Истанбулдики уйғурлар роза һейт байрими мунасивити билән топлишип һәр хил паалийәт қилмақта

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2014.07.29
Istanbul-roza-heyt-paaliyet.jpg Роза һейт байримида уйғур әлида шеһит болғанларниң роһиға атап, шеһитларниң вә наһәқ түрмиләрдә йетиватқан уйғурларниң аилисигә сәвр тиләп дуа қилди. 2014-Йили 28-июл, истанбул.
RFA/Arslan

Роза һейт мусулманларниң йилда бир қетим келидиған диний байрими, бу байрамда дуняниң охшимиған җайлиридики мусулманлар бир-бириниң байримини тәбрикләйду, өйлиригә зиярәткә бариду. Бу арқилиқ достлуқ, қериндашлиқ мунасивитини күчәйтиду.

Җүмлидин дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурларму бу һейтни хушал өткүзүшкә тиришиду. Түркийәдики уйғурлар 28-авғуст дүшәнбә күни түркийә хәлқи билән бирликтә роза һейт байримини қизғин күтүвалди. Истанбулниң уйғурлар әң көп олтурақлашқан зәйтинбурну вә сафакөйдики уйғурлар өзлири турушлуқ районларға йиғилип роза һейт намизини оқуди. Зәйтинбурнудики уйғурлар аминә инанч мәсчитигә йиғилип түрк мусулманлар билән биллә роза һейт намизини оқуғандин кейин, мәсчит алдиға йиғилип бир-бириниң һейт байримини тәбрикләшти, бир-бири билән қучақлишип сәмимий һал-әһвал сорашти. Дуаға қол көтүрүп наһәқ түрмиләрдә йетиватқан уйғурларниң һөрлүккә еришиши, аилисиниң сәвирчан вә хатирҗәм болуши үчүн дуа қилди.

Байрамниң биринчи күни йәни дүшәнбә күни шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң орунлаштуруши билән җәмийәт мәркизидә роза һейт байримини тәбрикләш паалийити өткүзүлди. Бу паалийәткә көплигән уйғурлар қатнашти. Бу паалийәттә җәмийәтниң баш тәптиши абдулһәкимхан мәхсум сөз қилип, уйғурларниң роза һейт байримини тәбриклиди.

Биз роза һейт байриминиң әһмийити тоғрисида абдулһәкимхан мәхсум билән сөһбәт елип бардуқ. Абдулһәкимхан мәхсум дуняниң һәр қайси җайлирида яшаватқан уйғурларниң роза һейт байримини тәбрикләш билән биргә, роза һейтниң мусулманларға болған әһмийити, бу паалийәттә мусулманларниң қандақ ишларни қилиши керәклики тоғрисида сөзләп бәрди.

Абдулһәкимхан мәхсум роза һейт байриминиң әһмийити тоғрисида тохтилип, бу һейтниң, достлар вә қериндашлар өз-ара меһри-шәпқәтни күчәйтидиған, рәнҗип қалғанлар бир-бирини әпу қилишидиған, кичикләр чоңларға һөрмәт билдүридиған, чоңлар кичикләргә байрамлиқ беридиған, өз-ара өйләрни зиярәт қилишип, достлуқни, қериндашлиқ мунасивәтни күчәйтишкә васитә болидиған әһмийәтлик бир һейт байрими икәнликини тәкитлиди.

Шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң мәркизидә өткүзүлгән бу паалийәт ахирида, вәтән, хәлқниң азадлиқи йолида җанлирини пида қилған шеһитләрниң роһиға атап дуа оқулди, униңдин башқа йәнә наһәқ түрмиләрдә йетиватқан уйғурларниң әркинликкә чиқиши, тениниң саламәтлики, аилисиниң хатирҗәмлики үчүн дуа қилинди. Паалийәт ахирида тамақ зияпити берилди.

29-Авғуст сәйшәнбә күни сафакөйдә яшаватқан уйғурлар деңиз бойиға топлишип роза һейт байримини тәбрикләш паалийити өткүзди. Бу паалийәткә 300 гә йеқин киши қатнашти. Түркийәдики вә истанбулдики уйғурлар роза-һейтни хатирҗәмлик ичидә бир-бирини зиярәт қилиш арқилиқ хушал өткүзмәктә.

Биз истанбулдики уйғурларниң роза һейт байримини қандақ өткүзүватқанлиқи тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн шәрқий түркистан вәхпиниң муавин рәиси абдулҗелил туран вә уйғур зиялий абдурешит абдулһемит әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улиништин бу һәқтики программиниң тәпсилатиниң аңлиғайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.