Түркийәниң қәйсәри вә әнқәрә шәһәрлиридики уйғурлар қурбан һейтни хушал-хурам өткүзмәктә

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.09.24
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
enqerede-qurban-heyt-namizi-305.jpg Әнқәрәдики мәлум мәсчиттә қурбан һейт намизи өтиливатқан көрүнүш. 2012-Йили 26-өктәбир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Бүгүн, ислам дунясиниң әң чоң һейтлиридин бири болған қурбан һейтниң биринчи күни.

Бу йил қурбан һейтта түркийәдә 9 күн тәтил болди. Түркийәдә қурбан һейт байлар үчүн дәм елиш, чәтәлләрдә екскурсийә қилишқа охшаш ишлар дегәнлик. Әмма, авам хәлқ үчүн болса ислам динидики қурбан һейтиниң шәртлирини ада қилиш дегәнликтур. Ундақта қурбан һейтини түркийәдики уйғурлар қандақ өткүзүватиду? болупму уруқ-туғқанлири билән бир мәһәллидә җәм болуп яшаватқан қәйсәридики уйғурлар қурбан һейтни қандақ өткүзүватиду? йенида һечқандақ уруқ-туғқанлири болмиған уйғур оқуғучилар вә әнқәрәдә яшаватқан уйғурларчу? биз чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларниң вәтәнгә қилған қурбан һейтлиқ, сеғинишлиқ отлуқ салими сүпитидә, түркийәниң әнқәрә вә қәйсәри шәһәрлиридә яшаватқан уйғурлар билән сөһбәт елип бардуқ.

Қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди, бурун кәлгән уйғурлар билән өткән йили малайшиядин кәлгән уйғурлар бир йәргә җәм болуп һейт намизи қилғанлиқини, намазни уйғур имамниң қилдурғанлиқини, вәтәнни сеғиниш ичидә бирликтә, бирлик иттипақлиқ ичидә, уйғурларниң әнәниси бойичә қурбан һейт өткүзүватқанлиқини баян қилип өтти.

Уйғур мусапирларниң пәрзәнтлиригә дәрс бериватқан ели әпәнди уйғурлар туруватқан қору җайға сахавәтчи түркләр вә түрк аммиви тәшкилатлири бүгүн әтигәндә 120 әтрапида қурбанлиқ қой елип келип уйғурларға тарқитип бәргәнликини, қурбанлиқ гөшигә еғиз тәгмәйдиған уйғурларниң қалмиғанлиқини ейтти.

Биз түркийәниң әнқәрә шәһиридә яшаватқан уйғурларниң һейт өткүзүш әһвали тоғрисида мәлумат игиләш үчүн азатҗан буғра әпәндигә микрофонимизни узаттуқ.

У, гәрчә әнқәрәдә уйғурларниң сани аз болсиму әтигән бирликтә һейт намизи қилип, бирликтә қурбанлиқ союп, опчә һейитлишиватқанлиқини билдүрди.

1964-Йили түркийәниң қәйсәри шәһири әхмәт йәсәвий мәһәллисигә 200 аилә уйғур җайлаштурулған иди. Бу уйғурлар 1960-йили ғулҗа, қәшқәр вә йәкән қатарлиқ җайлардин афғанистанға чиқип, афғанистанда бир мәзгил турғандин кейин түркийә һөкүмити тәрипидин қәйсәригә әкелип орунлаштурулған. 2013-2014 Йиллирида бу йәргә малайшия вә тайланд арқилиқ кәлгән уйғурлардин 1200 әтрапида уйғур җайлаштурулди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.