1200 Әтрапида уйғур көк байрақ астида иптар зияпитигә қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.06.23
qeyseri-kokbayraq-iptar-1.jpg

Қәйсәри шәһәрлик һөкүмәт қадир хас йиғин залида 1200 әтрапида уйғурға көк байрақ астида бәргән иптар зияпитидин көрүнүш. 2016-Йили 21-июн, түркийә. RFA/Erkin Tarim

qeyseri-kokbayraq-iptar-2.jpg

Қәйсәри шәһәрлик һөкүмәт қадир хас йиғин залида 1200 әтрапида уйғурға көк байрақ астида бәргән иптар зияпитидин көрүнүш. 2016-Йили 21-июн, түркийә. RFA/Erkin Tarim

qeyseri-kokbayraq-iptar-3.jpg

Қәйсәри шәһәрлик һөкүмәт қадир хас йиғин залида 1200 әтрапида уйғурға көк байрақ астида бәргән иптар зияпитидин көрүнүш. 2016-Йили 21-июн, түркийә. RFA/Erkin Tarim

qeyseri-kokbayraq-iptar-4.jpg

Қәйсәри шәһәрлик һөкүмәт қадир хас йиғин залида 1200 әтрапида уйғурға көк байрақ астида бәргән иптар зияпитидин көрүнүш. 2016-Йили 21-июн, түркийә. RFA/Erkin Tarim

dolet-baghcheli-iptar-seyit-tumturk.jpg

Сабиқ баш министир муавини, милләтчи һәрикәт партийәси рәиси дөләт бағчәли өзи бәргән иптар зияпитидә сейит түмтүрк әпәнди билән көрүшти. 2016-Йили 18-июн, түркийә. RFA/Erkin Tarim

dolet-baghcheli-iptar-uyghur-tumturk.jpg

Сабиқ баш министир муавини, милләтчи һәрикәт партийәси рәиси дөләт бағчәли өзи бәргән иптар зияпитидә сөз қилмақта. 2016-Йили 18-июн, түркийә. RFA/Erkin Tarim

dolet-baghcheli-iptar-uyghur-tumturk-1.jpg

Сабиқ баш министир муавини, милләтчи һәрикәт партийәси рәиси дөләт бағчәли бәргән иптар зияпитидә сейит түмтүрк әпәнди қатарлиқ уйғурлар. 2016-Йили 18-июн, түркийә. RFA/Erkin Tarim

Қәйсәри шәһәрлик һөкүмәт 6-айниң 21-күни қадир хас йиғин залида 1200 әтрапида уйғурни бир йәргә җәм қилип, көк байрақ астида иптар зияпити бәрди. Бу иптар зияпитигә 1964-йили афғанистан арқилиқ түркийәгә келип олтурақлишип қалған уйғурлар билән өткән йили малайшия тайланд арқилиқ түркийәгә кәлгән мусапир уйғурлар қатнашқан. Залниң дәл оттурисиға ай юлтузлуқ көк байрақ билән түркийәниң байриқи есилған болуп, иптар зияпити қуран тилавити билән башланған. Уйғур мусулманлар һәр хил назу-нимәтләр билән еғиз ечишқандин кейин, дуа тилавити билән ахирлаштурған.

Қәйсәри шәһириниң муавин башлиқи халил бүйүкналбант әпәнди, ечилш нутқида, көңлиниң һәр даим шәрқий түркистанда икәнликини, инсанниң көңли нәдә болса әқлиниңму у йәрдә болидиғанлиқини баян қилди. Қәйсәри шәһәрлик һөкүмәтниң www.kayseri.bel.tr Тор бетиниң бу һәқтики хәвиридә, муавин шәһәр башлиқи иптар зияпитидә қилған нутқида, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистанни үсти очуқ түрмигә айландурувәткәнликини, бу йәрдин игилигән мәлуматларға асасланғанда уйғурларниң рози тутушиниң, ибадәт қилишиниң чәкләнгәнликини тәкитлигән. У, уйғурларниң рози ейини тәбриклигән.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған, бу паалийәтни қәйсәри шәһәрлик һөкүмәт билән ортақ уюштурған шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди узун йиллардин бери қәйсәри шәһәрлик һөкүмәтниң һәр йили тәшкилат мәркизидә уйғурларға иптар зияпити берип кәлгәнликини, бу йил 1200 кишилик чоң залда уйғурларға зияпәт бәргәнликини тәкитлиди.

Сейит түмтүрк әпәнди бу иптар зияпитини уюштуруштики мәқситиниң бурун кәлгән уйғурлар билән йеңи кәлгән уйғурларни бир йәргә җәм қилиш икәнликини деди.

Сейит түмтүрк әпәнди рамизан ейида тәклип қилинған иптар зияпәтлирини пурсәт дәп билип, шәрқий түркистан мәсилисини күн тәртипкә елип келиватқанлиқини, 6-айниң 18-күни сабиқ баш министир муавини, милләтчи һәрикәт партийәси рәиси дөләт бағчәлиниң бәргән иптар зияпитигә қатнишип уйғурларниң һазирқи вәзийити тоғрисида мәлумат бәргәнликини баян қилди.

Қәйсәри шәһәрлик һөкүмәт бәргән иптар зияпитигә қатнашқан уйғур мәсчитиниң имами әмин қарим, түркләрниң өзлиригә көрсәткән бу меһман достлуқидин, өзлиригә қиливатқан әнсәрликидин қаттиқ тәсирләнгәнликини, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қиливатқан һәқсизлиқиға болған наразилиқиниң қаттиқ күчәйгәнликини баян қилди.

Қәйсәри шәһәрлик һөкүмәтниң уйғурларға иптар бериши, әнәнигә айланған болуп, бу йил әң көп санда уйғур иштирак қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.