Уйғурларға йигирмә миң парчә қуран кәримини йәткүзгән зат-шәйх нимәтуллаһ ғоҗа
2013.03.07
Токйодики отсука мәсчитидин һәр күни йеқимлиқ хуш аваз әзини билән токйодики мусулманларға һәқиқәт авазини аңлитип, уларни намазға дәвәт қилидиған, токйодики ислам мәркизидә көплигән мусулманларға тәблиқ, японларға ислами дәвәт елип баридиған йеши тоқсәнгә йеқинлишип қалған, әмма наһайити тетик хизир сүпәт бир бовай бар. У болсиму түркийилик диний зат шәйх нимәтулла ғоҗадур. Һазир мәккидә яшаватқан журналист сираҗидин әзизи шәйх нимәтулла ғоҗа һәққидә биз билән пикирләшти.
Японийидики уйғурларниң атиси һесаблинидиған шәйх нимәтулла ғоҗа 5-июл үрүмчи вәқәсидә япондики уйғурлар билән бирликтә һазидар болған, шеһитләрниң роһиға кечиләп қуран оқуп дуа тилавәт қилған. У, бу йәрдики уйғурларниң барлиқ диний паалийәтлиригә йеқиндин ярдәмдә болуп келиватқан бир диний заттур. Шәйх нимәтулла ғоҗа билән узун йиллардин бери сирдишип келиватқан доктор турмуһәммәт һасим өзиниң бу һәқтики қарашлирини қисқичә баян қилип өтти.
1949-Йилли 10-айниң 20-күни 1-корпус хитай хәлқ азадлиқ армийиси үрүмчигә келип, уйғур елини тәлтөкүс ишғал қилғандин кейин, бу тупрақтики әсирләп нур чечип келиватқан исламдин ибарәт муқәддәс дин, хитай компартийиси тәрипидин аяқ асти қилинған. Мәдрисиләр тақалған, өлүмалар түркум-түркүмләп өлүмгә һөкүм қилинип, қуран кәрим,һәдис шәрипләр көйдүрүлгән. Исламдин ибарәт уйғурларниң муқәддәс диний еғир дәпсәндә қилинған. 1978-Йили йолға қоюлған хитайниң йеңи асасий қануниниң 46-маддисида пуқраларға диний етиқад әркинлики берилгән. Шундин етибарән уйғур елидә мәлум даиридә мәсчитләр ечилип, ислами илимләрни тарқитишқа рухсәт қилинған.
Хитайдики мәдәнийәт зор инқилабиниң тәсиридин ислам дуняси билән болған дипломатик алақиси пүтүнләй үзүлгән хитай һөкүмити пакистанни васитә қилған һалда, 1980-йилидин башлап тунҗи түркүмдә хитайдики мусулман диний өлүмалардин һәҗ өмики тәшкилләп пакистан арқилиқ сәуди әрәбистанға һәҗгә әвәтиду. Мана шу қетимқи хасийәтлик һәҗ паалийитигә қатнашқан уйғур хәлқиниң мәшһур диний өлүмаси, қәшқәр һейтгаһ мәсчитиниң имами қасим қариһаҗим сәуди әрәбистандики көплигән өлүмалар билән учришишта уйғур хәлқиниң ислам илимлиригә, ислами китабларға көпләп муһтаҗлиқини, шу сәвәбтин ислам дунясиниң уйғурларниң бу мәсилисигә көңүл бөлүшини өтүниду. Дәл шу һәҗ күнлиридә сәуди әрәбистандики рабидил әл-ислам йәни дуня ислам иттипақиниң минада орунлаштурған бир қетимлиқ диний алимлар сөһбәт зияпитидә қасим қариһаҗим мәккә муккәрәмәдики мәсчитләрдә имамлиқ вә тәблиқ қиливатқан түркийилик диний зат шәйх нимәтулла ғоҗа билән учришиду вә шәйх нимәтулла ғоҗиға уйғурларниң қуран кәримидин ибарәт муқәддәс ислам дининиң китабиға толиму еһтияҗлиқ икәнликини, техичә қуран кәриминиң уйғур елидә нәшр қилинмиғанлиқини баян қилиду. Шәйх нимәтулла ғоҗини уйғур елини зиярәт қилишқа, тәблиқ елип беришқа тәклип қилиду. Бу һәқтә шәйх нимәтулла ғоҗа әйни вақитики көрүшүшини әсләп өтти.
Қәшқәр һейтгаһ мәсчитиниң имами мәрһум қасим қариһаҗимниң тәклипи билән нимәтулла ғоҗа йигирмиң парчә қуран кәримини уйғур елигә елип бармақчи болған болсиму, сәуди әрәбситанда әйни йилларда хитай әлчиханиси болмиғанлиқтин, хитайға бериш үчүн виза елиш мәсилиси билән 1981-йили пакистанға кәлгән. Пакистанда үч айғичә хитай әлчиханисиниң җавабини күткәч, пакистан президенти зияулһәқ билән илгири-ахири икки қетим көрүшүп,зияулһәқниң ярдими билән хитайға бериш визисиға еришкән, сәуди әрәбистандики мәрипәтпәрвәр уйғурлардин қурбан абдулла һаҗим билән бирликтә пакистандин йигирмә миң парчә қуранни елип бейҗиңға чүшкән. Сираҗидин азизи шу қетимлиқ сәпәрдә шәйх нимәтулла ғоҗиға һәмраһ болған сәуди әрәбистанлиқ қурбан абдулла һаҗим һәққидә қисқичә учур бәрди.
Шәйх нимәтулла ғоҗа бейҗиңда ислам җәмийитиниң орунлаштуруши билән бейҗиң, шиән қатарлиқ җайларда мәсчитләрдә зиярәттә болуп, ахири үрүмчигә барған. У йәнә или, турпан қатарлиқ җайларға берип, мәсчитләрдә имамлиқ, тәблиқ қилиш паалийәтлири билән мәшғул болған. Әпсус өзини бу тупраққа зиярәткә дәвәт қилған қасим қариһаҗимниң юрти қәшқәргә беришни арзулап кәлгән болсиму, хитай һөкүмити сәвәбсиз баһанә көрситип, ялған сөзләп шәйх нимәтуллаһ ғоҗиниң йолини тосуп қойған.
Түркийидики султан әһмәд мәсчитидә, һәрәмдики мәсчитләрдә имамлиқ қилған, һазир японийидә яшаватқан мәшһур диний зат шәйх нимәтулла ғоҗа түркийидики чағлиридила уйғур қериндашлири үчүн әмәлий ишларни қилишни көңлигә пүкүп кәлгән болсиму, әмма пурсәт болмиған,лекин 1981-йили уйғур елигә қилған бу сәпиридин өзиниң толиму мәнмун икәнликини билдүрди вә уйғурларға өз саламини йоллиди.
Аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.