һейтини тәбрикләп, бүгүнки һейт намизи оқуш әһвалини аңлитиш билән биргә, “5-июл” үрүмчи вәқәсидә һаятидин айрилғанларниң аилә-тавабиатлириға аллаһдин сәбир тиләйдиғанлиқини билдүрди.
Шиветсийәдә яшаватқан зиялийлардин аббас әпәнди рози һейт намизиниң қизғин кәйпият ичидә оқулғанлиқи, җамаәтлишиш һәмдә муһаҗирәттики уйғурларниң җамаәтлишип яшишиниң әһмийити һәққидә тохталди.
Намаздин кейин уйғур җамаити бир-бири билән қучақлишип һейтлирини тәбрикләшти.
Арқидин уйғур маарип уюшмиси тәрипидин балиларға тәйярланған һейтлиқ совғатлар тарқитип берилди. Кейин җамаәт бирликтә өйму-өй берип һейт пәтиси қилди.