Түркийәдә чақирилған хәлқаралиқ ислам дуняси йиғиниға уйғурларму иштирак қилди
2016.08.26
Түркийәниң күтаһя вилайитидики думлупинар университетида чақирилған хәлқаралиқ ислам дуняси йиғиниға уйғурларға вакалитән шиветсийәдин уйғур маарип уюшмисиниң мәсули абдуллаһ көкяр әпәнди, германийәдин яврупа шәрқий түркистан бирлики рәиси әнивәрҗан, қазақистан уйғурлириға вакалитән турсун әпәнди вә қирғизистан уйғур иттипақи рәиси артиқ һаҗи қатарлиқ кишиләр қатнашти.
8 - Айниң 23 - күнидин 26 - күнигичә күтаһя думлипинар университетида чақирилған йиғинға оттура ася түркий җумһурийәтлири, русйә федератсийәси, германийә, шиветсарийә, сәуди әрәбистан, қатар, ирақ, пакистан қатарлиқ 33 дөләттин 52 киши иштирак қилған. Йиғинда һәрқайси дөләтләрдин кәлгән кишиләр нуқтилиқ һалда өткән ай түркийәдә йүз бәргән 15 - июл һәрбий өзгиришкә урунуш һәрикитиниң ислам дунясидики тәсири тоғрисида доклат бәргән. Йиғинда уйғурларға вакалитән сөз қилған шиветсийә маарип уюшмиси рәиси абдуллаһ көкяр әпәнди “уйғурларниң түркийә сөйгүси вә 15 - июл вәқәсигә болған инкаси” темисида, яврупа шәрқий түркистан бирлики рәиси әнивәрҗан әпәнди болса “өтмүштин бүгүнгичә түркләр билән уйғурларниң мунасивити” темисида, қирғизистан уйғур иттипақи рәиси артиқ һаҗи әпәнди билән қазақистан уйғурлириға вакалитән йиғинға кәлгән турсун һаҗи әпәндиләр болса оттура асядики уйғурларниң 15 - июл вәқәсигә болған инкаси тоғрисида сөз қилған. Хәлқаралиқ ислам дуняси йиғиниға қатнашқан уйғурлар йиғинда қилған нутқида хитайниң һазир уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити вә чәтәлдики мусапир уйғурлар тоғрисидиму мәлумат бәргән.
Йиғин тоғрисида зияритимизни қобул қилған йиғиниң саһипхани думлипинар университети муавин мудири доктор буләнт әпәнди йиғинни уюштуруштики мәқсити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “15 - июл сиясий һәрбий өзгиришкә урунуш һәрикити түркийәгә күтмигән дәриҗидә зиян елип кәлди. Бу вәқә һазирму түркийәниң күнтәртипидә, биз түркләр бу һәқтә көп нәрсиләрни аңлаватимиз вә дәватимиз. Әмма бир нәрсини көздин сақит қиливатимиз. Мәзкур вәқә ислам дунясиға йәни түркийә сиртида қандақ тәсир көрсәтти? биз буни билип беқиш үчүн бу йиғинни уюштурған идуқ.”
Бүләнт әпәнди йиғинда 33 дөләттин кәлгән 52 кишиниң доклат бәргәнликини тәкитлиди: “биз 33 дөләттин 52 киши тәклип қилдуқ. Биз уларға рәис җумһури ордиси тәрипидин тәйярланған һәрбий өзгиришкә урунуш тоғрисида тәйярланған һөҗҗәтлик филимни қоюп бәрдуқ. Һөҗҗәтлик филимни көргәндин кейин көп санда йиғин әһли доклатини өзгәртишкә мәҗбур болди. Уларниң доклатидин бизниң бу вәқәни чәтәлгә яхши аңлиталмиғанлиқимизни чүшинип йәттуқ. Уйғур қериндашлиримиз уйғурларниң вәқәгә болған инкаси вә өтмүштин бүгүнгичә түркләр билән уйғурларниң мунасивити тоғрисида мәлумат бәрди. 3 Күн давамлашқан йиғин ғәлибилик ахирлашти.”
Йиғин тоғрисида телефон зияритимизни қобул қилған абдуллаһ көкяр әпәнди йиғинда қилған нутқида шиветсийә хәлқи билән шиветсийәдики уйғурларниң түркийәдә йүз бәргән 15 - июл һәрбий сиясий өзгириш елип беришқа урунуш вәқәсигә болған инкаси тоғрисида мәлумат бәргәнликини баян қилди.
Абдуллаһ көкяр әпәнди йиғинда яврупа шәрқий түркистан бирликиниң рәиси әнивәрҗан әпәндиниңму муһим сөз қилғанлиқини баян қилди.
Дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән уйғур вәкилләр 33 дөләттин түркийәниң күтаһя шәһиригә келип ислам дуняси муһакимә йиғиниға иштирак қилған кишиләргә хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сиясити тоғрисидиму мәлумат бәргәнликини баян қилди.
Түркийәдә 15 - июл күни йүз бәргән һәрбий өзгиришкә урунуш вәқәсидә 243 киши һаятидин айрилған, 2400 әтрапида киши яридар болған болуп, бу, түркийә тарихидики қанлиқ вәқә һесаблинидикән. Вәқәдин кейин түркийә һөкүмити вәқәни “фәтһуллаһ хизмәт һәрикити” дәп аталған террор тәшкилати билән мунасивити бар кишиләрниң қилғанлиқини илгири сүрүп, көп санда кишини тутқун қилип сотлимақта, хәлқара кәчурум тәшкилатиға охшаш тәшкилатлар түркийә һөкүмитини қолға елинғанларни адил сотлимиди дәп әйиблимәктә.