Стокһолмдики түрк җамәси мунарида яңриған әзан авази шиветсийәдики милләтчи гуруппиларниң қаршилиқиға дуч кәлди

Ихтиярий мухбиримиз қутлан
2013.09.03
stokholm-turk-meschiti-mesjidi-305.png Стокһолмниң фитя районидики түрк җамәсиниң ташқи көриниши
RFA/Qutlan

Бу йил 26 - апрелдин етибарән стокһолмниң фитя райониға җайлашқан түрк җамәсиниң мунаридин җүмә намизи үчүн оқулған әзан авази яңратқу арқилиқ сиртқа биваситә аңлитилидиған болған. Бу 500 миңдин артуқ мусулман аһалисигә игә шиветсийә үчүнла әмәс, бәлки пүткүл шималий явропа әллири үчүнму тунҗи қетимлиқ йеңилиқ һесабланған иди.

Һалбуки, бу йил май айлиридин башлап шиветсийәдики бир қисим милләтчи гуруппилар стокһолмниң бутшүрка коммунлуқ һөкүмәт алдида көп қетим намайиш тәшкилләп фитя җамәсидә һәр җүмә күни сиртқа яңрайдиған әзан авазини чәкләшни тәләп қилған. Шиветсийәниң “күндилик хәвәрләр”, “метро” қатарлиқ гезитлириниң хәверлиригә қариғанда, әзан авазиға қарши намайишни “шивет демократлар партийиси” билән “шивет натсистлар партийиси” тәшкиллигән болуп, улар бирдәк шиветсийәниң көп милләтлик дөләткә вә көп мәдәнийәтләр өз - ара гирәләшкән җәмийәткә айлинип қелишиға қарши туридикән, болупму скандинавийә әллиридә мусулманлар саниниң күнсайин ешип бериши вә ислам дини тәсириниң күчийишидин тәһдит һес қилидикән.

29 - Авғуст шиветсийә дөләтлик телевизийисиниң 2 - қанилида мусулманларниң рамазан ейидики диний паалийәтлири һәққидә мәхсус һөҗҗәтлик филим көрситилгән болуп, униңда һәр җүмә намизида фитя җамәсидин сиртқа яңрайдиған әзан авази һәққидә чүшәнчә берилгән.

Фитя җамәсиниң имами әргин әпәнди шиветсийә дөләтлик телевизийә мухбириниң зияритини қобул қилғанда, шиветсийә һөкүмитиниң шималий явропада тунҗи болуп мусулманларниң җүмә намизи үчүн оқулидиған әзан авазини сиртқа аңлитишқа рухсәт қилғанлиқини тилға алған. У йәнә әзанниң йеқимлиқ вә чирайлиқ авазда оқулишини, аңлиғучилар үчүн һозур вә шатлиқ беғишлайдиған болушини алаһидә тәкитлигән.

Йеқинқи әһваллардин мәлум болушичә, бирқанчә һәптә илгири 20 яшлар чамисидики бир яш фитя җамәсидә дәл җүмә намизи оқуливатқанда мотосикилитниң авазини әң юқири чәктә қоюп берип намазға паракәндичилик салған һәмдә мушу һәрикити арқилиқ өзиниң әзан авазиға қарши икәнликини билдүргән. Сақчилар нәқ мәйданға йетип келип һелиқи яшни қолға алған. Униң адвокатиниң билдүрүшичә, шиветсийә соти һелиқи яшқа 6 айлиқ қамақ җазаси бериши мумкин икән. Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған шиветсийидики диний билим адәмлиридин қурбанҗан мудаш өз қарашлирини баян қилип өтти.

Қурбанҗан мудаш зияритимиз җәрянида йәнә шиветсийидә әзан авази түпәйли келип чиққан мусулманлар билән шивет милләтчи гуруппилири арисидики зиддийәтни мувапиқ түрдә һәл қилишниң тәхирсизликини тәкитлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.