Түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлири уйғур дәвасиға ярдәм беридиғанлиқини җакарлиди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2013.07.22
seyit-tumturk-exmet-gundoghdu.JPG (Солдин онға) д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк, дөләт кадирлири уюшмиси рәиси әхмәт гүндоғду баянат бәрмәктә. 2013-Йили 19-июл, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин һөкүмәт билән болған мунасивитиниң йеқинлиқи билән тонулған мәмур-сән, йәни түркийә дөләт кадирлири уюшмиси уйғур дәвасиға ярдәм беридиғанлиқини җакарлиди.

Мәзкур уюшминиң рәиси әхмәт гүндоғду әпәнди вә уюшминиң мәсуллири 19-июл күни ахшам шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәһбәрлири билән “алпәрән оҗақлири” тәшкилатиниң мәсуллириға алаһидә иптар зияпити берип, уйғур қериндашлириниң дәвасиға қандақ ярдәм беридиғанлиқи тоғрисида музакирә елип барди. 2 Саәт давамлашқан музакирә нәтиҗисидә уйғурларниң һәққаний дәвасиға бундин кейин ярдәм беридиғанлиқини рәсмий җакарлиди.

700 Миң әзаси бар болған бу аммиви тәшкилат бурун уйғурларниң паалийәтлиридә анчә көрүнмәйтти. Иптар зияпити ахирлашқандин кейин тәклип бойичә сейит түмтүрк әпәнди сөз қилип, уйғурларниң қисқичә тарихи, һазирқи вәзийити вә д у қ ниң паалийәтлири тоғрисида мәлумат бәрди. Кейин түркийә дөләт кадирлири уюшмиси рәиси әхмәт гүндоғду әпәнди сөз қилип, уюшмисиниң паалийәтлири вә уйғур мәсилисигә болған көз қариши тоғрисида мәлумат бәрди. Сөзи ахирлашқандин кейин әркин асия радиосиниң мунбири болуш сүпитимиз билән униңдин бундин кейин уйғурлар елип барған намайишларға қатнишамсиләр? қандақ ярдәмләрни берисиләр дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди:
5-Июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндә истанбулда саадәт партийиси билән бирликтә чоң намайиш өткүзгән идуқ. У вақитта уйғурлар билән бирликтә намайиш өткүзгән идуқ. Униңдин кейин алақимиз үзүлүп қалди. Әмди мениң муавиним метин мәмиш әпәнди билән сейит түмтүрк әпәнди алақә қурсун биз һәр даим уларға ярдәм қилимиз. Биз алдинқи йил, ариқан мусулманлири үчүн, бултур сомалидики мусулман үчүн паалийәт қилған идуқ. Бу йил пәләстин үчүн паалийәтләр елип бериватимиз, худайим буйруса келәр йили шәрқий түркистанлиқлар үчүн кәң көләмлик паалийәтләр елип баримиз. Биз районлардики мусулманлар үчүн паалийәт елип барғанлиқимиз шәрқий түркистанни унутқанлиқимиз әмәс. Биз бу паалийәтләрни мәмурсән, йәни дөләт кадирлири уюшмиси шәрқий түркистанға игә чиқти десун дәп әмәс, шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң у дуняда яқимизға есилмаслиқи үчүн шәрқий түркистанға игә чиқимиз вә бу мәсулийәтни өз үстимизгә алимиз. Бундин кейин шәрқий түркистан мәсилиси тәшкилатимизниң муһим мәсилилиридин бири болиду.

Кейин түркийә бүйүк бирлик партийиси яшлар ячейкиси башлиқи сәрқан түзүн әпәнди сөз қилди:
Һөрмәтлик сейит түмтүрк әпәнди юқирида бизгә шәрқий түркистанниң һазирқи вәзийити тоғрисида мәлумат бәрди. Биз зулумға қарши чиқмиған адәм тилсиз шәйтандур дегән бир дингә етиқад қиливатқан бәндиләр биз. Шуңа биз мусулман болуш сүпитимиз билән дуняниң нәридә зулум болса, нәдә адаләтсизлик қанунсизлиқ болса биз қарап турмаслиқимиз керәк. Бу җәһәттин елип ейтқанда бүгүнки иптар зияпити алаһидә әһмийәткә игә.

У түркийәдики уйғур мәсилисиниң һәммә адәмниң мәсилиси болуши керәкликини баян қилип мундақ деди:
Мән сейит түмтүрк әпәнди билән давамлиқ көрүшүш пурситигә игә. Уларға қолимиздин келишичә ярдәм қилишқа тиришиватимиз. Әмма йетәрлик әмәс. Чүнки бизниң тәшкилатимизниңму имканиму чәклик. Түркләр мисирдики, пәләстиндики, сүрийәдики вә чеченийәдики мусулманларни қандақ қоллап қуввәтләватқан болса, шәрқий түркистандики уйғур қериндашлиримизниң дәвасиниму шундақ қоллиши керәк. Бу дәва мәлум бир сиясий партийә, мәлум бир аммиви тәшкилатниң дәваси әмәс, һәммә инсанниң дәваси болуши керәк. Бу җәһәттин елип ейтқан мәмурсән, йәни түркийә дөләт кадирлири уюшмиси уюштурған бу иптар зияпити интайин муһим. Уюшма мәсули әхмәт гүндоғду әпәндиму шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлирини қоллап қуввәтләйдиғанлиқини тәкитләп өтти. Бундин кейин һәммимиз һәмкарлиқ ичидә бу дәвани техиму юқири пәллигә көтиридиғанлиқимизға ишәнчим камил.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.