Түркийә диний ишлар идариси башлиқи мәһмәт гөрмәз рәсмий зиярәт үчүн уйғур дияриға маңди
2013.09.09
Түркийә диний ишлар идариси башлиқи мәһмәт гөрмәз рәсмий зиярәт үчүн уйғур дияриға маңди. Бу түркийә тарихида тунҗи қетим бир диний ишлар идариси рәһбириниң уйғур дияриға елип барған рәсмий зиярити болуп, мәһмәт гөрмәз әпәнди аталмиш уйғур аптоном райониниң һәр дәриҗилик рәһбәрлири билән учришидикән.
Түркийә диний ишлар идарисиниң 9-сентәбир күни елан қилған ахбарат баянатиға асасланғанда, мәһмәт гөрмәз әпәнди қәшқәр һейтгаһ мәсчитидә җамаәткә нутуқ сөзләйдикән. У уйғур дияридики зияритини ахирлаштурғандин кейин бейҗиңға берип, хитай муавин баш министири лю йүншән билән учришидикән. Бу зиярәт җәрянида өткән йили хитай ислам җәмийити билән түркийә диний ишлар идариси оттурисида түзүлгән тохтамнамигә бинаән хитайда қурани керим вә диний әсәрләрни нәшр қилдуруш хизмәтлири әмәлийләштүрүлидикән.
13-Сентәбир күни ниңшя туңган аптоном райони йиңчүән шәһиригә берип, хитай диний ишлар министири ваң зойән билән бирликтә түркийә-хитай ислам күлтүр сәнәт әсәрлири көргәзмисиниң ечилиш мурасимиға қатнишидикән.
Бу һәй ‘әт тәркибидә түркийә диний ишлар идариси муавин башлиқи мәмәтемин өзафшар, ташқи мунасивәтләр башқармиси башлиқи мәмәт пачаҗи қатарлиқ көп санда кишиләрму орун алған.
Хитайда уйғурларға қарита елип бериливатқан диний бесим күнсайин күчийиватқан бундақ бир пәйттә түркийә диний ишлар идариси башлиқи проф. Др. Мәһмәт гөрмәз әпәндиниң уйғур дияриға елип барған зиярити түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң наразилиқиға учримақта. Биз бу зиярәткә болған көз қаришини елиш үчүн д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси һидайәтуллаһ оғузхан әпәндигә микрофонимизни узаттуқ. Сейит түмтүрк әпәнди дуня уйғур қурултийи намидин түркийә диний ишлар идариси мәсули проф. Др. Мәһмәт гөрмәз әпәндигә хитайниң уйғур мусулманлириға елип бериватқан диний бесим сияситини аңлатқанлиқини ейтти.