Шиветсийәдики уйғурлар қурбан һейт өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2013.10.15
shwetsiye-noruz.jpg Шиветсийәдики уйғурлар норуз байримини паалийитидин көрүнүш. 2013-Йили 24-март.
RFA/Yalqun

2013‏-Йили 15‏-өктәбир шиветсийәдә яшаватқан уйғурлар қурбан һейт байрими мунасивити билән паалийәт тәшкиллигән. Паалийәт ситокһолмдики бир кутупханида елип берилған. Байрам намизидин кейин, тәшкилат рәһбәрлири тәбрик сөзи қилған.

Мойсипит чоңлар қиммәтлик нәсиһәтлири билән җамаәтлишишниң әһмийити һәққидә тохталған. Кичик балиларму өзлири тәйярлап кәлгән уйғурчә вә шведчә шеирларни декламатсийә қилған. Паалийәт тәшкиллигүчи шиветсийә уйғур маарип уюшмиси балиларға мукапат вә совғат буюмлири тәқдим қилған.

Бу һәқтә зияритимиздин қобул қилған шиветсийә уйғур маарип уюшмисиниң мәсули ниҗат әпәндиниң билдүрүшичә, бу йилқи байрам паалийитидә, аялларму байрам намизи қилған. Ниҗат әпәндиниң қаришичә, аялларниң милләтниң тәқдиригә мунасивәтлик барлиқ саһәләрдики роли әрләрниңкидин кәм әмәскән. Паалийәткә қатнашқан вә иштиракчиларға номур көрсәткән кечик өсмүрләр болса, һәҗ ибадити һәққидә әмәлий маһарәт көрсәткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.